Әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң “айропилан қазаси сири” ниң 70-йиллиқи
2019.08.29
1944-1949-Йиллиридики шәрқий түркистан җумһурийити вә шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилабиниң сиясий-һәрбий рәһбәрлиридин әхмәтҗан қасими, миллий армийә баш қомандани генерал лейтинант исһақбек муноноф, шәрқий түркистан җумһурийити тәшвиқат бөлүм башлиқи вә миллий армийә сиясий бөлүм башлиқи, подполковник абдукерим аббасоф, миллий армийә муавин баш қомандани генерал майор дәлилқан сугурбайеф қатарлиқлар вә улар билән биргә сәпәргә атланғанларниң өлүмигә бу йил 27-авғуст күни 70 йил тошти. Бу чесла әлвәттә, хитай һөкүмити тәрипидин рәсмийләштүрүлгән уларниң бейҗиңда ечилидиған мәмликәтлик тунҗи нөвәтлик сиясий кеңәш йиғиниға қатнишиш сәпиридә совет иттипақиниң байқал көли әтрапида айропилан қазасиға учриди дәп бекитилгән 1949-йили, 27-авғуст күнидур. Әхмәтҗан қасими қатарлиқ миллий азадлиқ инқилаб рәһбәрлириниң өлүмигә 70 йил тошқан бу күнләрдә уйғурлар өзлириниң 1944-йили, 12-ноябир күни қурулған шәрқий түркистан җумһурийити вә дағдуғилиқ миллий азадлиқ инқилаби һәм униң рәһбәрлириниң паҗиәлик тәқдирини әслимәктә. Шуниң билән бир вақитта иҗтимаий таратқуларда әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң өлүмигә болған гуманлиқ қияслар, айропилан қазасиға болған түрлүк пәрәзләр йәнила худди бурунқиға охшашла давамлашмақта.
Әхмәтҗан қасими қатарлиқ миллий азадлиқ инқилаб рәһбәрлириниң айропилан қазаси растинила йүзбәрдиму? бу тасадипий йүзбәргән һадисиму яки униң башқа арқа көрүнүши барму дегәндәк соаллар давамлиқ қоюлуп келиниватқан болуп, мәзкур “сирлиқ айропилан вәқәси” һәтта русийәдики 20-әсир уйғур дияри тарихини тәтқиқ қилидиған вә бу мәсилигә қизиқидиған тарихчилар вә журналистларниңму қизиқишини қозғап кәлгәниди. Ашу айропилан вәқәси йүз бәргән русийәниң байқал көли бойидики бурятийә җумһурийитиниң улан-уде шәһиридә турушлуқ пенсийәгә чиққан журналист, “байқалниң сири” гезитиниң сабиқ тәһрири ботаҗап раднайеф көп йиллардин буян шәрқий түркистан җумһурийити тарихи вә әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң трагедийәси һәққидә издиниватқанларниң бири болуп, у икки қетим ашу айропилан чүшүп кәткән тағқа мәхсус тәкшүрүшкә барған вә өзиниң шу ениқлашлири һәққидә мәхсус мақалиләр елан қилғаниди.
“мән 2013-йили вә 2015-йили, ашу айропилан чүшүп кәткән җайға бардим” дәйду ботаҗап раднайеф, униң тәкитлишичә, у 2013-йили бир гуруппа бурият яшлиридин мәхсус қидирип тәкшүрүш гурупписи қуруп, әхмәтҗан қасими қатарлиқлар олтурған айропилан чүшүп кәткән байқал көли бойидики қабан теғиниң хамар-дабан дегән йеригә барған. Униң ейтишичә, у қоюқ от-чөпләр арисидин йәнила ашу айропилан қанитиниң бир парчисини тапқан, һәтта улар әйни вақитта айропилан чүшүп, униң майлири еқип көйгән чоң бир җайда һазирғичә һечқандақ өсүмлүк өсмигәнликини сәзгән.
Ботаҗап раднайефниң ейтишичә, мәзкур қабан теғидики хамар-дабан дегән җайға 1949-йили, 8-айда бир айропиланниң чүшүп кәткәнлики һәққидики учурларни шу җайдики аһалиләр узундин буян билидиған иш иди. Лекин йәрлик аһалиләр буни билсиму, әмма бу айропиланда шәрқий түркистан җумһурийити рәһбәрлири болғанлиқини билмәйтти. У бу һәқтә тохтилип: “лекин йәрлик аһалиләр, ашу тағда бир айропилан ятиду, қандақтур бир хитай айропилани дәп биләтти. 2013-Йили, биз бир парчә мақалә елан қилдуқ, буниңда биз бу уйғур айропилани дәп яздуқ, йәни шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмити рәһбәрлири олтурған дәп. Улар айропилан хадимлириниң советлик икәнликини биләтти, шу вақитта 17 яшларда болған бир моңғул айропиландин руслар вә хитайларни елип чүшти деди” дәп баян қилди. Униң илгири сүрүшичә, униң айропиландин елип чиқилғанларниң руслар вә хитайлар дегини әмәлийәттики айропиландики бәш рус учқучи вә айропилан хадими, хитайлар дегини ашу әхмәтҗан қасими башчилиқидики кишиләрдур, чүнки улар уйғурларни билмәйтти. Раднайеф мақалә елан қилғандин кейин мәзкур сирлиқ айропилан қазаси вә шәрқий түркистан инқилаби рәһбәрлириниң тәқдиригә аит мақалиләр вә бирдинла бу вәқәгә қизиқидиғанлар көпәйгән.
Ботаҗап раднайеф 2015-йили, русийәниң бир телевизийә гурупписини башлап, шу вәқә болған тағқа иккинчи қетим чиққан болсиму, әмма туман қаплап кетип, ахирғичә баралмиған. Лекин уларни башлап маңған йол башлиғучи, олег гишка 1980-йилларда бу җайға чиқип, ашу айропиланниң қалдуқ радио аппаратини тапқан вә сүрәткә чүшкән. Улар ениқлиғанда мәзкур тепилған радио аппаратидики номур билән ашу һадисигә учриған айропиланниң номури охшаш чиққанлиқи үчүн бу радио аппарати ашу айропиланниң қалдуқи дәп бекитилгән. Олег гишка исимлик киши ашу радио аппаратиниң палта билән уруп парчиланған бир парчисини униңға хатирә қилип бәргән.
Хитай һөкүмити рәсмий түрдә әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң 1949-йили, 27-авғуст күни байқал көли бойидики иркутский әтрапида қазаға учриғанлиқини билдүрүп кәлди. Хитай һөкүмити һазирғичә вәқә болған ениқ бир җайни көрсәтмигән. Әнқәрәдики һаҗитәппә университетиниң тарих дотсенти доктор әркин әкрәмниң қаришичә, уйғурлар арисида болса әнә шу вақиттин тартип изчил бу вәқәгә ишәнмәслик мәвҗут болуп кәлди. Буниң сәвәби хитай тәрәпниң хәлққә вәқә һәққидә қайил қиларлиқ вә ишәнчлик, пакит вә материялларни көрсәтмигәнлики, әксичә өлгүчиләрниң бәзи буюмлири, мәсилән саәт, рәсим, кийим-кечәк қатарлиқлириниң көймәй, сақ болуши вә башқилардур.
Вәһаләнки, русийә мәтбуатлирида әхмәтҗан қасими қатарлиқлар олтурди, дәп қаралған айропиланниң “ил-12” типлиқ йеңидин ясалған айропилан икәнлики, буниң 1949-йили, 25-авғуст күни русийәниң буриятийә җумһурийитидики қабан теғидики хамар-дабан дегән йәргә чүшүп кәткәнлики шуниңдәк бу вәқәни көргәнләрниң гуваһлиқлириға аит мақалиләр тарқалди. Русийәниң бир тәкшүрүш доклатидиму вәқәниң 25-авғуст күни йүз бәргәнлики вә қандақ йүзбәргәнлики баян қилинди.
2013-Йили, русийәдә елан қилинған “қабан теғиниң сири” дегән мавзуда леонид актиноф, владимир буйихайеф, ботаҗап раднайеф қатарлиқ үч аптор тәрипидин йезилған мақалидә һәмдә ботаҗап раднайефниң 2016-йили елан қилған “шәрқий түркистан җумһурийити рәһбәрлириниң өлүм сири” мавзулуқ мақалиләрдә бу җәрянлар тәпсилий хатирилиниду. Булардин мәлум болушичә, пакитлар хитайдики материялларда қәйт қилинғандәк болмастин, бәлки әхмәтҗан қасими қатарлиқлар олтурди, дәп қаралған шундақ бир айропиланниң 1949-йили, 24-авғуст күни алмутадин учуп красноярский шәһиригә қонуп, әтиси, йәни 25-авғуст күни әтигәндә чита шәһиригә қарап учуп, шу күни буриятийә җумһурийитидики қабан теғида, һазирқи қабанск шәһиридин 31 километир нериға чүшүп кәткәнлики, айропиланда қазаға учриғучиларниң әхмәтҗан қасими башлиқ шәрқий түркистан җумһурийити рәһбәрлири болуши мумкинлики оттуриға қоюлиду.
Мәзкур айропилан вәқәсидин пәқәтла уйғурларла гуман қилған әмәс, бәлки бу вәқәгә қизиққан һәм тәкшүргән русийәликләрдиму гуманлиқ соаллар туғулған. Ботаҗап раднайеф әнә шуларниң бири. Ундақта растинила айропилан һадисиси йүз бәргән дейилсә, бу тасадипий йүз бәргән һадисиму яки бу пиланлиқ кәлтүрүп чиқирилғанму? ботаҗап раднайеф, айропилан һадисисигә аит көп мәсилиләр вә әйни вақиттики сиясий шараит қатарлиқларни тәһлил қилиду. Ботаҗап раднаеф “мениңчә буниңда бир вәйран қилиш бар дәп ойлаймән, мениң қаришимчә, бу көпинчә вәйран қилиш һәрикитигә охшайду, бирақ бу һәқтә ениқ һөҗҗәт йоқ” дәйду.
У, өзиниң мундақ гуманға келишидики амилларни оттуриға қоюп, вәқә болған тағниң егиз әмәс, адәттикидәк орманлиқ тағ икәнлики вә айропиланниң бәкла төвәнләп учқанлиқини көрситиду: у: “мән совет мәхсус оргиниң вәйран қилишимикин дәп ойлаймән, һадисигә аит анализда дейилишичә, айропилан 1200 метир егизликтә учқан, әслидә 2200 метирларда учуши керәк иди. Қабан теғиниң егиздики 1400 метир әтрапида, айропилан учқан йәрдин егиз, йәнә келип айропилан начар һавада, туманда учқан, бундақ әһвалда вә бундақ егизликтә тағқа урулуши мумкин иди, қараң, барлиқ шаһитларниң дейишичә, һәрбийләр шу йәрдә қеп қалған һәммә нәрсини топлап көйдүрүвәткән. Әслиһәләр вә һәммини йоқитивәткән, башқа һечкимни у йәргә барғузмиған” дәйду.
Униң илгири сүрүшичә, бу тағ адәттики егизликтә болуп, айропилан соқулуп кетидиған һалда әмәс. У йәргә һәр қандақ адәм баралайдикән. У бу һәқтә тохтилип: “бу тағниң егизлики тәхминән 1300метирлардин егиз, йәнә йирақта техиму егиз тағ бар, йәни 3000 метирларда, сап ташлиқ тағлар, вәқә болған тағда ташлиқларму йоқ, пәс, орманлиқ, йәни бир тайгидур. Мән немигә һәйран қалдим вә қизиқип қалдим десиңиз, у җайға чиққили болмайду дейишкәниди. Әмма ундақ әмәс, чиққили болиду, әлвәттә, йирақта егиз тағлар бар, у йәргә пәқәт тағқа чиқиш тәнһәрикәтчилири чиқалайду, әмма бу йәргә һәтта мәктәп оқуғучилириму баралайду, йәни юқири синип оқуғучилири чиқалайду.”.
Раднайефниң ейтишичә шуниңдәк өз мақалисидә шаһитларниң учурлири арқилиқ баян қилишичә, бу тағда ейиқ вә башқа йиртқуч һайванлар бар. Лекин, уларниң җәсәтлири бир һәптиләрдин кейин елип чүшүлгән. Алди билән икки овчи айропилан чүшкән йәргә барған болуп, улар бир қисим алтун пулларни алған, улар җәсәтләр, саәт, гиләм вә башқа буюмларни көргән. Улар арқидин вәқәни йәрлик һәрбийләргә мәлум қилғандин кейин һәрбийләр тездин тағни қамал қилип, һечкимни барғузмиған, җәсәтләрни хурум тағарларға қачилап, елип чүшүп, аптомобил билән ула-удегә елип кәткән. Бу җайни москвадин биваситә кәлгән һәрбий башлиқлар қаттиқ контроллуқ вә мәхпийәтлик астиға алған.
Америкадики водров вилсон мәркизи сталинниң 1949-йили, 2-сентәбир күни мав зедоңға әвәткән “шинҗаң демократик һәрикәт вәкиллири” өмикиниң иркутский әтрапида айропилан һадисисигә учриғанлиқи һәққидики телеграммисини елан қилди. Буниңда дәл әхмәтҗан қасими қатарлиқлар көздә тутулғаниди. Әмма сталинниң телеграммисидиму бәзи мүҗмәллик барлиқи мәлум.
Лекин, миллий азадлиқ инқилаб қатнашқучилири, җүмлидин мәрһум асим бақи, һашир ваһидий, сабит абдурахман қатарлиқ миллий азадлиқ инқилабқа қатнашқан сабиқ миллий армийә офитсерлири өзлириниң 1990-йилларда алмутада елан қилған әсәрлиридә, совет иттипақиниң 1942-1949-йиллири ғулҗида дохтур салаһийитидә паалийәт қилған муһим бихәтәрлик әрбаби, кейин бишкәктә яшап вапат болған һаким җаппарниң ашкарилиши намида әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң москвада өлтүрүлгәнликини көрситишкәниди.
Мана һазир 1949-йили 8-айда йүзбәргән бу вәқәгә 70 йил тошсиму, әмма әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң өлүмини суйиқәст дәп қариғучиларниң пәрәзлири вә қарашлирини испатлайдиған яки рәт қилидиған һәм вәқәниң әмәлий җәряниға аит ишәнчлик бир тәкшүрүш доклати вә яки мунасивәтлик мәхпий һөҗҗәт совет архиплиридин техичә ашкарилинип елан қилинмиди. Мундақ әһвалда бу вәқә бир сирлиқ түгүн сүпитидә униң һәққидики түрлүк гуманлар вә қиясларниң буниңдин кейинму, хели узунларғичә изчил давамлишиши тәбиий.