Хәлқаралиқ йиғинида уйғур маарип тарихи оттуриға қоюлди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2017.11.23
turkiy-tilliq-milletler-qurultiyi-programma.jpg “түркий тиллиқ милләтләр қурултийи” ниң программа чүшәндүрүлүши. 2017-Йили 13-ноябир, әнқәрә.
RFA/Erkin Tarim

Түркийәниң пайтәхти әнқәрәдики шератон меһманханисида чақирилған “түркий тиллиқ милләтләр қурултийи” да түркийәниң афйон шәһиридики қоҗатәпә университети һазирқи заман түркий тиллири вә әдәбиятлири факултети уйғур тили оқутқучиси доктор әхмәт қараман әпәндиниң “уйғур маарип тарихи” намлиқ доклати билим адәмлириниң диққәт-етибарини тартти.

Түркий хәлқләрдин йетишип чиққан 30 дин артуқ билим адәмлири иштирак қилған бу йиғинда доктор әхмәт қараман әпәнди, уйғурларниң орхун-йенисай бойида қурған уйғур дөлити мәзгилидин 1950-йилларғичә болған җәрянда мунтизим миллий маарипиниң болғанлиқини, бу тарихий дәврләр ичидә бәзи дәврләрдә уйғур маарипиниң тәрәққий қилғанлиқини, бәзи дәврләрдә болса түрлүк сиясий, иқтисадий сәвәбләр түпәйлидин арқиға чекинип кәткәнликини мисаллар билән баян қилип өтти.

Доктор әхмәт қараман әпәнди доклатида уйғур маарип тарихи тоғрисида нуқтилиқ баян қилидиған мәзмунлар тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “уйғур маарип тарихи уйғурлар көк тәңригә етиқад қилған мәзгилидин тартип, манихизим вә будизим шундақла бүгүнгичә болған узақ мәзгилни өз ичигә алиду. Әмма мән бүгүнки доклатимда сәидийә ханлиқи мәзгилидин тартип бүгүңичә болған уйғур маарип тарихини оттуриға қоймақчимән.”

Доктор әхмәт қараман әпәнди уйғур маарипиниң сәидийә ханлиқи мәзгилидә наһайити гүлләнгәнликини, хоҗилар дәври мәзгилидә чекингәнликини, 19-әсирниң ахири 20-әсирниң башлирида чәтәлдә оқуп кәлгән уйғур зиялийларниң тиришчанлиқи билән йеңи уйғур маарипиниң бәрпа болғанлиқини баян қилди.

У мундақ деди: “сәидийә ханлиқиниң башланғуч йиллирида тәрәққий қилған уйғур маарипи вә мәдәнийити таҗавузчилар билән тил бириктүргән һидайәттулаһ хан, йәни хоҗилар дәвридә чекинишкә башлиған. 19-Әсирниң ахири 20-әсирниң башлирида чәтәлдә оқуп кәлгән зиялийлар билән түркийәдин барған маарипчилар йеңи уйғур маарипини бәрпа қилиш үчүн көп күч чиқарған.”

Доктор әхмәт қараман әпәнди сәидийә ханлиқи мәзгилидә биринчи болуп, маарипқа вә сәнәткә зор әһмийәт берилгәнликини, бу дәврниң уйғур маарип тарихидики алтун дәвр болғанлиқини баян қилип мундақ деди: “сәидхан вә униң әвладлири мәдәнийәт-маарипни тәрәққий қилдуруш үчүн сәнәтчиләрни қоллап қуввәтлигән. Алий тәлим-тәрбийә елип баридиған мәдрисә, башланғуч-оттура мәктәпләрни қурған. Бу мәзгилдә көп санда алимлар, муәллимләр, музикишунаслар, тарихчилар, әдибләр вә бинакарлар йетишкән. 1522-Йилида қурулған мирза һәйдәр мәдрисиси, 1609-йили қурулған ахун мәдрисиси у дәврниң мәшһур билим юрти сүпитидә тонулған.”

Доктор әхмәт қараман әпәнди 1678-йилида хоҗилар дәври мәзгили башланғандин кейин уйғур маарипиниң чөкүшкә қарап йүз тутқанлиқини баян қилип мундақ деди: “апақ хоҗа дәп тонулған һидайәтулла хоҗа әсәбий бир киши иди. Апақ хоҗаниң җуңғарийә дөлитиниң һөкүмдари ғалдан ханнниң ярдими билән һакимийәтни қолға чүширивелиши бир милләтниң палакәткә ғәрқ бөлишиниң башланғучи болған. Бу дәврдин кейин уйғурларниң бир бирлик қуралмиғанлиқини көрүвалалаймиз. Бу мәзгилдә уйғур маарипидә зор чекинишләр йүз берип, уйғурлар наданлиққа қарап йүз тутқан. Шәрқий түркистан бу мәзгилдә манҗулар тәрипидин бесивелинған.”

Доктор әхмәт қараман әпәнди 19-әсирниң ахирлирида шәрқий түркистанниң зәипликкә чөмгәнликини, буни көргән уйғур зиялийлириниң миллитини ойғитиш үчүн йеңичә мәктәпләр ачқанлиқини баян қилип, мундақ деди: “19-әсирниң ахирлирида уйғурларда еғир наданлиқ, хурапийлик һөкүм сүрмәктә иди. Сәидийә ханлиқи мәзгилидики маарип мәшили өчүп, тарим ойманлиқини зулмәт қаплиған иди. Бу мәзгилдә явропада билим вә техника тезла тәрәққий қиливататти. Буни көргән уйғур зиялийлири хәлқини ойғитиш үчүн йеңичә мәктәп ечишқа башлиған. Тунҗи болуп атуш, ғулҗа, қәшқәр вә турпан қатарлиқ җайларда йеңичә маарип бәрпа қилиш үчүн мәктәпләр ечилишқа башлиған. Бу һәрикәт нурғун тосалғуларға учриған болсиму, уйғур маарипи үзүлмәй давамлашқан.”

Доктор әхмәт қараман әпәнди доклатиниң ахирида уйғурларниң түркий қәвимләр ичидә тунҗи болуп шәһәр турмушиға өткән, өз алдиға маарип системиси бәрпа қилған бир хәлқ икәнликини, башқа түркий хәлқләр өзиниң маарип тарихини тәтқиқ қилиш үчүнму уйғурларниң маарип тарихи тоғрисидики матириялларға илтимас қилиши керәкликини баян қилди. У доклатида омумий түрк мәдәнийитигә, маарипиға бундақ зор төһпиләрни қошқан бир хәлқниң 21-әсирдики бүгүнки күндә ана тилда маарип елип бериш һоқуқиниң қоллиридин елинғанлиқини, хитайниң бесими астида яшашқа мәҗбур болуватқанлиқини илгири сүрди.

Измирдики әгә университетиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди бу һәқтә пикир баян қилип, доктор әхмәт қараман әпәнди сунған мақалиниң әң муһим тәрипиниң уйғур маарипиниң изчил давамлишиватқанлиқини оттуриға қойғанлиқини, буниң маарип тәтқиқати үчүн зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилди.

Алимҗан инайәт әпәнди бурун түркийәдә көпрәк уйғур тили, тарихи вә әдәбияти тоғрисида тәтқиқатлар елип берилғанлиқини, кейинки йилларда уйғур мәдәнийити, маарипи вә иқтисади тоғрисидиму тәтқиқатлар елип берилишқа башлиғанлиқини баян қилди.

Доктор әхмәт қараман әпәнди “уйғур маарип тарихи” намлиқ бу доклатини 13-ноябирдин 16-ноябирғичә әнқәрәдә чақирилған “түркий тиллиқ милләтләр қурултийи” да көпчиликкә сунди. Мәзкур илмий муһакимә йиғиниға америка қошма штатлири, германийә, русийә федератсийәси, японийә, түркийә вә оттура асиядики түркий җумһурийәтлиридин болуп 360 дәк тәтқиқатчи қатнашқан иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.