“қәдимдин һазирғичә түркий милләтләрниң той адәтлири” намлиқ китабта уйғурларниң той адәтлири һәққидә мәлумат берилгән

Мухбиримиз әркин тарим
2015.04.26


Түркийәниң әнқәрә шәһридә “қәдимдин һазирғичә түркий милләтләрниң той адәтлири” намлиқ китаб нәшир қилинди. Мәмәт зия бинләр әпәнди тәрипидин нәширгә тәйярланған әсәрдә 745 - қурулуп 840 - йили йиқилған уйғур дөлити мәзгилидики уйғурларниң той адити вә кейинки тарихий җәряндики өзгиришләр, һазирқи уйғурларниң той адити тоғрисида мәлумат берилгән.

268 Бәттин тәркип тапқан әсәрдә пүтүн түркий милләтләрниң өтмүштин бүгүнгичә болған той адити тоғрисида тәпсили мәлумат берилгән. Тәтқиқатчи мәһмәт зия бинләр әпәнди китабда түркийәдики түркләр, әзәрбәйҗанлиқлар, түркмәнләр, өзбекләр, қазақлар, қирғизлар, татарлар, уйғурлар, сериқ уйғурлар, сибирийә, балқан, кавказийә, оттура шәрқ дөләтлири вә ирандики түркий милләтләрдин болуп 40 түркий қәвим вә районниң той адәтлири тоғрисида мәлумат бәргән.

Биз китаб тоғрисида техиму тәпсили мәлумат игиләш үчүн китабниң аптори тәтқиқатчи мәмәт зия бинләр әпәндигә микропонимизни узаттуқ.

У, “қәдимдин һазирғичә түркий милләтләрниң той адәтлири” намлиқ әсәрни йезиштики мәқсити тоғрисида мәлумат берип мундақ деди:

Өрп - адәтләр бир милләтниң милли кимликидин урғуп чиққан вә у милләтниң турмушқа болған көз қаришиниң ядроси вә уни бүгүнки күнгә елип кәлгән қиммәт қараштин ибарәт. Бу өрп - адәтләр кишиләрни тәсири астиға елип уларға йол көрсәтмәктә. Бу китабта пүтүн түркий милләтләрниң өрп - адәтлири тарихий җәһәттин баян қилинди. Китабта мән пәқәтла той адитинила әмәс тойниң алди вә кәйнидики той қилиш билән мунасивәтлик пүтүн адәтләрни баян қилдим.

Булардин башқа түркий қовимләрниң йеңилиқни асан қобул қилиш, йеңилиқ билән қәдимий әнәнини бирләштүрүп йеңи бир адәт бәрпа қилиш қабилийитини оттуриға қоюш, мол өрп вә адитимизни оттуриға қоюш мәқсити билән бу әсәрни тәйярлидим.

Бу китабни тәйярлишимдики әң муһим сәвәбләрдин бири, түркий қовимләрниң асасини тәшкил қилған аиләниң қурулуш басқучлирини тәтқиқ қилип, һазирқи яш әвладларға аңлитиштин ибарәт. Шуңа бу китабниң исмини “қәдимдин һазирғичә түркий милләтләрниң той адәтлири” дәп қойдум.

Китабниң аптори мәмәт зия бинләр әпәнди китабниң 4 баптин тәркип тапқанлиқи вә бу 4 бапниң мәзмуни тоғрисида мәлумат берип мундақ деди:

“қәдимқи замандики түркләрниң өрп - адәтлири вә той мурасими” мавзулуқ бабта һунлар, көктүркләр, уйғурлар, сәлҗуқлулар вә османли империйиси мәзгилидики той адәтлирини баян қилдим.

Китабниң “түркийәдә той қилиш адәтлири” намлиқ бабида түркийәниң 7 районидики той қилиш адәтлири тоғрисида мәлумат бәрдим.

Китабниң “түркий қовимларда той адәтлири” мавзулуқ қисмида 40 түркий қәвим вә райондики турмуш қуруш адәтлирини баян қилдим.

Китабниң аптори мәмәт зия бинләр әпәнди мәзкур китабни йезип болғандин кейинки хуласиси тоғрисида мәлумат берип мундақ деди:

Китабтики тәтқиқатлирим шуни көрсәттики, шәрқий түркистандин макадонийәгичә, түркийәдин яқутистанғичә болған кәң земиндики той қилиш адәтлири һәммимизни оттура асияда бирләштүриду. Һун империйиси мәзгилидин, османли империйиси мәзгилигичә болған заман ичидә қурулған түрк дөләтлири худди бир дәрәхниң шахлиридәк, оттура асия земинида оттуриға чиққан той адәтлириму бейип бүгүнгичә йетип кәлгән.

Аптор китабта 745 - йили қурулуп 840 - йили йимирилгән уйғур дөлити мәзгилидики уйғурлар арисидики той қилиш адити тоғрисида мәлумат берип мундақ дәп язиду:

Уйғурларниң 745 - йилидин 840 - йилиғичә дөлити бар иди. У мәзгилдә уйғурлар тәңри теғи, бешбалиқ, турпан вә қарабалғасун районлирида яшайтти. Уйғурлар бирла аял билән той қилатти. Уйғурлар адәттә бир кишиниң аял яки әр тонуштуриши билән той қилатти.

Китабта қәдимқи уйғурларниң тойда оқуйдиған қошиқи тоғрисида мәлумат берип мундақ дәп язиду:

Айибсиз тишикә әр,
Боюнун сумуш керәк.
Ол андағ түзүн бирлә,
Ақиқат болса түзүн
Анҗа җан бирмиш керәк.

Бу қәдимқи уйғур той қошиқиниң мәниси төвәндикичә:

Әйибсиз аялниң алдида, әрләр пак нийәт билән бешини игиши керәк. Аял иппәтлик болса әркәкләр униңға җенини пида қилиши керәк.

Бу шеирдин шуни чүшинивелишқа болидуки, уйғурлар буниңдин 1500 йил бурунму, аялларниң ақ нийәтлик, иппәтлик болушиға алаһидә әһмийәт беридикәнтуқ.

Китабта уйғурларниң һазирқи той қилиш адәтлири тоғрисидиму тәпсили мәлумат берилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.