Алмутада “пор-баҗин” қәдимий уйғур қәләси һәққидики филим тонуштурулди
2017.11.19

17-Ноябирда алмута шәһиридики “астана” меһманханисиниң мәҗлис залида уйғурларниң оттура әсирдики тарихий ядикарлиқлиридин бири болған “пор-баҗин” қәләси һәққидә ишләнгән һөҗҗәтлик филимни тонуштуруш мурасими болуп өтти.
Мәзкур филимгә “пор-баҗин: вақитни тохтатқан қәлә” дегән нам берилгән болуп, “инайәт” бирләшмиси тәрипидин уюштурулған мәзкур филимни тонуштуруш мурасимиға зиялийлар, җәмийәтләр вәкиллири, юрт-җамаәтчилик вә яшлар қатнашти.
Дәсләптә сөзгә чиққан сулайменоф намидики шәрқшунаслиқ институти уйғуршунаслиқ мәркизиниң баш илмий хадими, тарихчи доктор абләһәт камалоф, тиҗарәтчи майдин абдуллайеф вә “инайәт” җәмийитиниң рәиси сүлфи мәшрәпоф қатарлиқлар 2015-йили русийәниң това җумһурийитидики “пор-баҗин” қәләсигә қилинған илмий екиспедитсийәниң нәтиҗилири һәққидә тохталди. Улар мәзкур експедитсийә давамида елип берилған ишлар вә униң тарихий әһмийити һәққидә өз қарашлирини билдүрди.
Уларниң ейтишиға қариғанда, мәзкур қәлә 8-әсирдә һазирқи моңғулийә вә русийә территорийисидә һөкүм сүргән уйғур қағанлиқиниң падишаһи билгә қағанниң буйруқи билән селинған язлиқ сарай болуп, у дәсләп русийә алими леонид казласоф тәрипидин тәтқиқ қилинған икән.
“пор-баҗин” қәләсигә қилинған илмий експедитсийә әзаси, “инайәт” җәмийитиниң рәиси сүлфи мәшрәпофниң ейтишичә, бу екиспедитсийәни уюштурушниң тәшәббускари әйни вақиттики “инайәт” бирләшмисиниң рәиси, җәмийәт әрбаби мәрһум турғанҗан розахуноф болған икән. Бу һәқтә филим ишләп чиқиш тәклипини бәргән сүлфи мәшрәпоф екиспедитсийәниң уюштурулуши һәққидә тохтилип, мундақ деди: “шу вақитларда биз експедитсийә тәркибигә даңлиқ алимларни, язғучиларни, журналистларни тәклип қилдуқ. Биз пор-баҗин қәләсигә берип, көплигән тәтқиқатларни йүргүздуқ. Биз бу һәқтә китаб чиқириш, филим ишләш мәқситиниму оттуриға қойған идуқ”.
Сүлфи мәшрәпофниң ейтишиға қариғанда, бу екиспедитсийәниң нәтиҗилири мәтбуат сәһипилиридә кәң түрдә йорутулуп, униң әзалири өз мәқсәтлиригә йәткән.
Теббий пәнләр доктори турған супийефниң дейишичә, “инайәт” җәмийити қурулғандин буян маарип, сәнәт, тәнһәрикәт, әдәбият вә башқиму саһәләрдә көплигән паалийәтләр өткүзүлгән. У “пор-баҗин” ға қилинған екиспедитсийәниң шуларниң ичидики әң нәтиҗилики икәнликини илгири сүрүп, мундақ деди: “уйғур хәлқиниң кона тарихи тоғрилиқ мәлумат алғинимизни биз үчүн интайин чоң хушаллиқ дәп һесаблаймән. Мумкин болса бу филимни уйғурлар зич олтурақлашқан районларға елип берип көрсәтсә, пайдилиқ иш болатти. Мән тарихчи болмисамму, уйғурниң тарихи билән шуғуллинип йүримән. Бу вәқә шу һәққидә қошумчә тарих болди дәп ойлаймән”.
Пор-баҗин һәққидә ишләнгән филим тарихчилар тәрипидин тәпсилий өгинилгән болуп, мәзкур паалийәттә уларму өз пикирлирини оттуриға қойди. Шуларниң бири р. Сулайменоф намидики шәрқшунаслиқ институти уйғуршунаслиқ мәркизиниң рәһбири, тарих пәнлириниң доктори рисаләт кәримованиң ейтишичә, бу филим пәқәт експедитсийә һәққидила болмай, униңда тарихий пакитлар, шу җүмлидин уйғур вә һазирқи това милләтлириниң бир туғқан хәлқләр икәнлики һәққидиму қизиқарлиқ пакитлар орун алған. Филимдә йәнә һазирқи тувалар һәмдә қәдимий уйғурларниң мәдәнийити һәққидиму материялларни учритишқа болидикән. У мундақ деди: “мән ойлаймәнки, бу филим, биринчидин, илмий җәһәттин дәлилләнгән. Әлвәттә, бу филимни ишлигүчиләр шу дәвр мутәхәссислири болуп, улар барлиқ җәрянларни һесабқа алған. Иккинчидин, бу уйғур тарихиға қизиққучиларға мөлчәрләнгән филимдур. Чүнки һазирқи күндики бәзи чоңларму, яшларму уйғур тарихини билмәйду. Мениң оюмчә, бу филим әнә шу бошлуқни толдурушта муһим рол ойнайду”.
Р. Кәримованиң пикричә, уйғурларниң қәдимий тарихи, мәдәнийити бойичә филимларни ишләш, китабларни йезиш вә нәшр қилиш, уларни яшларға тонуштуруш пүткүл уйғур алимлириниң, уйғур җәмийәтлириниң вәзиписидур. У мәзкур паалийәтни уюштурған “инайәт” җәмийитигә миннәтдарлиқини билдүрүп, униң ишлириға йәниму чоң мувәппәқийәтләр тилиди.