Уйғурлар билән оттура асияниң етно-мәдәнийәт мунасивәтлири тарихидин (2)

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2017.08.31
qehriman-ghojamberdi-yalghuz-suret.jpg Оттура асиядики тонулған һәрбий мутәхәссис, тәшкилатчи, сиясийон қәһриман ғоҗамбәрди. 2015-Йили ноябир.
RFA/Oyghan

Мәлуматларға қариғанда, совет дәвридә оттура асияниң қәдимий тарихи вә мәдәнийитини тәтқиқ қилишқа киришкән совет алимлири қошна уйғур дияри тарихиғиму мураҗиәт қилған иди. 1947-Йили совет вә рус археологи александир бернштам москвада чиқидиған “қәдимий тарих мәсилилири” намлиқ журналда “шәрқий түркистан тарихиниң мәсилилири” дегән мақалисини елан қилди. Униңда уйғурларниң һәм уларниң тарихий вәтининиң қәдимий вә оттура әсир тарихиниң асасий басқучлири көрситилгән. Бернштам мәзкур әмгикидә уйғур хәлқиниң һәм униң мәдәнийитиниң пүтүнләй вә толуқи билән оттура асия хәлқлириниң, қазақларниң, қирғизларниң, өзбекләрниң тарихий тәқдирлири билән зич бағланған дегән нәтиҗигә кәлгән. Бу пикирләр униң 1951-йили уйғур тилида нәшр қилинған китабида хели толуқ һалда ечип берилгән иди.

Туран университетиниң дотсенти, тарихчи доктор зулфийә кәримованиң ейтишичә, шәрқий түркистан вә оттура асия тарихиниң бир пүтүнлүк идийиси 1980-йиллири москвада нәшр қилинған икки илмий мақалиләр топлимиға асас болған. 1984-Йили мәркизий асияниң қәдимий тарихи бойичә тонулған мутәхәссис академик борис литвинскийниң “шәрқий түркистан вә оттура асия” намлиқ мақалиләр топлими йоруқ көрди. З. Кәримова мундақ деди: “литвинскийниң сөзлиригә қариғанда, алимларниң тәтқиқатлири ‛қәдимий вә оттура әсир дәврлиридә шәрқий түркистан вә оттура асия хәлқлири арисида пәқәт наһайити қоюқ тарихий, мәдәний вә етникилиқ алақиләрла әмәс, бәлки бир пүтүн етно-мәдәний вә тарихий район мәвҗут болған‚ дегән хуласигә елип кәлгән. Униң тәркибигә һәр иккисиниң территорийилири киргән. Бу икки территорийәниң қәдимий тарихий охшашлиқи һәққидә хуласиләрни илгири башқиму рус алимлири илгири сүргән. Мәсилән, академик василий бартолд өз вақтида ‛түркистанниң һәр икки қисмида келип чиқиши бир хәлқләр яшиған һәм бир мәдәний амиллар мәвҗут болған‚ дәп язған иди. 1980-Йиллири русийәлик алимлар тарихий вә археологийилик материяллар асасида әнә шу омумийлиқни тәтқиқ қилишқа киришти. 1986-Йили йәнә бир мақалиләр топлими нәшр қилинған болуп, униңда қәдимий шәрқий түркистанниң тарихий, бинакарлиқ вә маддий мәдәнийити мәсилилири қаралди.”

З. Кәримованиң ейтишичә, уйғур ели вә оттура асия хәлқлириниң өз-ара етно-мәдәний алақилири уйғур тарихчилири нәзиридинму чәттә қалмиған. Шуларниң бири өзбекистанлиқ тарихчи мәхмут қутлуқофтур. 1979-Йили алматада йоруқ көргән “совет уйғуршунаслиқиниң муһим мәсилилири” намлиқ мақалиләр топлимида алимниң “шәрқий түркистанниң 16-әсир вә 19-әсирниң 60-йиллиридики тарихи бойичә қолязмилар вә һөҗҗәтләр һәм униң оттура асия билән болған алақилири” намлиқ мақалиси бесилған иди. Униңда 16-әсирниң башлирида барлиққа кәлгән яркәнт (сәидийә) ханлиқиниң өзиниң 170 йиллиқ тарихида оттура асия билән бир пүтүн сиясий, иқтисадий, етно-мәдәний алақидә болуп кәлгәнлики тәкитләнгән. Алим бу икки чоң территорийә хәлқлириниң 360 йиллиқ тарихини тәтқиқ қилиш җәрянида көплигән материялларниң тепилғанлиқини тәкитләп, мундақ дәп язиду: “тарихий, иқтисадий вә мәдәний йөнилишләрдә бу материяллар һазирқи шинҗаңниң оттура асия вә қазақистан хәлқлири билән бир пүтүнлүкни тәшкил қилғанлиқини көрситиду. Узун әсирләр мабәйнидә бу хәлқләр бир-бири билән даим арилишип турған, бир нәччә қетим бирләшкән һалда чәтәл басқунчилириға зәрбә берип, сиясий мустәқиллиқини қоғдап кәлгән.”

Әмди рус алими людмила чвир “шәрқий түркистан уйғурлири вә қошна хәлқләр” намлиқ 1990-йили нәшр қилинған китабида, уйғурларниң һазирқи аталмиш шинҗаң уйғур аптоном райониниң әсли аһалиси болуп, бу земинниң 18-әсирниң оттурилирида чин империйиси тәркибигә кирип, “шинҗаң” дәп нам алғанлиқини, рус вә явропалиқ алимларниң уни кичик бухарийә, хитай түркистани яки шәрқий түркистан дәп атиғанлиқини, пәқәт 19-әсирниң ахирлирида бу территорийәниң рус илимида шәрқий түркистан дәп тәстиқланғанлиқини язиду. Алимә өз әмгикидә онлиған йиллар давамида уйғур елидики уйғурлар мәдәнийитиниң хитай алимлири тәрипидин интайин аз вә сус тәкшүрүлгәнликини, у йәрдә чиқиватқан әдәбий-бәдиий, иҗтимаий-сиясий журналларда уйғурларниң етиқадлири, сәнити, һүнәрвәнчилики, еғиз вә язма әдәбияти һәққидә пат-пат материяллар бесилип турсиму, уларниң барлиқиниң көпинчә аммибаблиқ-публистикилиқ характеригә игә икәнликини, бир пүтүн вә тәпсилий йезилған әмгәкләрни тепишниң қийинлиқини язған.

Сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрдиниң ейтишичә, қәдимидин тартип уйғур ели вә оттура асияда яшаватқан хәлқләрниң тил, дин, мәдәнийәт, идийә бирликигә, болупму 20-әсирдә бу икки чоң территорийәдә йүз бәргән иҗтимаий-сиясий, иқтисадий, мәдәний өзгиришләр қаттиқ тәсир қилған иди. Хәлқара мәйданға совет коммунистик мәмликитиниң чиқиши һәм униң йүргүзгән ички вә ташқи сиясити башқиму хәлқләр билән бир қатарда уйғурларниңму келәчәк тәқдиригә мисли көрүлмигән дәриҗидә зиян елип кәлди. Совет иттипақиниң биваситә арилишиши нәтиҗисидә, уйғур елида әвҗ алған азадлиқ һәрикәтлири һәм уларниң ғалибийити арқисида қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийити вә шәрқий түркистан җумһурийити йоқитилди. Совет иттипақи уйғур ели вә оттура асия хәлқлириниң бирлишиш идийисидин чөчүп, даим уларни бөлүветишкә тиришип кәлди. Совет иттипақи бу мәқситини әмәлгә ашуруш үчүн дәсләптә хитайниң гоминдаң һакимийити, андин коммунистик һакимийити билән тил бириктүрди. Қ. Ғоҗамбәрди 1949-йили хитай һакимийәт бешиға кәлгән коммунистик партийәниңму дәсләпки қәдәмлиридин башлапла бир пүтүн хитай дөлити сияситини йүргүзүп, уйғур елиниң өтмүш тарихини өчүрүп ташлашқа урунуп кәлгәнликини, болупму өткән әсирниң ахирлиридин тартип уйғур ели вә оттура асия арисида қәдимидин келиватқан барлиқ алақиләрни чәкләп, пүтүнләй үзүп ташлиғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “хитай рәһбәрлири вә көплигән сиясәтчилири ‛оттура асия җумһурийәтлиридики уйғурлар уйғуристандики уйғурларға сәлбий тәсир қилиду, бөлгүнчиликкә дәвәт қилиду‚ дәп қарайду. 1996-Йилқи 007-һөҗҗитидә бу мәсилә ениқ көрситилгән. Һазир һәммә алақиләр үзүлди десәк болиду.”

Қ. Ғоҗамбәрди шундақла әмәлийәттә һазир бейҗиңниң уйғурларға қаратқан мустәмликә сияситиниң ақивитидин уйғурларниң өзлириниң оттура асиядики қериндашлири билән вә башқиму түркий тиллиқ хәлқләр билән болған алақисини үзүп ташлиғанлиқини билдүрүп, йәнә мундақ деди: “хитай пәқәт коммунистик идийәгә маслашқан әсәрләрни елип келиду һәм бу йәрдин шундақ бөлгүнчиләрни тепип, уларни у яққа елип бариду, өзлириниңкигә көрситиду. Мана мушундақ һәрикәт кетип бариду. Бу, уйғур мәдәнийитини бөлүшкә, уйғурларни ялғуз қалдурушқа қаритилған сиясәт. Бу хитай сиясәтчилири вә бәзи әдиблири илгири сүрүватқан идийә, йәни уйғурлар қәдимидин хитайниң бир парчиси, уйғурлар хитай мәдәнийитиниң тәсиридә болған дегән ялған идийини илгири сүрүш. Әксичә, пүткүл дуня алимлири ‛уйғурлар қәдимдин тартип мәркизий асия хәлқлири билән бир мәдәнийәт, ортақ тарих, өрп-адәт, бир тил, бир дин, бир йезиқта‚ дегән.”

Мәлуматларға қариғанда, уйғур елиниң сәнәтчилири бир нәччә қетим қазақистанға келип оюн қойған иди. Өткән йилниң май ейида “шинҗаң сәнәт юрти” өмикиниң артислири қазақистанниң алмата вә астана шәһәрлиридә “мәңгүлүк мәшрәп” намлиқ сәнәт программисини көрсәтти. Қазақистан җумһурийити мустәқиллиқиниң 25 йиллиқиға беғишланған бу консертни уйғур тамашибинлиридин ташқири, парламент әзалири, министирлар, җәмийәт әрбаблири вә башқилар тамаша қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.