“тарих вә бүгүн” (2013 - йили 24 - феврал)
2013.02.24
“тарих вә бүгүн” сәһипимиздә төвәндики программилар берилиду. Рус тарихчиси вадим обуховниң йеңи китабиниң мәзмунлири, османли империйисиниң 34 - султани абдулһәмид ханниң паалийәтлири вә сабиқ миллий армийә офитсери, туңган полкиниң офитсери ибрайим явахунофниң җиң уруши вә туңган полкиниң қурулуш җәряни һәққидики әслимилириниң давами һәм башқилар.
Рус тарихчисиниң китаби: “йоқалған ғайиви дуня. Шинҗаңдики русларниң тарихи”
Умидвар
Рус тарихчиси, қазақистанда яшайдиған журналист вадим обуховниң совет иттипақи вә русларниң уйғур елидики паалийәтлиригә аит үчинчи китаби “йоқалған ғайиви дуня. Шинҗаңдики русларниң тарихи” өткән йили москвада нәшир қилинип, оқурмәнләрниң оқушиға сазавәр болди.
Бу китабта 20 - әсир уйғур сиясий тарихиға мунасивәтлик учурлар орун алған. 654 Бәтлик мәзкур китаб рус тарихчиси вадим обухов тәрипидин русийидә нәшир қилинған китаблар вә түрлүк журналлар һәм интернет сәһипилиридә елан қилинған совет иттипақи, русийә вә русларниң өткән әсирниң биринчи йеримида уйғур елидә елип барған паалийәтлиригә аит әсәрләр асас қилинип йезилған.
Гәрчә аптор кәспий тарихчи вә совет иттипақиниң уйғур елиға қаратқан сиясәтлири мәсилиси һәққидә мәхсус архип материяллири асасида тәтқиқат қилған мутәхәссис болмисиму, лекин у өзиниң йезиқчилиқ қабилийити вә журналистик алаһидиликидин пайдилинип, русларниң уйғур елидә қалдурған излирини қизиқарлиқ һәм җәлп қиларлиқ шәкилдә, илмий аммибаб услубта йезип чиққанлиқи үчүн оқурмәнләрниң қизиқишини қозғиялиған.
Вадим обуховниң бу китабида совет русийисиниң 20 - әсирниң бешидин таки 1950 - йиллириғичә болған арилиқтики уйғур елидә елип барған һәрбий - сиясий, бихәтәрлик паалийәтлири баян қилинған.
Китабта 20 - 30 - йиллар вәқәлиригә алаһидә орун берилгән
Китабта совет һакимийитиниң тиклиниши билән уйғур елиға қечип кәлгән рус генераллиридин дутов, анненков вә бакич қатарлиқлар башчилиқидики рус қачақлириниң паалийәтлири һәм уларниң тәқдири әтраплиқ баян қилинған.
Китабтики мәлуматларға асасланғанда, советләргә қарши ақларниң генераллиридин дутов, бакич вә анненков өзлири билән биргә 50 миң әтрапида офитсер - әскәр һәм уларниң аилә - тавабиатлирини башлап, или, чөчәк вә алтай тәвәлиригә қечип кәлгән. яң зеңшин һөкүмити уларни қоралсизландуруп, совет һөкүмити билән иттипақ түзүп, қизил армийиниң мәзкур ақ гвардийичиләр қошунлирини йоқитишини қолға кәлтүргән иди.
яң зеңшин билән түркистан совет аптоном җумһурийити һөкүмити арисида түзүлгән 1920 - йилидики или келишими вә 1921 - йилидики келишим бойичә қизил армийә чөчәктин кирип, бакич қошунлирини тармар қилған, атаман дутов 1921 - йили, сүйдүң шәһиридә совет һәрбий җасуслири тәрипидин етип өлтүрүлгән болуп, аптор вадим обухов атаман дутовни биваситә өлтүргән совет бихәтәрлик комитетиниң уйғур җасуси махмут ғоҗамярофниң атаман дутовни қандақ өлтүргәнлики һәққидә тәпсилий баян қилған.
Аптор вадим обухов китабида 1930 - йилларда сталинниң шең шисәй билән болған һәмкарлиқлири вә совет қизил армийисиниң уйғур елидә ма җуңйиң һәм маһмут муһити қошунлирини йоқитиш, шәрқий түркистан ислам җумһурийитини ахирлаштуруши вә шең шисәйгә ярдәм берип, советпәрәс өлкә һөкүмитини қуруп чиқиш җәрянида рол ойниған совет һәрбий - сиясий хадимлири җүмлидин җасуслириниң паалийәтлири һәққидиму мәлумат бериду.
Апторниң бу учурлири рус тарихчиси, профессор анатолий барминниң “совет иттипақи вә шинҗаң 1918 - 1941 - йиллири” намлиқ тәтқиқат китаби һәм тарихшунаслардин йелена наземсәва, борис мойсейев, павел аптекар қатарлиқларниң архиплар асасида язған китаб вә мақалилиридин кәлгән. Бирақ, аптор бу мәнбәләрни рәсмий қаидә бойичә көрсәтмигән.
Китабта 1944 - 1949 - йиллар вәқәлиригә орун берилгән
Китабта йәнә 1944 - 1949 - йиллиридики шәрқий түркистан инқилаби дәвридики руслар вә совет иттипақиниң паалийәтлиригиму орун берилгән. Апторниң қәлими астида совет иттипақиниң ғулҗидики 2 - домда турушлуқ генераллири, совет иттипақи үчүн ишлигән ақ руслардин паленов, лескин, мажаров, могутнов вә башқиларниң әһваллири баян қилиниду. Аптор бу русларни охшашла совет бихәтәрлик саһәсиниң адәмлири сүпитидә көрситиду.
Вадим обуховниң бу китабидики мәзкур мәлуматлар илим дуняси вә мәтбуатларға аллиқачан ашкарилинип болунған мәсилиләр болуп, аптор бу вәқәләр һәм кишиләрни өзигә хас услубта қайта тәсвирлигән халас.
Әмма, бу китабларни оқиған қазақистандики уйғур тарихчилиридин қәһриман ғоҗамбәрди, а.Камалоф вә башқиларниң инкас қилишичә, обухов өз китабида русларниң ролини һәддидин зиядә көптүрүп тәсвирләп, қандақтур, уйғур елиниң тәқдирини пәқәт русларла бир тәрәп қилғандәк көрсәткән.1944 - 1949 - Йиллиридики миллий азадлиқ инқилабиниму худди русларла қилғандәк, руслар һәммә һоқуқларни тутқандәк көрсәткәнлики үчүн уйғур тарихидин бихәвәр рус вә башқа милләт оқурмәнлиригә худди мәзкур инқилабниң игиси болған уйғурлар, қазақлар вә башқиларниң һечқандақ роли болмиғандәк чүшәнчә бериши мумкин икән. Бу тарихий рәаллиққиму уйғун әмәстур.
Вадим обухов илгири “алтә империйиниң шинҗаң үчүн елишиши”, “берияға керәк болған уран” қатарлиқ китабларни нәшир қилдурған болуп, бу әсәрләрму охшашла аммибаб әсәрләрдур. Бирақ, бу китаблар рус тиллиқ оқурмәнләрниң уйғур ели һәққидики қизиқишини қозғашта әһмийәтлик дәп қаралмақта. Әмма, рус академийилик тарихшунаслиқ саһәси өзлириниң уйғур ели һәққидики тәтқиқатлирида вадим обуховниң әсәрлирини илмий пайдилиниш қиммитигә игә дәп қаримайдикән.
Туңган хәлқиниң мунәввәр пәрзәнти ибраһим явахунофниң
1944 - 1949 - Йиллар әслимилири
Ойған тәйярлиди
Қазақистан көп милләтлик мәмликәттур. Униңда яшаватқан һәр хил хәлқләр вәкиллири узун йиллардин буян қазақистанниң иқтисадий вә мәдәний тәрәққиятиға өз төһпилирини қошуп кәлмәктә. Туңганлар әнә шуларниң бири болуп, улар алмата шәһириниң заря востока мәһәллисидә истиқамәт қилмақта. Башқа милләтләр қатарида уларму өзлириниң мәдәнийәт мәркәзлирини қуруп, миллий сәнитини, өрп - адәтлирини раваҗландурмақта. Туңганлар асасий җәһәттин 19 - әсирниң аяқлирида, андин 20 - әсирниң иккинчи йеримида һазирқи уйғур елиниң или вилайитидин көчүп чиққан болуп, қазақистанда совет һакимийитини орнитишта, улуғ вәтән уруши йиллири фашизмға қарши күрәштә, уруштин кейин игиликни әслигә кәлтүрүштә зор қәһриманлиқ көрсәткән. Қазақистанға келип орунлашқан туңганлар ичидә болупму өткәнки әсирниң 40 - йиллири уйғур елидә әвҗ алған миллий азадлиқ һәрикитигә қатнашқанларму бар болуп, улар бүгүнки күнгичә юрт - җамаәтчилик арисида чоң һөрмәткә сазавәр болмақта.
Әнә шуларниң бири, сабиқ шәрқий түркистан җумһурийитиниң миллий армийә капитани, даңлиқ туңган атлиқ полкиниң җәңчиси, “садақәтлик” вә “баһадирлиқ” орденлириниң саһиби ибраһим явахунофтур. У 1925 - йили уйғур елиниң қайнуқ йезисида дуняға кәлгән болуп, 1944 - йили пидаийлар қатарида урушқа атланған. И. явахуноф тунган полкиниң қурулушидин та униң тарқитилишиғичә болған арилиқта һәр хил лавазимларда хизмәт қилған һәм бир қатар қанлиқ җәңләргә қатнашқан. У шундақла шәрқий түркистан җумһурийитиниң ички ишлар идарисидә мәсул хизмәтләрдә болған.
И. явахуноф 1961 - йили қазақистанға көчүп чиқип, узақ вақит деһқанчилиқ билән шуғулланған. Әмгәктики тиришчанлиқи үчүн һөкүмәт тәрипидин бир нәччә қетим тәқдирләнгән, медаллар билән мукапатланған. У туңган мәдәнийәт мәркизиниң муавин рәиси вә ақсақаллар кеңишиниң рәиси вәзипилирини атқуруш җәрянида актиплиқ көрсәткән. И. явахуноф 2008 - йили йоруқ көргән “туңганлар: өтмүши вә һазири” намлиқ икки томлуқ китабниң аптори. Бу әмгәктә туңган хәлқиниң өтмүш тарихи, үч вилайәт миллий азадлиқ һәрикитигә қошқан төһписи, мунәввәр пәрзәнтлири һәққидә мәлуматлар орун алған. И. явахуноф һазир 88 яшқа кәлгән болуп, заря востока мәһәллисиниң юрт - җамаәтчилики арисида алаһидә һөрмәткә игидур.
У, радиомиз зияритини қобул қилип, өзиниң уруш паалийәтлири, болупму туңган полкиниң сөйдүң, күрә, ғулҗа вә җиңдики җәң паалийәтлирини әслиди. У миллий армийә туңган полкиниң разветка офитсер болған иди.
Абдуләзиз чиңгизхан дамолламниң һаят - мусаписи
Қутлуқ тәйярлиди
Буниңдин 61 йил илгирики 25 - феврал күни хитай азадлиқ армийиси уйғур елигә кирип, 3йилдин кейин, үрүмчи шәһиридә бир мәйдан очуқ сот ечилип, бир түркүм кишиләргә өлүм җазаси иҗра қилинди. Әнә шу қетим етип ташланғанларниң арисида 20 - әсирниң биринчи йеримида чәтәлләрдики алий мәктәпләрдә оқуп, уйғурлар арисидин диний вә пәнний саһә бойичә тәң йетишип чиққан абдуләзиз чиңгизхан дамолламму бар иди.
25 - Феврал күни етип ташланғанларниң арисида түркийидә алий мәктәп пүттүргән йәнә бир атақлиқ уйғур зиялийси, җурналист қурбан қодайму бар иди.
Хитай һөкүмити әйни вақитта бу кишиләрни “әксил инқилабчи” “пан исламист, пантүркист” дегәндәк җинайәтләр билән өлүмгә мәһкум қилған һәм һазирму уларни шундақ әйибләватқан болсиму, бирақ, уйғурлар уларни өзлириниң миллий қәһриманлири вә намайәндилири сүпитидә изчил әсләп кәлмәктә.
20 - Әсирниң алдинқи йеримида уйғур елидә өзиниң мол билими, өзгичә тәпәккури, йеңичә исламий қарашлири билән тонулған мәшһур әдәбиятчи, тарихчи вә диний зат абдуләзиз чиңгизхан дамолламдур.
20 - Әсирниң 80 - йиллиридин кейин йәни 1984 - йили мисирдики әл - әзһәр университетиға тунҗи қетим өз хираҗити билән оқушқа барған уйғурлардин, һазир түркийиниң истанбул шәһиридики шәрқий түркистан вәхпиниң мәсуллиридин абдуҗелил туран әпәндим абдуләзиз чиңгизхан дамолламниң һаяти һәққидә қисқичә тохтилип өтти.
Абдуләзиз чиңгизхан дамолламниң иниси аблимит мәхсумниң байинғулин областиниң тарихий материяллар топлиминиң 4 - санидики әслимисигә асасланғанда абдуләзиз чиңгизхан дамолламниң әсли исми аблиз һошур болуп,1906 - йили 1 - айда уйғур елиниң бүгүр наһийисиниң йеңисар йезисида молла һошур дамолла һаҗим дегән диний зат аилисидә дуняға кәлгән. Абдуләзиз чиңгизхан дамоллам башланғуч диний савақларни өз юрти бүгүр вә кучарларда алған. Кейинчә қәшқәр ханлиқ мәдристә оқуп,“дамолла” унванини алған.1925 - Йили һиндистанға берип у йәрдики мәдирисләрдә бир йилға йеқин илим өгинип,1926 - йилида мисирға йетип барған. Абдуләзиз чиңгизхан дамоллам әзһәр университетида илим - тәһсил қилған вә 1934 - йили мәктәпни пүттүрүп қаһирә университетида оқутқучи болған, диний алимларниң хәлқаралиқ муназирисигә қатнишип, муназиридә чиңгизхан дамоллам үстүнлүк қазанғанлиқи үчүн, мисир падишаһи фарух уни: сән илим дунясини бойсундурған “чиңгизхан” икәнсән дәп алаһидә махтиған икән. Шундин буян абдуләзиз дамоллам “чиңгизхан” дегән нам билән аталған, у билиминиң алаһидә чоңқурлуқи,нәзәр даирисиниң кәңлики, натиқлиқ сәнити билән камаләткә йәткән диний алим болуп, әрәбчә,фарисчә вә ордучә тилларда мукәммәл диний зат иди.
Абдуләзиз чиңгизхан дамоллам,мисир арқилиқ,1939 - йили сәуди әрәбистаниға берип,мәккә - мәдинидә һәҗ тавап қилған.Уйғур елидики бәзи кишиләрниң әслимә хатирлиридә, абдуләзиз чиңгизхан дамоллам,мәккидә шәрқий түркистан ислам җумһурийитининиң рәһбәрлиридин бири, генерал мәһмут муһити билән учрашқанлиқини,кейин мәһмут муһитиға һәмра болуп, японийигә барғанлиқини қәйт қилған.
Абдулезиз чиңгизхан дамоллам,1946 - йили вәтәнгә қайтип қәшқәр ханлиқ мәдристә мудәррислик қилған. Кейин шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмити билән гоминдаң тәрәп һасил қилған бирләшмә һөкүмәттә әхмәтҗан қасиминиң алаһидә тәклипи билән өлкилик һөкүмәтниң ички ишлар назаритигә хизмәткә тәйинләнгән. Абдуләзиз чиңгизхан дамоллам қошумчә яшлар иттипақиниң муавин рәиси болуп ишлигән. Кейин уйғур уюшмисиниң рәисликигә тәйинләнгән. Абдуләзиз чиңгизхан дамоллам 1948 - йили күздә аталмиш җәнубий шинҗаңниң һәр қайси җайлиридики уйғур уюшмилирини көздин кәчүрүш вә һар қайси наһийиләрниң чоң өлималирини бекитиш үчүн, җәнубий шинҗаңға барған.
1949 - Йили 9 - айниң 21 - күни уйғур рәһбәрлиридин әйса йүсүп алиптекин башчилиқидики чәтәлгә һиҗрәт қилип маңған кишиләр абдуләезиз чиңгизхан дамолламни бүгүрдики өйидин елип, чәтәлгә һиҗрәт қилип биллә маңғанда. Чиңгизхан дамоллам чегридин өтәлмәй қалиду. Буниң билән абдуләзиз чиңгизхан дамоллам йәркәндә икки ай туруп қалған.Хитай азадлиқ армийисиниң қәшқәрдә турушлуқ қисми абдуләзиз чиңгизхан дамолламни йәркәндин қәшқәргә тутуп келип, уни үч айлиқ диний затларни тәрбийиләш курсиға қатнаштурған. Үч айдин кейин қолға елинған.
1950 - Йили 7 - айда қәшқәр түрмисидин үрүмчигә йөткигән.Тарихчи һаҗи яқуп анатниң түркийә әнқәрәдә нәшир қилинған “һаятим вә күрәшлирим” намлиқ әслимә китабида дийилишчә 1952 - йили 2 - айниң 25 - күни үрүмчидә униңға хәлқ дүшмини дәп җинайәт бекитилип өлүм җазасиға буйрулуп иҗра қилинған.
Абдуләзиз чиңгизхан дамоллам өлүмгә һөкүм қилинған күни язғучи вә журналист қурбан қодайниңму бирликтә үрүмчидә қәтлә қилинғанлиқи тарихчи һаҗи яқуп анатниң мәзкур китабида баян қилинған.
Абдуләзиз чиңгизхан дамолламниң әсәрлири вә ислам дунясидики шан - шөһрити һәққидә сәуди әрәбистан җиддә хәлқара радио истансисиниң мухбири, журналист сираҗидин әзизи тохтилип өтти. Униң ейтишичә,
Абдуләзиз чиңгизхан дамолламниң заманимизғичә йетип кәлгән әсәрлиридин әрәбчә “асияниң қәлби түркистан” вә шеирий диванидин “виҗдан авази” намлиқ әсәрлири болуп, у бу әсәрлири билән пүткүл ислам дунясида, шундақла уйғурлар арисида мәшһурдур.