1933-Йилидики шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң асасий қанун лайиһиси (1)

Ихтиярий мухбиримиз қутлан
2013.03.24
sherqiy-turkistan-asasiy-qanuni-305.png “истиқалал” мәҗмуәсиниң тунҗи саниға бесилған шәрқий түркистан ислам җумһурийити дөләт асасий қанониниң лаһийәси (қутлан фотоси)
RFA/Qutlan

1933 - Йили 12 - ноябирда қәшқәрдә шәрқий түркистан ислам җумһурийити җакарлиниш һарписида мәхпий һалда тәшкилләнгән “истиқлал җәмийити” ниң миллий дөләт қуруш йолидики тәйярлиқ ишлириға җиддий йосунда киришкәнлики мәлум. Җумһурийәт елан қилиниши биләнла “истиқлал җәмийити” шу йилиниң рамизан ейида өзиниң орган зһурнили һесабланған “истиқлал” мәҗмуәси нәшир қилип тарқатқан. Мәҗмуәниң тунҗи санида мәзкур җәмийәтниң илмий һәйити тәрипидин шәрқий түркистан ислам җумһурийитигә беғишлап тәйярланған дөләт асасий қанониниң лаһийәси елан қилинған.

Асасий қанон лаһийәси муқәддимидин башқа 30 маддидин тәшкил тапқан болуп, дөләт түзүлмиси һәмдә һөкүмәт тәшкилиниң түп принсиплири қаноний асаста шәрһиләнгән. Болупму шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң дөләт характери, миллий мәҗлис (парламәнт), рәис җумһур (президент), баш вәкил (баш министер) һәмдә һәрқайси назарәтләр (министерликләр) ниң вәзипилири вә өтәшкә тегишлик мәҗибурийәтлири ениқ бәлгиләнгән. Биз бу һәқтә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн истанбулдики сутуқ буғрахан илим вә тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси доктор алимҗан боғда билән сөһбәт елип бардуқ.

Алимҗан әпәндиниң “истиқлал” мәҗмуәсидә бесилған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң асасий қанон лаһийәсини тәтқиқ қилишиға қариғанда, бу қанон ислам дининиң роһи вә уйғур хәлқиниң тарихтин буянқи миллий дөләтчилик әнәнисигә мас келипла қалмастин бәлки йәнә өз дәврдики заманивий шәкилдә қурулған дөләтләрниң қанон түзүлмилиридинму мувапиқ өрнәк алған икән.

Болупму “асасий қанон лаһийәси” ниң баш қисимидики маддилирида шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң җумһурийәт түзүмини асас қилған хәлқчиллиқ асасидики миллий дөләт икәнлики илгири сүрүлгән. Миллий мәҗлис (парламент) ниң дөләт қанони вә дөләтниң чоң ишлирини мақуллайдиған әң алий орган икәнлики, рәис җумһурниң дөләтниң алий рәһбири, атиси шундақла миллий қуввәт (армийә) ниң баш қомандани болидиғанлиқи, баш вәкил (баш министәр) ниң һөкүмәт беши вә барлиқ министерликләрниң мәмурий рәһбири вәзиписини атқузидиғанлиқи алаһидә тәкитләнгән.

Доктор алимҗан боғда әпәнди мәзкур “асасий қанон лаһийәси” ни шу мәзгилдики түркийә җумһурийитиниң асасий қанони билән селиштуруп, уйғур вәтинидә қурулған бу җумһурийәтниң өз дәвридики асия вә явропада дуняға кәлгән миллий дөләтләргә охшашла заманивий шәкилдики бир қанон асасиға игә икәнликини оттуриға қойди.

Көп көрүлгән хәвәрләр
Тарих-бүгүн
Uyghur-Alimliri-tusinay-teyipowa
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.