“тарих вә бүгүн” (2013 - йили 17 - феврал)
2013.02.17
Елихан төрииң совет иттипақиға елип кетилишиниң ички сәвәблири
Қутлан мақалиси
1944 - Йили 12 - ноябирда ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң рәиси елихан төрәмниң 1946 - йили “11 маддилиқ битим” имзаланған күнләрдә туюқсизла йошурун һалда совет иттипақиға елип кетилиши һазирғичә бир тарихий түгүн һалитидә турмақта. Өз дәвридә ғулҗидики көплигән кишиләр, шу җүмлидин елихан төрәмгә әқидә қилидиған йеқинлири бу ишни сүрүштә қилған болсиму, лекин һечкимдин қанаәтлинәрлик җавабқа еришәлмигән. Совет иттипақиниң ғулҗидики консулханиси һәмдә “иккинчи номурлуқ өй” дики мәхпий хадимларму бу иш һәққидә һечқандақ чүшәнчә бәрмигән.
Ундақта, миллий инқилаб арқилиқ мустәқиллиқ җакарлиған бир җумһурийитниң рәиси, маршали шундақла шу дәврдики әң юқири нопуз игиси болған елихан төрә немишқа туюқсизла һакимийәттин йирақлаштурулди? уни кимләр немә сәвәбтин қандақ усул билән ғулҗидин совет иттипақиға елип кетиши? немә үчүн илидики миллий һөкүмәт әзалири билән миллий армийидики офитсер - җәңчиләр өзлириниң әң алий рәһбири болған бир затниң намәлум кишиләр тәрипидин йоқутиветилишигә сүкүт қилди?
Бу һәқтә муһакимә елип бериш үчүн биз дуня уйғур қурултийиниң орта асиядики алаһидә вәкили, тарихшунас қәһриман ғоҗамбәрди билән сөһбәт елип бардуқ. Қәһриман ғоҗамбәрди елихан төриниң уйғур елигә келиш тарихи һәққидә тохтилип, униң 1944 - йилидики шәрқий түркистан җумһурийитиниң рәиси сүпитидә оттуриға чиқишиң тасадипийлиқ икәнликини илгири сүрди.
Шаһитларниң әслимилиригә қариғанда, 1944 - йили апрелда ғулҗида мәхпий һалда “азадлиқ тәшкилати” қурулғанда елихан төрәмниң совет иттипақиниң ғулҗидики баш консули добашинниң ағзаки йосунда “мустәқиллиқ вәдиси” бериши билән бу тәшкилатқа рәһбәр болғанлиқи мәлум. Шундин кейин елихан төрәм өзиниң мәсчитләрдики аҗайип нутуқ вә тәблиғлири билән ғулҗа хәлқини инқилабқа үндәйду. 1944 - Йили 12 - ноябирда ғулҗида шәрқий түркистан җумһурийити җакарланғанда елихан төрә тунҗи рәис җумһур болуш сүпити билән миллий инқилабниң ахирқи мәқситиниң мустәқиллиқ икәнликини илгири сүриду.
Сәйпуллайеф, сәйпидин әзизи қатарлиқ шәхсләрниң һазирғичә елан қилинған түрлүк әслимилиридә шундақла 1960 - йилларда советләр иттипақиға көчүп чиқип қазақистанда яшиған сабиқ шәрқий түркистан җумһурийәти һөкүмитиниң баш катипи болған абдурәуп мәхсум қатарқлиқ шаһитларниң әслимилиригә қариғанда, елихан төрәмниң изчил йосунда миллий мустәқиллиқни тәрғип қилип, һәрқандақ шәкилдики сүлһ - салаға қарши турғанлиқи мәлум. Көплигән шаһитлар елихан төрәмниң “11 битим” қарши турғанлиқи сәвәблик совет иттипақиниң чишиға тәгкәнликини илгири сүриду. Тарихшунас қәһриман ғоҗамбәрдиму бу нуқтини алаһидә тәкитләйду.
Ундақта, совет иттипақи немә үчүн илида инқилаб партлашниң алдида идеологийә җәһәттин коммунизмға қарши болған елихан төрәмни “азадлиқ тәшкилати” ниң рәһбири болушқа үндәйду шундақла 1944 - йили 12 - ноябирда җумһурийәт җакарланғанда униң рәис җумһур болушиға сүкүт қилиду? қәһриман ғоҗамбәрди буниң сәвәбиниң әйни дәврдики илиниң шараити вә блихан төрәмниң хәлқ ичидики йүксәк нопузи билән мунасивәтлик икәнликини тәкитләйду.
Мәлум болушичә, елихан төриниң совет иттипақи билән болған зиддийити битим имзалинишниң алдида йошурун һаләттә болған болса, 1945 - йили 8 - айда миллий армийә манас дәрясиниң ғәрбий қирғиқида буйруқ бойичә тохтап, гоминдаң билән тинчлиқ сөһбити өткүзүш мәсилиси оттуриға қоюлғандин кейин ашкара ипадилинишкә башлиған. Абдурәуп мәхсум өз әслимилиридә битим имзалиништин хели бурунла ғулҗидики алаһидә һоқуқлуқ совет хадимлириниң елихан төрәмниң аяли билән икки оғлини “оқуп кәлсун” дегән баһанә билән ташкәнткә йолға салғанлиқини, буниң әмәлийәттә елихан төрәмни совет иттипақиға елип кетишниң бир сигнали болғанлиқини илгири сүриду. Сәйпуллайефму өз әслимирилидә 1945 - йили әтияз айлиридин башлапла совет иттипақиниң елихан төрәмни һакимәйәттин чәтләштүрүш пиланини башлиғанлиқини тилға алиду. Униң көрситишичә, совет иттипақи сейит һөҗҗәт исимлик бир ишпийонни елихан төриниң йениға қойған һәмдә ғулҗидики баш сақчи идарисиниң совет иттипақилиқ мәслиһәтчиси әли әпәнди елихан төриниң ишханисини мәхпий ақтуруп турған.
Шәрқий түркистан җумһурийити дәвридә хизмәт қилған шаһитларниң көп қисми бирдәк совет иттипақиниң елихан төрәмни елип кетишидә мундақ бирқанчә сәвәбниң болғанлиқини тилға алиду. Йәни елихан төрәмниң битимгә қарши туруп мустәқиллиқ ғайисидә чиң туруши, ислам әқидилирини тәрғип қилип асирттин совет коммунизим мәпкурисиға қарши туруши, йәрлик пуқраларниң совет гираҗданлиқиға өтүшигә қарши туруши шундақла гәнсу, чиңхәй өлкисиниң туңганлардин болған баш һәрбий қомандани ма буфаңға мәхпий мәктуп йоллап мусулманларниң исламий бирликини бәрпа қилишқа урунғанлиқи совет иттипақиниң оғисини қайнатқан асаслиқ сәвәбләрдур дәп қарайду. Қәһриман ғоҗамбәрди әйни вақитта совет иттипақиниң һәтта елихан төрини өлтүриветиши мумкин икәнликини, әмма уйғур картисини қайта ойнаш зөрүрийити туғулғанда лазим болиду дәп қариғанлиқи үчүн вақитлиқ сақлап қалғанлиқини илгири сүриду.
юқириқи сәвәбләр түпәйлидин совет иттипақиниң ғулҗида турушлуқ “иккинчи номурлуқ өй” дики мәхпий хадимлири йошурун сүйиқәст пиланлиған. Улар “11 маддилиқ битим” имзалиниватқан күнләрдә ғулҗидики “яшлар тәшкилати” ниң әзалирини һәрикәтләндүрүп, елихан төрәмни истипа беришкә қистайдиған имзасиз хәт яздурған һәмдә шу арқилиқ блихан төрәмни абройсизландурушқа урунған. 1946 - Йили 13 - июн күни кечидә “иккинчи номурлуқ өй” дики совет иттипақилиқ мәхпий хадимлардин әли әпәнди, искәндәр әпәнди (орус, русчә исми иван иванович иваноф) вә закир әпәнди қатарлиқ 3 киши елихан төрәмни зес маркилиқ пикапқа селип “өзбекистан компартийисиниң биринчи секретари осман йүсүпоф сиз билән қорғас чегрисида көрүшмәкчи” дегән гәп билән совет иттипақиға елип кәткән. Шундин башлап, елихан төрә ташкәнттә 1976 - йилиғичә яшап аләмдин өткән.
“уйғурчә - хитайчә идиқут луғити”намлиқ китаб түркийидә нәшир қилинди
Әркин тарим программиси
Һәммимизгә мәлум, тил тарихи тәтқиқатида қәдимки қолязмилар болупму қәдимки луғәтләр әйни дәврниң тил алаһидиликини тәтқиқ қилишта муһим әһмийәткә игә. Шуңа, бу тарихий луғәтләрни тәпсилий тәтқиқ қилиш тилшунасларниң бурчи. Уйғурларниң қәдимки вақитларда йезилған нурғун луғәтлириниң барлиқи тарихий мәнбәләрдә көрситилгән болсиму, уларниң ичидә тепип чиқилип тәтқиқ қилинғанлири аз дейәрлик. Болупму исламийәттин бурунқи дәвргә аит болған уйғурчә - хитайчә, хитайчә - уйғурчә вә башқа луғәтләр һәққидә тәпсилий тәтқиқатлар толиму кәмчил.
1960 - Йили үрүмчидә нәшир қилинған “мәдәний ядикарлиқлар” журнилида, 1959 - йили турпанниң ялқунтағ етикидики сиңгим будда харабилиридин қәдимқи хитайчә - уйғурчә луғәттин 11 варақ тепилғанлиқи һәққидики мақалә елан қилинған. Бу 11 бәтлик луғәт тоғрисида археолог қурбан вәли тәтқиқат елип барған иди. 1980 - Вә 1981 - йиллири долқун қәмбири билән исрапил йүсүпниң мақалисидиму, турпандики безәклик миң өйни тәкшүрүш хизмити җәрянида тепилған қәдимки луғәт варақлири һәққидә мәлумат бәргән.
Булардин сирт хитай түрколог ваң йүәншин хитайдики түрк тиллири тәтқиқатлири дегән китабида қәдимқи куча тили вә қәдимқи уйғур тили луғити һәққидә тохталған болуп, бәзи хитай түркологларниң ейтишичә бу луғәт 5 - әсир вә 8 - әсирләр арисидики дәвргә аит болуп, әпсуски бизгичә йетип кәлмигән.
Хитайниң миң сулалиси мәзгилидә йезилған, чиң сулалиси мәзгилидә кеңәйтилгән, вә кейинки йилларда көп қетим бесип тарқитилған “уйғурчә - хитайчә луғәт” муһим әһмийәткә игә.
Бу луғәт бүгүнки уйғурчиниң тарихини, тил алаһидиликини тәтқиқ қилиш үчүн, шундақла миң сулалиси билән уйғурларниң мунасивитини тәтқиқ қилиш үчүн наһайити муһим тарихий материял һесаблиниду.
“идиқут луғити” дәп нам берилгән мәзкур луғәт мәғпирәт камал юнусоғли тәрипидин 1997 - йили әнқәрә университети қәдимки түрк тиллири кафедирасиниң магистирлиқ унвани үчүн тәйярланған болуп, 2012 - йили 2 - айда қайта түзитилгәндин кейин, түркийә җумһурийити тил тәтқиқат идариси тәрипидин нәшир қилинған.
195 - Бәтлик бу әсәр қандақ мәзмунларни өз ичигә алған? китабниң түркологийә вә тарих тәтқиқатида қандақ роли бар?дегәнгә охшаш соалларға җаваб тепиш үчүн китабниң аптори доктор мәғпирәт камал юнусоғли билән сөһбәт елип бардуқ.