Уйғур қәһриман ризвангүлниң һаяти хәлқаралиқ илмий муһакимидә

Мухбиримиз әркин тарим
2014.04.27
rizwangul.jpg Ризвангүл
Photo: RFA


Түркийә йедитәпә университети тарих факултетиниң қаримиқидики, “аяллар әсәрлири кутупханиси вә илим мәркизи фонди” ортақ уюштурған “аялларниң иш - излирини йезиш: кәчүрмишләр, тәрҗимһал вә тарих” мавзулуқ хәлқаралиқ йиғинда уйғур қәһримани ризвангүлниң кәчүрмишлири тоғрисида илмий доклат берилди.

19 - 20 - Апрел күнлири өткүзүлгән бу йиғинға америка, германийә, австралийә, әзәрбәйҗан, бразилийә, франсийә, җәнубий африқа, грузийә, һиндистан, голландийә, әнглийә, иран, испанийә, италийә, шивитсарийидә, канада, латвийә вә венгрийә қатарлиқ 20 әтрапида дөләттин 200 әтрапида аял мутәхәссис қатнашқан. Йиғинда уйғур зиялийлиридин бәйкәнт университети оқутқучиси др. Мәғпирәт камал юнусоғлу ханим билән сәлимә камал ханим “қәһриман һәмширә ризвангүл вә униң тоғрисида йезилған әсәрләр” темисида доклат бәргән.

Йиғинда 200 әтрапида аял мутәхәссис мәшһур аяллар тоғрисида йезилған әсәрләр вә улар тоғрисида елип берилған тәтқиқатлар тоғрисида доклат бәргән.

Ундақта сестра ризвангүл ким?

1944 - 1949 - Йиллиридики миллий азадлиқ инқилабниң қәһриманлиридин бири ризвангүл алмута вилайитиниң челәк йезисида туғулған болуп 1933 - йили аилиси билән бирликтә ғулҗа шәһиригә көчүп кәлгән. Ғулҗиға кәлгәндин кейин ғулҗидики йеңичә мәктәпләрдә оқуған. Мәктәптә оқуши наһайити яхши, паалийәтчан қиз икән. Мәктәптә тиятиридиму рол алған икән. У, оттура мәктәпни пүттүргәндин кейин үрүмчигә берип икки йил малийә кәспидә оқуған.

Ризвангүл оқуш пүттүрүп ғулҗиға қайтип келип почтиханида боғалтир болуп хизмәткә башлиған, 1945 - йили 1 - айниң 13 - күни ғулҗа һәрәмбағ урушида шеһит болған.

Ризвангүл 1944 - йили ғулҗида башланған шәрқий түркистан миллий күришигә актип қатнашқанлардин бири. Ризвангүл қисқа муддәт сестралиқ курсиға қатнашқандин кейин 30 қизни уюштуруп милли азадлиқ урушидики җәң мәйданлирида сестралиқ қилған.

Др. Мәғпирәт камал юнусоғлу ханимниң ейтишичә ризвангүл 1944 - йили 11 - айниң 10 - күнидин ғулҗида башланған һәрәмбағ урушида яридар әскәрләрни қутқузуш хизмитигә қатнашқан. У, 1945 - йили, 1 - айниң 13 - күни урушта яридар болған қадир исимлиқ әскәрни қутулдуриватқанда бешиға оқ тегип шеһит болған. Шеһит болғандин кейин ризвангүлни мәдһийиләп нурғун әсәрләр йезилған.

Др. Мәғпирәт камал юнусоғлу ханим истанбулда өткүзүлгән бу хәлқаралиқ йиғинда ризвангүлниң иш - излири тоғрисида мәлумат бәргәндин сирт қазақистан билән уйғур диярида ризвангүлгә атап йезилған роман, һекайә, шеир, дастан, рәсим вә һәр хил мақалилар тоғрисидиму мәлумат бәргән. Униң ейтишичә бу хәлқаралиқ йиғинда ризвангүл тоғрисида доклат бериш уйғур аял қәһриманларниң хәлқарада тонулиши үчүн наһайити муһим әһмийәткә игә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.