Решит рәһмити арат вә униң уйғуршунаслиққа қошқан төһписи

Ихтиярий мухбиримиз идиқут тәйярлиди
2015.05.25
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
reshit-rehmiti-arat.jpg Мәшһур түрколог һәм уйғуршунас рәшит рахмәти арат
RFA/Idiqut

Бу йил дуняға даңлиқ мәшһур түрколог һәм уйғуршунас рәшит рахмәти аратниң туғулғанлиқиниң 115 - йили. Бу мунасивәт билән 5 - айниң 21 - күнидин 22 - күнигичә татаристанниң қазан шәһридә хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини тәртипләнгән болуп, бу йиғинға профессор осман фикри сәртқая, академик м. Зәкийәв, профессор мустафа өнәр қатарлиқ түркологлар қатнишип доклат бәргән. Йиғинда алди билән рәшит рахмәти аратниң һаяти вә илмий әмгәклири тонуштурулған, арқидин униң түркологийә саһәсигә қошқан төһписи муәййәнләштүрүлгән.

Қәдирлик аңлиғучилар, рәшит рахмәти арат модәрн түркологийиниң, җүмлидин уйғуршунаслиқ илминиң қурғучилиридин бири. Қутадгу билиг, оғузнамә, бабурнамә вә әтәбәтул - һәққайиқ қатарлиқ ядикарлиқларни һазирқи заман түрк тилиға тәрҗимә қилип нәшир қилдурған. Аратниң илмий тәтқиқатида уйғур тили вә мәдәнийити наһайити юқири салмақни игиләйду. У уйғур тили вә мәдәнийитигә наһайити юқири баһа бәргән вә “уйғур түркчиси бүгүнки түрк тиллири үчүн ана тил характеригә игә” дегән иди.

Бу һәқтә зиярәтимизни қобул қилған әгә университети түрк дуняси тәтқиқат институтиниң оқутқучиси профессор зәки қаймаз әпәнди аратниң илмий паалийәтлирини баһалап мундақ деди:

Профәссор рәшит рахмәти арат түркийәдә болупму қәдимқи түркчә үстидики илмий әмгәклири билән тонулған. Униң әң муһим әмгики германийидики қәдимқи уйғурчә тәкистләр үстидики нәшир паалийәтни болуп һесаблиниду. У аннә вон габаин вә вилли баң билән бирликтә турпан текстлириниң бир қисмини нәшир қилдурған. Буниңдин башқа йәнә қәдимқи уйғур йезиқида йезилған оғузнамә дастанини вилли баң билән бирликтә һазирқи заман түркчисигә тәрҗимә қилған. Уйғур йезиқи вә әрәп йезиқидики қутадғу билиг нүсхисини һазирқи заман түркчисигә тәрҗимә қилип нәшир қилдурди. Әтәбәтул һәққайиқ намлиқ әсәрниму арат нәширгә тәйярлиған. Қәдимқи уйғур йезиқида йезилған исламийәт дәвригә аит уйғурчә текстларни топлап “қәдимки түрк шеирлири” намида нәшир қилдурди. Бу түрк мәдәнийити үчүнму наһайити муһим.

Һөрмәтлик аңлиғучилар, рәшит рахмәти аратниң 1965 - йили нәшир қилинған “әски түрк шиири”, йәни “қәдимқи түрк шеири” намлиқ китаби пүтүнләй қәдимқи уйғур шеирлиридин тәшкил тапқан болуп, мәзкур китабта уйғур буддизм әдәбияти, уйғур манихәизм әдәбияти вә уйғур исламий дәвир уйғур әдәбиятиға аит шеирлар орун алған. Мәшһур түрколог гәң шимин әпәнди түзгән “қәдимқи уйғур шеирлиридин талланмилар” намлиқ хитайчә китабтики шеирлар рәшит рахмәти аратниң мана мушу китабидин елинған.

1987 - Йили рәшит рахмәти аратниң “мақалилар” топлими нәшир қилинған болуп, бу китабқа униң 84 мақалиси киргүзүлгән. Бу мақалиларниң 21 и қәдимқи уйғурчә, бири оттура дәвир уйғурчиси, 11 ислам дәври уйғурчиси билән мунасивәтлик болған. Бу китабта станбулни пәтиһ қилған фатиһ султан мәһмәтниң уйғур тили билән яздурған бир ярлиғиму бар.

1987 - Йили йәнә униң “доғу түркчиси метинләри”, йәни “шәрқ түркчиси текистлири” дегән китаби нәшир қилинған болуп, бу китабта вилһәм радлоф, вон лә коқ, малов, мәңәс вә гуннар җарриң қатарлиқ алимларниң турпан, қумул, куча, лүкчүн, даванчиң, ақсу, қәшқәр, йәкән, хотән вә лопнур қатарлиқ районлардин топлиған текистләр киргүзүлгән. Бу текситләр ичидә, уйғур хәлқ еғиз әдәбияти әсәрлири, өрп - адәтлири, әнәнилири билән мунасивәтлик нурғун қиммәтлик материаллар бар.

Һөрмәтлик аңлиғучилар, зәки қаймаз әпәндиниң ейтишичә, рәшит рахмәти арат, 1900 - йил қазанда кона үҗүм дигән йәрдә туғулған. яшлиқ чағлиридин бери мәдәнийәт вә илим саһәсидә паалийәт елип барған. 1918 - Йили армийигә қатнишип 1920 - йили хитайниң харбин шәһиригә барған вә харбиндә “йирақ шәрқ” намлиқ бир җурнал чиқарған. 1922 - Йилиниң ахирида гәрманийигә берип берлин унивәрситетиниң пәлсәпә факултетиға киргән. У бу җәрянда түркологийәгә аит дәрсләрниму алған. 1927 - Йили селиштурмилиқ түрк тили тәтқиқати һәққидә язған илмий мақалиси билән докторлуқ унванини алған. 1931 - Йилиғичә берлин университетидә шимали түркләрниң тил, әдәбият вә тарих илимлири бойичә дотсент болуп ишлигән.

Раһмәти арат 1933 - йили түркийәгә тәклип қилинип истанбул университетиниң әдәбият пакултәти түрк тили бөлүмидә профессорлуққа тәйинләнгән. Арат 1964 - йил 11 - айниң 29 - күни 64 йешида вапат болған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.