“тарих вә бүгүн” (2013 - йили 3 - феврал)
2013.02.04
Қутлан мақалиси
1944 - 1949 - Йиллиридики шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмитиниң ички ишлар министири һәмдә гоминдаң билән тинчлиқ сөһбити өткүзүш гурупписиниң башлиқи болған рәһимҗан сабирһаҗиниң кейинки тәқдири һәққидә мәлуматлар көп әмәс. Әмма йеқинқи йилларда ашкара боливатқан бир қисим архип материяллири һәмдә шаһитларниң әслимилири рәһимҗан сабирһаҗиниң кейинки һаятиға даир ечинишлиқ сәһипиләрни оттуриға чиқармақта.
Мәлумки, рәһимҗан сабирһаҗи 1906 - йили ғулҗидики мәшһур мәрипәтлик аилиләрдин бири болған сабирһаҗилар аилисидә дуняға кәлгән. Сабирһаҗиниң нусрәт, зәйнавудин, әхтәмбай вә мәсуд қатарлиқ оғуллири болуп, рәһимҗан чоң оғул нусрәтниң оғли шундақла мәсуд сабириниң җийәни иди.
Кичикидинла сабирһаҗилар аилисиниң мәрипәтлик қойнида миллий роһ билән тәрбийәләнгән рәһимҗан 1930 - йилларниң башлиридики миллий ақартиш вә ойғиниш һәрикәтлиригә актип иштирак қилиду. Зия сәмәди өзиниң “истәк қә қисмәт” намлиқ әслимисидә рәһимҗан сабирһаҗиң 1934 - йили 9 - мартта қурулған или вилайәтлик уйғур ақартиш уюшмисиниң һәйәт әзалириниң бири икәнликини тилға алиду. Шундин башлап, рәһимҗан сабирһаҗи ғулҗидики мәдәний - маарип вә миллий ойғиниш һәрикәтлиридә муһим ролларни ойниған ғоллуқ кишиләрдин болуп қалиду. Илида миллий инқилаб башлинишниң һарписида, йәни 1944 - йили 4 - айда мәхпий һалда қурулған “азадлиқ тәшкилати” ниң 12 нәпәр әзасиниң бири болиду. Шу йили 12 - ноябирда ғулҗида шәрқий түркистан җумһурийити җакарланғанда, рәһимҗан сабирһаҗи миллий һөкүмәтниң ички ишлар министири вәзиписини үстигә алиду. 1945 - Йили 8 - айда миллий армийә ғәлбисери илгириләп манас дәрясиниң ғәрбий қирғиқиға йетип кәлгән һәл қилғуч пәйттә илидики шәрқий түркистан һөкүмити совет иттипақиниң қистиши нәтиҗисидә гоминдаң тәрәп билән үрүмчидә тинчлиқ сөһбити өткүзүшкә мәҗбур болиду. Миллий һөкүмәт рәһимҗан сабирһаҗи, обулхәйир төрә вә әхмәтҗан қасими қатарлиқ 3 вәкилни үрүмчигә әвәтиду.
Австралийидә яшаватқан уйғур зиялийлиридин һүсән әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилип рәһимҗан сабирһаҗиниң гоминдаң билән тинчлиқ битими өткүзүш җәрянидики кәскин ипадисини баян қилди.
1946 - Йили язда “11 битим” имзалинип, өлкилик бирләшмә һөкүмәт қурулғанда рәһимҗан сабирһаҗи ички ишлар назаритиниң муавин назири болиду. Битим бузулғандин кейин ғулҗиға қайтип муһим рәһбирий хизмәтләрдә болиду. 1949 - Йилиниң ахири или тәрәп совет иттипақиниң көрсәтмиси бойичә хитай коммунист һакимийитини қобул қилғандин кейин рәһимҗан сабирһаҗиниң һаятидики еғир күнләр башлиниду. 1951 - Йили у хитай даирилири тәрипидин “пан - түркист” вә “милләтчи” дегән қалпақлар билән әйиплинип түрмигә ташлиниду. 1954 - Йили түрмидин чиққандин кейин назарәт астида яшайду. 1961 - 1962 - Йили илидики нәччә он миңлиған уйғур аһалилири совет иттипақиға өтүп кәткәндә, назарәт астида яшаватқан рәһимҗан сабирһаҗи йәнила вәтәндә қәп қалиду. “мәдәнийәт инқилаби” мәзгилидә еғир бесим вә хорлуққа учриған рәһимҗан сабирһаҗи вәтәнниң тәқдиригә қаттиқ ечиниду һәмдә үмитсизлик ичидә 1973 - йили бу дуня билән хошлишиду.
Һүсән әпәнди 1971 - йили 11 - айда ғулҗида рәһимҗан сабирһаҗиниң ечинишлиқ һалитини өз көзи билән көргәнликини әсләп, өзиниң шу чағдики азаблиқ һессиятини аңлармәнләргә баян қилди.
Сабирһаҗилар аилисиниң иккинчи оғли зәйнавудинни аяли вә 22 яшлиқ оғли ришат билән қошуп 1933 - йили ғулҗиға киргән совет қизил әскәрлири өз қорусида етип ташлайду. Сабирһаҗилар аилисиниң үчинчи оғли әхтәмбайниң оғуллиридин сираҗидин, әкбәр вә абдуләзизләр 1937 - йили шеңшисәй түрмисидә өлтүрилиду.
Сабирһаҗилар аилисиниң кичик оғли мәсуд сабири 1948 - йили өлкилик һөкүмәткә уйғурлардин чиққан тунҗи рәис сүпитидә вәзипигә тәйинлиниду. У 1949 - йили вәтәндин айрилишқа көзи қиймай үрүмчидә қәп қалиду. Әмма 1951 - йили үрүмчи нурбағдики өйидә сирлиқ рәвиштә бу дунядин айрилиду. Мәсуд сабириниң чоң оғли әртуғрул 1950 - йиллардин кейин узун мәзгилләр түрмидә йетип таримдики әмгәк лагерида һаятидин җуда болиду. Мәсуд сабириниң кичик оғли йилдирим билән рәһимҗан сабирһаҗиниң акиси абдуғопурлар 1952 - йили хитай даирилири тәрипидин ғулҗида етип ташлиниду
Әхмәт әпәндиләрниң вапати һәққидә сөһбәт
1944 - 1949 - Йилллиридики миллий азадлиқ инқилабниң рәһбәрлиридин әхмәтҗан қасими, иссақбек муноноф қатарлиқларниң өлүми уйғур, қазақ, қирғиз вә башқа милләт кишилири арисида һазирғичә түрлүк гуман вә инкасларға сәвәб болмақта.
Буниңда әхмәт әпәндиләр суйиқәст билән өлдиму яки растинла айропилан қазаси биләнму? дегән соал даим мәркәзлиқ нуқта болмақта. Тарихий шаһидлар бу һәқтә түрлүк пикирләрни оттуриға чиқарған иди.
Әнқәрә һаҗи тәппә университетиниң оқутқучиси доктор әркин әкрәм бу һәқтә өзигә хас көз қараш вә тәһлилләргә игә.
Әркин тарим бу мәсилә һәққидә әркин әкрәм билән соһбәт өткүзди
Австрийилик алим петерниң “йоған атлиқниң қайта зияритидики гиләмләр” намлиқ
Қутлуқ тәйярлиди
Уйғур гиләмчилик тәтқиқати, хәлқарада хели бурунла башланған. Уйғур гиләмлири тоғрисида йеқинқи йиллардин буян бир қәдәр әтраплиқ тәтқиқат елип бериватқан хәлқаралиқ алимлардин, хәлқара тоқулма буюмлар сәнәт тәтқиқатчиси австрийилик петер бичлер болуп, петер австрийидә тунҗи қетим тоқулма буюмлар сәнәт тәтқиқат җәмийитини қурған. У илгири оттура асия, оттура шәрқтики әлләрдә нурғунлиған тәкшүрүш вә тәтқиқатларни елип берип гиләмчилик тәтқиқатида надир мақалиләрни елан қилған. Петердин қалса уйғур гиләмчилик тәтқиқатида хәлқарада алдинқи қатарда туридиған гиләм тәтқиқатчилиридин японийилик алимлардин сугиямадур. Сугияма уйғур гиләмчилики һәққидә “уйғур гиләмчилик тәтқиқати тоғрисида” дегән әсири,1934 - йилидин 1937 - йилғичә болған арилиқтики хотәндә һөкүм сүргән махусән һөкүмити тоғрисидики“ма хусән вә туңган җумһурийити” намлиқ тәтқиқат мақалилири билән мәшһурдур.
японийидики уйғур зиялийси доктор турмуһәммәт уйғур гиләмлиригә японларниң болған қизиқиши вә қарашлири һәққидә қисқичә тохталди.
Австрийилик петер,1989 - йили әнглийидә нәшир қилинидиған “хали” журнилиниң 44 - санида елан қилған “йоған атлиқниң қайта зияритидики гиләмләр” намлиқ мақалисидә өзиниң уйғур елида елип барған гиләм тәтқиқатидики тунҗи сәпири һәққидә мундақ тохталған:
Мән тунҗи қетим уйғур гилимини оттуз йил авал көрдүм.Шундин бири уйғур гилими һәққидә тәтқиқат елип бериш үчүн уйғур аптоном районини нурғун қетим зиярәт қилдим. Мениң биринчи қетимлиқ сәпирим 1981 - йили болуп, мән қәшқәр базирида уйғур бовайларниң йешил рәңлик кичик кона гиләмләрни сетиватқанлиқни көрүп,көзүм шу гиләмләргә чүшти. Мениң ядимға шуан бу йәрдә һөкүм сүргән йоған атлиқ, ма хусән вә у бу йәрдин йиғип кәткән йешил рәңлик гиләмләр көз алдимға кәлди.
Тоқулма буюмлар тәтқиқатчи петер бичләр мундақ дәп язиду:
Қәдимқи заманларда шәрқий түркистанға саяһәтгә барған кишиләрниң йезип қалдурған саяһәтнамилирида карекин молдовак дегән исимни таптим.Карекин әрмәнийилик киши болуп,1909 - йилидин 1938 - йилғичә болған арилиқта хотәндә йипәк вә гиләм завути қурған икән. Мән бу киши тоғрисида техиму көп мәлуматқа еришиш үчүн; 1990 - йили шәрқий түркистанға бардим.Хотән телевизийә истансисиниң ярдими билән елан берип бу киши тоғрисида билидиған вә шу дәвирдин хәвәрдар кишиләрдин сүрүштүрүп,пәқәтла йәттә кишини таптим.Уларниң һәммиси карекин молдовак тоғрисида һечнемә билмәйдикән.Пәқәтла билидиғини генерал ма хусән билән қейин иниси маҗуңйиңға хотәндә тоқулуп берилгән кичик көк рәңлик гиләмләр һәққидила учурға игә икән.Пәқәт хотәндә тоқулған гиләмләр тоғрисидила мәлуматқа игә икән.
Хотәндә гиләм завути қурған әрмәнийилик карекин молдовак һәққидә һазир түркийә истанбулдики шәрқий түркистан вахпиниң муавин мәсули, тәтқиқатчи абдуҗелил туран бу һәқтә қисқичә тохтилип,униң әрмән икәнлики һәққидә хәлқ арисидиму инкас барлиқини көрсәтти.
Петер мақалисидә, 1934 - йилидин 1937 - йилғичә хотәндә тоқулған гиләмлиридики хитайчә хәтләр тоғрисида мундақ давамлаштуриду: уйғур аптоном районидики уйғур гиләмлириниң тарихини язған җиа йиң билән җаң тиңдениң әсиридә әйни вақиттики аталмиш шинҗаңниң гиләмчилики миллитаристлар тәрипидин игиливелинип, гиләмчилик тәрәқияттида һечқандақ илгириләш болмиғанлиқини әскәртиду.
Шең шисәйгә күчи йәтмигән ма хусән үрүмчидә туралмай базисини қәшқәргә, 1934 йили 8 - айда қәшқәрдин хотәнгә йөткәйду. У,1937 - йили 9 - айғичә хотән чарқилиқтин йәркәнгичә һөкүмранлиқ қилиду. Бу униң 1934 - йилидин 1937 - йилиғичә өзи йәрлик хәлқләргә буйруқ чүшүрүп тоқутқан кичик рәңлик гиләмлиридур.Бу тоқулған кичик көк рәңлик гиләмләрниң оттурисида хитайчә төт хәт болуп,австрийә вена университетиниң хитайшуналиқ иниститутиниң профессори,доктор траппиниң тәрҗимисигә асасланғанда “бирлик қуруш” дегән хәтләр чүшүрүлгән болуп, профессор доктор траппиң уйғурларниң әзәлдин хитай йезиқини қолланмайдиғанлиқи,уларниң өзигә хас йезиқи барлиқи,әмма хотән бостанлиқи ма хусән тәрипидин ишғал қилинивалғанлиқи үчүн,уйғур гиләмчиләр мәҗбури һалда гиләмлиригә хитайчә йезиқта хәт чүшүрүшкә мәҗбурланғанлиқини оттуриға қойиду.
Петер мақалисидә хотән гиләмлири билән сәмәрқәнд гиләмлирини селиштуруп, мундақ баян қилиду: хотән гиләмлири мәшурдур. Сәмәрқәнд гиләмлириму охшашла мәшһур. Әмма хотән гиләмлири җушқун,ярқин сәрхил рәңликлики билән техиму даңлиқтур.
Петер мақалисидә уйғурлар билән елип барған сөһбәтлиридә ма хусән армийисиниң бәш миң парчидин алти миңға қәдәр хотән гиләмлирини елип кәткәнликини, ма хусән әскәрлириниң буниң бир қисмини намаз оқушқа ишләтсә,ма хусән өзи шәхсән көплигән гиләмләрни гоминдаң һөкүмитиниң мәркизи нәнҗиңдики җяң кәйшигә совға қилип әвәткәнликини билдүриду
Мақалидә йәнә ма хусәнниң хотәндики гиләмчилик завути бар әрмәнийилик молдовакқа кәңлики 20 метир, узунлуқи 40 метир келидиған гиләмдин бирни тоқуп беришкә буйруқ қилғанлиқи, ма хусән бу гиләмниң җяң кәйшигә һәдийә қилидиғанлиқини билдүргәнликини оттурға қойиду.