“уйғур алимлири қамуси” дики тунҗи уйғур алимлири
2025.01.16
Йеқинда уйғур мәдәнийәт тарихидики зор бир йеңилиқ сүпитидә қазақистандики мир нәшрияти тәрипидин “уйғур алимлири қамуси” намлиқ чоң һәҗимлик китаб нәшр қилинди.
Рус вә уйғур тиллирида арилаш шәкилдә тәйярланған мәзкур қамус мәхсус уйғур алимлириниң тизимлики вә уларниң қисқичә илмий иҗадий һаятиға беғишланған.
Қамусни нәшргә тәйярлиғучи 1942-йили ғулҗа шәһиридә туғулған, 1961-йили шинҗаң институтида оқуватқанда совет иттипақиға көчүп чиқип, қазақистанға йәрлишип, яркәнт, алмута шәһәрлиридә узун йиллар оқутқучилиқ вә мәдәнийәт-маарип саһәсидә хизмәт қилған мәдәнийәт әрбаби турсунай тейипова ханимдур.
Турсунай тейипова ханим көп йиллар мәдәнийәт-маарип саһәсидә хизмәт қилиш, җәмийәт паалийәтлирини тәшкилләш җәрянида көплигән һәр милләт алимлири, зиялийлири, болупму уйғур алим-зиялийлири билән тонушқан вә униңда мәхсус уйғур алимлириниң илмий һаят паалийәтлирини топлап бир қамус тәйярлаш истики қозғалған. Нәтиҗидә, у алди билән қазақистан, қирғизистан, өзбекистан вә башқа әлләрдики 170 нәпәр уйғур алимәсиниң тәрҗимиһалини топлап, “уйғур алимәлири” мавзусида алмута китаб нәшр қилдуруп тарқатқаниди. Мана бу униң иккинчи қетимда мәхсус чоң һәҗимлик уйғур алимлири қамусини тәйярлашниң асаси болған. Турсунай тейипова ханим өзиниң мәзкур әсәрни тәйярлаш ирадисигә келиштики түп мәқсити һәққидә мундақ дәйду:
У, дуня йүзидики уйғур алимлириниң тизимликини турғузуш вә уларниң илмий иҗадий һаяти һәққидә материял топлашниң нәқәдәр мүшкүл иш икәнлики, шундақ болушиға қаримай, илгири чиққан бир қисим бу һәқтики китаблардин башқа йәнә өз алдиға көп материялларни топлиғанлиқини билдүрди
“уйғур алимлири қамуси” ниң өзгичә бир алаһидилики униңға 20-әсирниң дәсләпки йеримида илим-пән саһәсидә мәйданға чиққан тунҗи уйғур алимлиридин тартип бүгүнки күндиму илмий һаятини давамлаштуруватқан, дуняниң һәр қайси җайлиридики алимлар киргүзүлгән. “уйғур алимлири қамуси” ниң мәсул муһәррири, алмутидики атамура нәшрияти уйғур тәһрир бөлүминиң мудири малик муһәммәдиноф әпәнди мәзкур қамусниң һәқиқәтән кәң даирини өз ичигә алидиғанлиқини билдүрди.
Малик муһәммәдиноф әпәндиниң ейтишичә, қамустин орун алған бир қисим алимларниң тәрҗимиһали тарихи әһмийәткә игә болуп, улар аллибурун вапат болған болсиму, лекин улар уйғурлар вә оттура асия әллириниң илим тарихида муһим из қалдурғандур.
Һәқиқәтән, уйғурларда 20-әсирниң башлирида йеңичә маарип һәрикити башланғандин кейин уйғур елидин мәлум сандики уйғурлар түркийә вә башқа әлләргә берип алий билим юртлирида оқуш пурситигә еришти, әнә шуларниң дәсләпки вәкили сүпитидә мәсуд сәбири байқозини мисал көрситиш мумкин, у, османли империйәсиниң пайтәхти истанбулда он йиллар алий мәлуматлиқ болуп, мәхсус медитсина саһәсидә оқуп, 1914-йиллири арисида доктор унвани алғаниди. Шуңа у уйғур һазирқи заман илим-пән тарихидики биринчи доктордур. Униңдин башқа йәнә сабиқ совет иттипақида 20-әсирниң 20-30-40-йиллири көп сандики уйғурлар москва, ленинград, баку, ташкәнт, алмута шәһәрлиридики алий мәктәпләрдә оқуп, уларниң арисидин биринчи алимлар, университет дотсент-пирофессорлири йетишип чиқти. Мәсилән, 1930-йилларда бурһан қасимоф, өмәр қасимоф, абдулһәй муһәммәди вә башқилар ташкәнттики оттура асия университети вә башқа алий мәктәпләрниң дотсент-пирофессорлири болғаниди. Уйғурлар арисидики тунҗи тарихшунаслиқ илми доктори әршидин һидайәтоф, 1939-йили москвада тарих пәнлири кандидат доктори болди. Униңдин кейин 1940-йилларда абдумеҗит розибақийеф уйғурлар арисидики биринчи бийологийә илми кандидат доктори болди. Айшәм шәмийева тилшунаслиқ бойичә 1945-йили тунҗи кандидат доктор болған уйғур алимәси иди, булардин башқа йәнә бирмунчә уйғурлар 1950-йилиғичә тарих, археологийә, математика, химийә, медитсина вә башқа һәр хил кәсипләр бойичә алимлардин болуп йетишкән. Әхмәт кибироф уйғурлар арисидин йетишип чиққан биринчи археологийә алими болуп, у 1949-йили тарих кандидат докторилиқ диссертатсийәси яқилиған.
Техника пәнлири доктори, пирофессор телман кәримбайеф 1960-1990-йилларғичә болған арилиқтила пүтүн совет иттипақиниң аләм техникиси саһәсидики йетәкчи алимлардин болған иди. ядро физикиси алими, өзбекистанда тонулған алимлардин пирофессор абдурешит әлийеф, академик яр муһәммәд мубарәкоф, дәмир саттароф, москва университетиниң пирофессори александир рәхимоф, йәр тәврәш илми алими пирофессор аблиз абдуллайеф, тарих илми пирофессори абләхәт хоҗайеф, филологийә илмий пирофессорлири ғоҗахмәт садвақософ, туғлуқҗан талипоф, тилшунас мирсултан османоф, пәлсәпә илмий пирофессори, академик әзиз наринбайеф, музика илми пирофессорлири, мәшһур композиторлар қуддус ғоҗамяроф вә әзиз дугашеф, 28 йешида пүтүн совет иттипақида әң яш алим сүпитидә мәшһур болған филологийә пәнлири доктори, пирофессор мурат һәмрайеф һәм башқа онлиған пешқәдәм яки мәрһум болған алимлар бу китаб арқилиқ қайтидин әслинилиду.
Мана бу қамус арқилиқ әнә шу өткән әсирдә өткән вә бүгүнки әсиримиздә паалийәтлирини давамлаштуруватқан алимларниң көпиниң иҗадий һаяти билән тонушуш мумкин.
Қамусниң йәнә бир өзгичилики шуки, униңға киргүзүлгән уйғур алимәлириниң сани зор салмақни игилигән болуп, буниңдин дуня йүзидики уйғур алимлири тәркибидә аялларниңму көп қисимни тәшкил қилидиғанлиқи, һәтта аял алимәлириниң илим-пәнниң көплигән саһәләрдә йетәкчи мутәхәссисләр қатарида саналғанлиқини көрүвелиш мумкин. Мәсилән, буларниң ичидә сабиқ совет иттипақи вә кейинки оттура асия әллиридә нами тонулған медитсина пәнлири доктори, пирофессор мәрһум саһибҗамал қарибайева, иқтисадшунаслиқ пәнлири доктори, пирофессор мәрһум қапийә абдуллайева, өзбекистан вә оттура асия әллиригә тонулған музикант вә сәнәтшунаслиқ пәнлири пирофессори мәрһум шаһидә шаһимәрданова шуниңдәк уйғур елидә кәң тонулған медитсина пәнлири доктори адаләт қасим, америкада оқуп йетишип муһим дөләт органлирида хизмәт қиливатқан яш хәлқара бихәтәрлик вә иқтисадий сиясәт илми доктори әлнигар илтәбир қатарлиқ йүздин артуқ алимәни мисал сүпитидә көрситиш мумкин.
Әлвәттә, уйғур алимлири қамусиниң техиму толуқ нусхисини тәйярлаш техиму җапалиқ әмгәктур, әгәрдә пүтүн алимларниң тәрҗимиһалини топлиғанда 653 нәпәр дегән бу сан йәнә бир қанчә һәссигә көпийиши мумкин. Лекин, мәзкур тунҗи қәдәмни бесип, кейинкиләр үчүн йол ачқучи сүпитидә өзиниң яшанғанлиқи вә тән-саламәтликигә қаримай, җапалиқ әмгәк сиңдүрүп, уйғур алимлири қамусини йоруққа чиқарған 83 яшлиқ турсунай тейипова ханимға апирин оқумай мумкин әмәс!