“тарих вә бүгүн” (2013 - йили 4 - айниң 14 - күни)

Мухбиримиз үмидвар
2013.04.14

“тарих вә бүгүн” сәһиписиниң 14 - априлдики қисмида төвәндики мәзмунлар болиду. Сабиқ совет иттипақи һәрбий - сиясий җасуси наум әйтингонниң паалийәтлири, униң уйғур елиға көрсәткән тәсири, японийидики қәдимий милләт айнулар һәққидә учурлар, 20 - әсирниң биринчи йеримидики оттура шәрқ мәмликәтлиридә мәйданға кәлгән “түркистан әдәбияти” һәққидики мәлуматлар һәм түрк тилшунаси саадәт чағатайниң уйғур тили тарихи тәтқиқатлири вә башқа мәзмунлар.

Сталинниң җаза қиличи - наум әйтингон

Умидвар

20 - Әсирниң биринчи йеримидики инсанийәт тарихи интайин вә мурәккәп сиясий - иҗтимаий вә мәдәнийәт тоқунушлири билән толди. Биринчи дуня уруши вә өктәбир өзгиришидин кейинки дуняниң икки идеологийилик сиясий лагерға бөлүнүши һәм иккинчи җаһан уруши инсанийәт тарихида өчмәс из қалдурди. Мана мушу мурәккәп тоқунушлардин уйғурларму өз несивисини алған болуп, уйғурларниң сиясий тәқдири әнә шу идеологийилик вә истратегийилик мәнпәәтләр күрәшлиридин орун алди.

Мана бу җәрянда совет иттипақи өз бихәтәрлик хадимлирини ишқа салған болуп, буларниң ичидә генерал әйтингонниң паалийәтлири өзгичидур.

20 - Әсирниң биринчи йеримидики уйғур елиниң җәнубида һиндистанни мустәмликә қилған улуғ беританийә империйиси вә мусулман дөлити афғанистан, ғәрбий вә шимали тәрәплиридә ғәрб капитализм системисиға қарши совет иттипақи шуниңдәк совет иттипақи һамийлиқидики ташқи моңғулийә, шәрқий қисмидики ички хитайниң гәнсу - чиңхәй районлирида туңган милитарист күчлири болуштәк җуғрапийиви сиясий муһит мәвҗут иди.

Совет иттипақи өзиниң дуняви һәрбий - сиясий тәсирини сақлаш һәм өз дөләт мәнпәәтлирини қоғдаш йолида һәрбий разветка,йәни һәрбий җасуслуқ күчидин актип вә үнүмлүк пайдиланған болуп, совет иттипақиниң дөләт бихәтәрлик саһәси вә қизил армийә разветка оргини дуняниң һәрқайси җайлирида актип паалийәт қилди. Совет җасуслири арисида көплигән даңлиқ җасуслар йетишип чиқип, совет иттипақиниң мәнпәәтлирини қоғдиғанлиқи үчүн юқири орденлар вә қәһриманлиқ намлири билән тәқдирләнди. Әнә шуларниң ичидә әң даңлиқ совет һәрбий разветчики, йәни “сталинниң җаза қиличи” дәп нам алған наум әйтингондур.

Совет иттипақи дөләт бихәтәрлик комитетиниң генерал майори наум әйтингон совет иттипақиниң америка, франсийә, германийә, түркийә, мексика, хитай вә башқа дөләтләргә қаратқан разветка паалийәтлиридә һәл қилғуч рол ойниған шәхсләрниң бири болупла қалмастин у йәнә уйғурларниң сиясий тәқдири биләнму биваситә четишлиқ шәхстур.

Йеқинда москвада “совет разветкисиниң ахирқи ритсари” мавзулуқ бир һөҗҗәтлик филим ишләнгән болуп, мәзкур филимдә “сталинниң җаза қиличи” наум әйтингонниң паалийәтлири вә ахирқи тәқдири һөҗҗәтләр һәм мутәхәссисләрниң тәтқиқатлири асасида баян қилинған.

Совет иттипақиниң әң хәтәрлик вә дәһшәтлик сиясий вәзипилирини мувәппәқийәтлик иҗра қилған әйтингонниң сталин алдидики әң муһим төһпилири сабиқ совет русийисиниң атақлиқ рәһбәрлиридин бири, сталинниң кона рәқиби лев тротскийни мексикида палта билән чанап өлтүрүш, манҗурийигә хоҗа болувелип, совет иттипақиға қарши туруп, японлар билән һәмкарлашқан милитарист җаң золинни пойизда партлитип өлтүрүш планлирини ишқа ашуруши болуп һесаблиниду.

“совет разветкисиниң ахирқи ритсари” намлиқ һөҗҗәтлик филимдә әйтингонниң көрсәткән хизмәтлири қатарида униң поләк, литва вә уйғур милләтпәрвәрлирини йоқатқанлиқи әскәртилгән.

Совет кгб генерал лейтинанти павел судаплатов өз әслимисидә наум әйтингонниң 1946 - йили сталин тәрипидин уйғур елиға әвәтилгәнлики, униң хитай комммунистлириға ярдәм берип, уйғур милләтпәрвәрлирини бастурғанлиқини қәйт қилған.

Демәк, сталинниң мәзкур даңлиқ җасуси уйғурларниң 1944 - 1949 - йиллиридики миллий азадлиқ инқилабиғиму қол тиқип, муһим вәзипиләрни беҗиргән шәхстур.

Профессор саадәт чағатайниң “уйғур әдәбий тили тарихи” мавзулуқ әсири

Профессор саадәт чағатай түркийиниң тонулған түркшунас. Йеқинда др. Саадәт чағатай ханимниң туғулғанлиқиниң 100 - йиллиқи мунасивити билән түркийидә униң н мақалилар топлими нәшир қилинди. Бу топламға униң “уйғур әдәбий тили тарихи” мавзулуқ мақалиси киргүзүлгән.

Мәрһумниң мақалисиниң биринчи қисмида нуқтилиқ һалда қәдимқи уйғур елипбәсиниң тарихи тоғрисида тохталған. Иккинчи қисмида болса, уйғур тили тәтқиқат тарихи вә башқа мәсилиләр орун алған.

Бу мақалә аяз - таһир түркистан идил - урал вәхпи тәрипидин нәшир қилинған “профессор доктор саадәт чағатайниң елан қилинған пүтүн мақалилири” намлиқ китабқа киргүзүлгән 39 парчә мақалиниң биридур.

Саадәт чағатайниң тәтқиқатлири уйғур алимлириғиму яхши тонуштур.

Тәпсилатни мухбиримиз әркин таримдин аңлаң.

Муһаҗирәттики түркистан әдәбияти қандақ тарихий шараитта шәкилләнди?

Қутлан мақалиси

Муһаҗирәттики түркистан әдәбияти әң дәсләп совет болшевиклар һакимийитиниң бастуришидин қечип чиқип, түркийә вә явропа әллиригә кәлгән идил вә урал татарлири һәмдә түркистанлиқ сәрхиллар тәрипидин мәйданға кәлгән иди. 1920 - Йилларда совет болшевиклар һакимийитигә қаршилиқ көрсәткән түркистан муҗаһидлири “басмичилар” қалпиқи билән совет қизил армийәси тәрипидин қанлиқ бастурулғандин кейин, зор түркүмдики сиясий әрбаблар вә зиялилар орта асия тәвәсидин айрилип чәтәлләргә чиқип кетиду. Уларниң ичидики бир түркүм оқумушлуқ зиялилар явропада 1929 - йилидин башлап “яш түркистан” зһурнилини нәшир қилип, совет коммунизмиға қарши тәшвиқат елип бариду. Әнә ашу күрәш қайнимида муһаҗирәттики “түркистан әдәбияти” дуняға келиду. Совет болшевиклири орта асияда классик түркий язма әдәбиятиниң орниға “совет сотсиялистик милләтләр әдәбияти” бәрпа қиливатқан бир шараитта, чәтәлләрдә “түркистан” ғайиси үчүн күришиватқан сәрхиллар муһаҗирәттики түркистан әдәбиятини мәйданға кәлтүриду. Улар әркин дунядики мәтбуат әвзәлликидин пайдиллинип, совет һөкүмити сүний рәвиштә сәһнигә чиқарған шундақла коммунизм идийәсини тәшвиқ қилишни асаслиқ нишан қилған “совет милләтлириниң қизил әдәбияти” ни қамчилайду. Җәдидчиләр тәшәббус қилған ортақ түркий тили билән ялқунлуқ шеирларни йезип, түркистанниң азадлиқи вә һүррийитини мәдһийәләйду.

Муһаҗирәттики уйғур шаирлири вә язарлириниң қәлимигә мәнсуп болған түркистан әдәбияти 1930 - йиллардики миллий қутулуш инқилаби мәғлубийәткә учрап, бир түркүм сиясий вә мәдәнийәт әрбаблириниң чәтәлләргә чиқип кетиши билән шәкиллиниду. Буниң әң дәсләпки ярқин вәкили сүпитидә муһәммәт имин буғрани көрситиш мумкин. 1934 - Йили язда хотән һөкүмити йиқилғандин кейин, вәтәнни тәрк етишкә мәҗбур болған муһәммәт имин буғра һиндистан арқилиқ афғанистанға берип, бир мәзгил кабулда туруп қалиду. Бу җәрянда у “шәрқий түркистан тарихи” ни йезиш билән бир вақитта, көплигән әдәбий әсәрләрни, шу җүмлидин бир түркүм ялқунлуқ шеирларни йезип, муһаҗирәттики уйғур апторлириниң түркистан әдәбиятиға асас салиду.

Шу йилларда йәнә һиндистан, сәуди әрәбистан, түркийә, мисир қатарлиқ әлләрдә йүргән уйғур сәрхиллири арисидин бир түркүм қәләм игилириниң шеирлири көрүлүшкә башлайду. Асасий қисми вәтән темисиға беғишланған бу шеирларниң бир қисми дәсләп паризһда нәшир қилинип кейинчә берлинға йөткәлгән “яш түркистан” зһурнилида йоруқ көриду. 1950 - Йилларға кәлгәндә шәрқий вә ғәрбий түркистанлиқ муһаҗирларниң бирликкә келиши билән қаһирәдә “азад түркистан” мәҗмуәси нәшир қилинишқа башлайду. Буниң билән бу мәҗмуә муһаҗирәттики уйғур әдиблириниң асаслиқ мунбиригә айлиниду. Мәзкур мәҗмуәдә 1930 - йиллардики турпан қозғилиниңиниң қатнашчилиридин әдиб абдуллабәг дамолла нәиминиң “ишлигәнләр хар болди”, 1933 - йилидики шәрқий түркистан ислам җумһурийити ташқи ишлар министири қасимҗан һаҗимниң қизи тәрипидин равалпиндида йезилған “вәтән ядида”, хотән инқилабиниң шаһитлиридин әһмәд тохти һаҗим хотәни тәрипидин йезилған “азад түркистан”, “вәтән әһвали”, фәтһидин мәхдумниң “шеһитлар қәбри”, һаҗи абдуллахан мәхдум кашиғәриниң “қутул түркистан”, мухпул чолпаниниң “турпан нахшиси” қатарлиқ мәшһур шеирлири бесилип чиққан.

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған шиветсийәдики уйғур зиялилиридин қурбанҗан мудаш өз қарашлирини билдүрди.

Муһаҗирәттики уйғур апторлириниң қәлимигә мәнсуп болған түркистан әдәбияти мәзмун етибари билән асаслиқи вәтән темисиға беғишланған болуп, апторларниң мунқәрз болған ана тупрақ вә униң һүррийитигә болған күчлүк тәшналиқи әкс - әттүрүлгән. Шуниң билән бир вақитта қизил рус вә хитай мустәмликиси паш қилинип, иккигә бөлүветилгән түркистан җуғрапийиси вә бу тупрақтики хәлқләрниң бир пүтүнлүки илгири сүрүлгән.

японийидики қәдими хәлқ - айнулар

Айнулар японийидики әң қәдими йәрлик милләт. Айнуларниң шималий асиядин көчүп кәлгәнлики ейтилиду. Андақта айнулар кимләр? уларниң һазирқи әһвали қандақ? бу мәсилә һәққидә японийә мутәхәссислири коп тәтқиқат йүргүзди.

Бу һәқтә мухбиримиз қутлуқ қадири мәлумат бериду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.