Мунир йерзин: 1945-1947-йиллири үрүмчидә хитайлар сепил ичигә бекинип яшайтти
2019.11.29
Һазирқи уйғур елидики әң чоң шәһәр үрүмчи, нопус җәһәттә хитай аһалиси зор көпчиликни тәшкил қилған, һәтта шәһәр шималидики хели көп қисим җайлар уйғурлар үчүн худди ичкири хитайға берип қалғандәк туйғу беридиған, йәни уйғурларни көргили болмас шәһәргә айланған.
2018-Йиллиқ хитай һөкүмәт санлиқ мәлуматиға қариғанда, үрүмчи шәһириниң даимлиқ аһалиси 3 милйон 500 миңдин артуқ, рәсмий нопустикиси 2 милйон 220 миңдин артуқ, аһалиниң 74% и хитайлар болуп, уйғурлар 380 миң әтрапида икән. Қалғанлири туңган, қазақ вә башқа милләтләрдур.
Инкаслардин мәлум болушичә, йеқинқи йиллардин буян үрүмчиниң миллий алаһидиликлири, болупму уйғурларға хас болған алаһидиликлири пүтүнләй дегүдәк ахирлаштурулған болуп, үрүмчи шәһириниң кона районлирини өзгәртиш қурулуши пилани бойичә, шәһәрдики бурундин тартип уйғурлар асас қисимни игилигән районлар, мәһәллиләр пүтүнләй өзгәртилип, хитайчилаштурулған. Үрүмчиниң җәнубий қовуқтин башланған вә башқа әтраптики уйғур мәһәллилириниң һәммиси пүтүнләй дегүдәк йоқитилған. Әмма, тарихий мәлуматларға қариғанда, 1949-йилидин илгири үрүмчи шәһири аһалисиниң йеримидин азрақи хитайлар иди. Әйни вақиттики гоминдаң тарихчиси җаң даҗүнму, үрүмчи шәһири аһалисиниң йериминиң хитайлар икәнликини язиду.
1943-1945-Йиллири арисида үрүмчидики өлкилик хитай дарилмуәллиминидә оқуған, һазир қазақистанда яшаватқан 92 яшлиқ татар зиялийси, уйғур тарихи мутәхәссиси вә 1946-1949-йилллири, үрүмчидики “шинҗаң гезити”, ғулҗидики “инқилаби шәрқий түркистан” гезитиниң мухбири мунир йерзинниң әслишичә, буниңдин 70 йиллар илгири үрүмчи шәһиридә хитайлар шәһәр сепили ичигә бекинип яшайтти. У, өз әслимилириниң бүгүнки қисмида әйни вақиттики үрүмчиниң әһвали һәққидә тохталди.
Мунир йерзин әпәндиниң ейтишичә, әйни вақитта уйғурлар нопус җәһәттә әң көп болуп, аһалиниң 75% ни тәшкил қилатти. Хитайлар пүтүн уйғур дияри бойичә аз санлиқ милләт, болупму җәнубта вә шималдики азад шәрқий түркистан һөкүмити қурулған үч вилайәттә техиму бәк азсанлиқ иди. Мана һазирқи бу ғайәт зор хитай аһалиси 1950-йиллардин башланған тохтавсиз нопус көчүрүшниң нәтиҗисидин ибарәттур.