“яш қәшқәрлиқләр” җәмийити вә уларниң болшевиклар һакимийити билән болған мунасивити (2)
2013.09.15

Совет болшевиклар һөкүмити 1924 - йили уйғурларға қаратқан сияситини түптин өзгәрткәндин кейин, “яш қәшқәрлиқләр” җәмийитиниң инқилабий паалийәтлири бир мәзгил теңирқаш ичидә туруп қалиду.
Әмма улар шу мәзгилләрдә мәйли уйғурлар вәтинидә болсун яки қошна әлләрдә болсун уйғурларниң миллий мустәқиллиқини қоллайдиған бир күчниң ярдимигә игә болалмайду. Йәнә бир тәрәптин алиқачан болшевиклар һакимийитиниң сиртмиқиға илинип қалған бу җәмийәт совет иттипақиниң тәсиридин халий һалда башқичә йол тутушқа амалсиз қалиду.
1924 - Йилиғиға барғанда уйғурлар юртиниң советләр иттипақи билән болған чеграси рәсмий ечилиду. Уйғур елиниң тәхтигә минивалған февдал милитарист яң зеңшин бу мәзгилдә совет иттипақи билән болған дипломатик мунасивәтни орнитиду. Совет иттипақи қәшқәр, үрүмчи, ғулҗа қатарлиқ җайлардики консулханилирини қайтидин ачиду. яң зеңшин һөкүмитиму советләр иттипақиниң ташкәнт, әнҗан, алмута, зәйсан қатарлиқ җайлирида консулхана тәсис қилиду. Буниң билән чеграниң икки тәрипидә уйғурларниң мустәқиллиқ уйғуристан қуруш паалийәтлири тәңла тосқунлуққа учрайду. “яш қәшқәрлиқләр” җәмийитиму өз паалийәтлирини совет иттипақиниң йеңи сиясий тәшәббуслириға маслаштурған һалда чәклик даирә ичидә елип беришқа мәҗбур болиду.
Яң зеңшинниң қаттиқ қамал қилиши билән “яш қәшқәрлиқләр” җәмийитиниң ғоллуқ әзалиридин норуз һаҗи оғли әли һаҗи 1925 - йилиниң март айлирида чеградин қечип өтүп ташкәнтгә йетип бариду. Әмма совет иттипақи даирилири ойлимиған йәрдин уни тутуп қамаққа алиду. Әйса йүсүп алптекинниң әслимисидә илгири сүрүлишичә, әли һаҗи әнҗандики хитай консулида хизмәтчи хадим болуп турған әйса бәгниң оттуриға чүшүши билән түрмидин бошитилиду.
Бу вақитта советләр иттипақиниң орта асия районидики уйғур сиясий актиплири “таранчилар” билән “қәшқәрлиқләр” дин ибарәт икки гуруппиға айрилип кәткән иди. Или - йәттәсуни мәркәз қилған таранчи уйғурлири абдулла розибақийефниң әтрапиға, пәрғанә вадисида олтурақлашқа қәшқәрийә уйғурлири һашим һаҗи оғли қадир һаҗиниң әтрапиға уюшқан болуп, һәр икки гуруппа өзлирини совет иттипақиниң ярдими билән уйғурларниң миллий азатлиқ инқилабини елип бериштики йетәкчи күч болуши керәк дәп қарайтти. Болшевиклар түрмисидин бошап чиққан әли һаҗи тәбиий йосунда қадир һаҗи йетәкчиликидики “қәшқәрлиқләр” гурупписиға қошулиду һәмдә ғоллуқ әзаларниң биригә айлиниду. 1925 - Йилидин 1927 - йилиғичә совет өзбекистан компартийәсиниң аз санлиқ милләтләр бөлүмидә хизмәт қилған қадир һаҗи өз әтрапидики күчләрни топлап һәрикәт елип бариду. 1927 - Йили совет иттипақи болшевиклар партийәсиниң орта асия бюросиға тапшурулған мәзкур доклат дәл қадир һаҗиниң йетәкчиликидә норуз һаҗи оғли әли һаҗиниң имзаси билән оттуриға чиқиду. Доклатта ениқ қилип “яш қәшқәрлиқләр” җәмийитиниң мәйданға келиш арқа көриниши, қурулғандин буян елип барған инқилабий паалийәтлири шундақла совет иттипақиниң ярдимини қолға кәлтүрүш үчүн көрсәткән бир қатар тиришчанлиқлири әсләп өтилиду. Ахирида совет һөкүмити йолға қойған даирә ичидә уйғур мәсилиси бойичә “қәшқәрлиқләр” гурупписини йетәкчи қилған инқилабий бирләшмә фронт қуруш пилани оттуриға қоюлиду. Доклатта бу тоғрилиқ мундақ дейилиду: “бизниң уйғуристан инқилаби бүтүн дуня инқилабиға маддий - мәнивий ярдәм беришни өзигә вәзифә қилип қойған шуралар һөкүмәтидин мәдәт алмай вуҗутқа чиқмайду. Хитайда күндин - күңә чоңқурлашмақта болған инқилаби һәрәкәт бизниң уйғуристан инқилабиға имканийәт беридиған вақит кәлгичә, шу җүмлидин шуралар һөкүмәтиниң шәрқ азатлиқи сиясити бизниң миллий азатлиқ инқилабимизға йол қойғучә болған арилиқта дәрвәқә бизләрниң интизарлиқ билән пурсәт күтүп турушимизға тоғра келиду”
Мәзкур доклат өз дәвридики совет һөкүмитиниң уйғур мәсилисигә тутқан позитсийәсидики өзгиришләргә маслашқан һалда интайин зор сиясий еһтиятчанлиқ билән йезилған. Доклатниң ахириқи қисмида совет һөкүмитиниң хитай инқилабини уйғурлар юртиға тарқитиш һәмдә шу арқилиқ уйғуристанниң сиясий тәқдирини һәл қилиш тәшәббуслири алаһидә тәкитләнгән. Тәтқиқатчилар мәзкур доклатниң сөз - җүмлилиридики алаһидиликләргә көрә униң дәсләпки оригиналиниң қадир һаҗиниң йетәкчиликидә русчә йезилғанлиқини андин бир нусха уйғурчилаштурулуп әли һаҗиниң имзаси билән болшевиклар партийәсигә сунулғанлиқини илгири сүриду.
Ваһаләнки, совет болшевиклар партийәсигә сунулған бу доклат һечқанчә әмәлий үнүмгә еришәлмәйду. Уйғур мәсилисини хитай инқилабиниң кәлгүси йүзлиниши ичидин һәл қилиш қарарини алған совет һөкүмити 1927 - йилларға кәлгәндә қәшқәрийә ишләмчилири арисидики сиясий актипларға болған контроллиқини һәссиләп күчәйтиду.
Униң үстигә, бу йилларда бешкәк вә пәрғанә вадисидики уйғур тәшкилатлириниң басмичилар гуруһи билән йошурун алақидә болғанлиқи һәққидә болшевиклар партийәсиниң орта асия бюросиға совет бихәтәрлик хадимлири арқилиқ әрз келиду. Бу һал совет һөкүмити билән орта асиядики қәшқәрийә ишләмчилири арисидики мунасивәтни техиму йирикләштүриду. Шу йили февралда совет иттипақи болшевиклар партийәси мәркизий комитети мәхсус қарар мақуллап уйғур ели билән совет иттипақи чеграсини қаттиқ контрол қилиш һәмдә уйғур сиясий актиплириниң паалийәтлирини чәкләш буйруқини чүшириду. Буниң нәтиҗисидә норуз һаҗи оғли әли һаҗи вәкилликидики “яш қәшқәрлиқләр” җәмийитиниң советләр иттипақиниң һимайиси астида сотсиялистик уйғуристан қуруш чүшиму ахириқи һесабта бәрбат болиду. Әйса йүсүп алптекинниң әслимисигә қариғанда, әли һаҗи кейинки вақитларда ташкәнттә үмитсизлик ичидә күн өткүзиду. 1930 - Йилларниң башлирида совет һөкүмити тәрипидин иккинчи қетим қолға елинип һәрбий сотниң қарари билән етип ташлиниду. Бу җәряндики мурәккәп әһваллар шундақла әли һаҗиниң кейинки һаяти вә униң делоси таки һазирғичә сир пети қәп қалиду. Сталин вә советләр һөкүмитиниң 1930 - йилларда уйғур коммунист кадирлирини қандақ қилип қанлиқ рәвиштә бастурғанлиқи һәққидә сиясәтшунас вә тарихчи қәһриман ғоҗамбәрди өз қарашлирини орруриға қойди.