1944-Йилидики җумһурийәт немишқа “уйғуристан” әмәс “шәрқий түркистан ”дәп аталди?
2022.08.11

Уйғурлар 19-әсирниң биринчи йеримидин тартип башқа мусулман хәлқлири билән бирликтә манҗу империйәсиниң ишғалийитигә, 1930- вә 1940-йилларда хитай ишғалийитигә қарши көп қетим қозғилип, өз һакимийәтлирини қурушқа мувәппәқ болуп, өзлири қурған мустәқил һакимийәтләрни һәр хил намлар билән атиди. Болупму 1930-1940-йилларда икки қетим қурған җумһурийитини “ шәрқий түркистан” нами билән атиди. Гәрчә, уйғурлар пүтүн уйғур дияридики нопуси әң көп асасий хәлқ шуниңдәк мәзкур ишғалийәткә қарши мустәқиллиқ, азадлиқ күрәшлиридики асасий күч болсиму, әмма қурулған һакимийәтлиригә нам бәргәндә “уйғуристан” намини қолланмиди. Уйғуристан нами 1920-1930-йилларда уйғурлар арисида мәвҗут болсиму, һәтта тарихта уйғур ели, уйғуристан дегәндәк намлар көп әсирләр ишлитилгән болсиму, лекин 20-әсирдә қурулған бу икки җумһурийәткә бирдәк һалда “шәрқий түркистан” нами қоллинилди.
Ундақта инқилаб рәһбәрлири арисида өзлириниң һакимийитигә қандақ нам бериш, өз вәтинини қандақ аташ һәққидә музакириләр вә муһакимиләр болмиғанму? 1944-1949-йилиғичә мәвҗут болған шәрқий түркистан инқилабий һөкүмити қурулған ашу 1944-йили 12-ноябир күнидә “ азадлиқ тәшкилати” әзалири вә мунасивәтлик рәһбәрләр бу дөләтни немә дәп аташ һәққидә музакирә қилмайла “ шәрқий түркистан җумһурийити” дәп атиғанму? 1944-йили 12-ноябир күни шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмити ғулҗа шәһиридә рәсмий қурулғанлиқи җакарланған чағдики 16 нәпәр һөкүмәт әзасиниң бири, шәрқий түркистан җумһурийити һөкумити баш катипи болған мәрһум абдурәуп мәхсум ибраһими 2004-йили һаят вақтида 12-ноябир күни җумһурийәтни елан қилиштин бурунла өзлириниң қуридиған дөләт нами һәққидә көп қетим музакириләрдә болғанлиқи, бәзиләр “ уйғуристан җумһурийити” дәп аташни оттуриға қойған болса, йәнә бәзиләрниң “ шәрқий түркистан җумһурийити” дәп аташни ейтқанлиқи, көп музакириләр вә пикирләр арқилиқ “ шәрқий түркистан җумһурийити” намини бекиткәнликини сөзләп бәргәниди.
Абдурәуп мәхсум ибраһиминиң қәйт қилишичә, уйғуристан дәп аташ уйғурларниң арзусиға мувапиқ болсиму, бирақ шәрқий түркистан җумһурийити дейилгәндә барлиқ һәр милләт хәлқини бирләштүрүп, иттипақлаштуруп хитай һакимийитини үзүл-кесил йоқитишқа пайдилиқ болиду дәп қаралған.
Абдурәуп мәхсум ибраһими шу қетим өзлири елан қилидиған җумһурийәтни шәрқий түркистан нами билән атишидики йәнә бир муһим тәрәпниң 1933-йили 12-ноябирда қәшқәрдә сабит дамоллам қатарлиқлар башчилиқида қурулған дөләтниң шәрқий түркистан намини қолланғанлиқи, өзлириниң әнә шу җумһурийәтни қайта қурушни көздә тутқанлиқини тәкитлиди.
Лекин абдурәуп мәхсум ибраһиминиң тәкитлишичә, шәрқий түркистан дейиш пантүркизм билән алақисиз болуп, хитай өзлирини әйиблигәндәк улар һечқачан пантүркизм яки панисламизмни тәшвиқ қилмиған. Пантүркизм вә панисламизм қалпиқи хитай вә совет коммунистлириниң, болупму хитай коммунистлириниң қилған бир төһмитидин башқа нәрсә әмәс.
Қазақистандики тарихчи қәһриман ғоҗамбәрди вә америкадики тарих тәтқиқатчиси таран уйғур абдурәуп мәхсум ибраһиминиң қарашлириға қошулуп, өзлириниң әйни вақитта шәрқий түркистан аталғусиниң қоллинишидики чүшәнчилирини оттуриға қойди.
Бу программиниң толуқ нусхисини юқуридики аваз улиништин аңлиғайсиз.