“хитай компартийәси: кремил көләңгиси астидики төрәлмә” (2)

Мухбиримиз үмидвар
2021.07.22
Паалийәтчиләр: “бир әсирлик зулумниң тәбриклигүдәк һечнемиси йоқ!” Хитай компартийәси қурулғанлиқиниң 100 йиллиқини тәбрикләш мурасими. 2021-Йил 1-июл, бейҗиң.
AP

Москваниң 1800 соми билән қурулған хитай компартийәси

Хитай компартийәси өз тарихини баян қилғанда өзиниң дәсләпки вақитларда коммунистик интернатсионал вә совет компартийәсиниң қоллиши һәм ярдимигә еришкәнликинила көрситип, униң маһийәтлик тәрәплирини йошурғаниди. Пакитлар көрсәттики, хитай компартийәсиниң қурулуши вә кейинки көп йиллар контрол қилиниши пүтүнләй совет һөкүмитигә бағлиқ иди. Америкада чиқидиған “бейҗиң баһари” журнилиниң баш муһәррири, хитай компартийәси тарихи вә сиясий мәсилилири тәтқиқатчиси ху пиң әпәндиниң қаришичә, “хитай компартийәсиниң бүгүн сөзләватқан бир йүрүш тарихлири ялған сөзләр, ялғанчилиқтин ибарәттур”.

Униң дейишичә, хитай компартийәси коммунистик интернатсионал, совет компартийәсиниң биваситә бир қоллуқ башқурушида қурулған болуп, у таки коммунистик интернатсионал тарқалғучә пүтүнләй коммунистик интернатсионал, йәни совет компартийәсиниң башқуруши, көрсәтмиси астида униң бир ячейкиси сүпитидә мәвҗут болди. Униң бир мустәқил салаһийити йоқ иди. Униң сиясәт вә йөнилишлири, асаслиқ кадир тәйинләш вә тәртипкә селиш ишлири қатарлиқлириниң һәммиси коммунистик интернатсионалниң тәстиқлиши арқилиқ болатти.

Русийәдики йирақ шәрқ институтиниң тәтқиқатчиси, хитайшунас профессор вектор усоф өзиниң “1920-йиллардики хитайдики совет разведкиси” намлиқ китабида баян қилишичә, хитай компартийәсиниң қурулуши вә униң йетәкчилик ишлири совет истихбарат, йәни җасуслуқ органлири, җасуслуқ торлири арқилиқ әмәлгә ашурулған вә иҗра қилинған. Қисқиси, хитай компартийәси әмәлийәттә ленин башчилиқидики совет русийәси бихәтәрлик органлири һәм совет коммунист җасуслириниң қоли арқилиқ қурулди һәм башқурулди.

Мана бу җәрянда нәччә онлиған совет русийәсиниң чека-г п у-о г п у-н к в д хадимлири, йәни “җасуслири” хитайда мәхпий хизмәт қилди. Хитай компартийәсини қурушта рол ойниған войтинский, николский, йәни нейман вә марриң вә башқиларниң һәммиси әнә совет җасуслуқ саһәсигә мәнсуп иди.

1917-Йили 11-айда совет һөкүмити қурулғандин кейин өзиниң аҗиз вә кәмбәғәл болушиға қаримай йирақ шәрқтә, җүмлидин хитайда һәрикәт елип бериш, компартийә қуруш вә компартийәниң күчийиши қатарлиқ һәр хил ишлар үчүн зор мәбләғ аҗратқан. Русийә тарихчиси вектор усофниң илгири мәхпий тутулған архиплар бойичә йезип чиққан “1920-йиллардики хитайдики совет разведкиси” намлиқ китабида көрситилишичә, 1919-йилила совет русийәси муавин ташқи ишлар хәлқ комиссари лев карахан хитай қатарлиқ шәрқтә һәрикәт қозғаш үчүн лениндин 200 миң рублии аҗритишни тәләп қилған. Нәтиҗидә зор бирқисим мәбләғләр айрип берилгән. Булар ичигә әнә шу коммунистик һәрикәт қозғаш, компартийә қуруш, җасуслуқ һәрикәтлири вә башқиларму кирәтти.

Ленин башчилиқидики совет болшевиклар партийәси 1919-йили3-айда коммунистик интернатсионални қуруп чиқти. Коммунистик интернатсионалниң мәблиғи пүтүнләй совет һөкүмитидин келәтти. 1920-Йили ленин русийәси хитай компартийәсини қуруш, хитайда коммунистик һәрикәтни бәрпа қилиш үчүн войтинский башчилиқида бир гуруппини 2000 доллар билән бейҗиң, шаңхәй қатарлиқ җайларға әвәтти. Войтинский бейҗиң вә шаңхәйдә коммунистик партийә тәшкилатлирини қурди шуниңдәк коммунистик интернатсионал йирақ шәрқ секретариятини шаңхәйдә бәрпа қилди. Войтинский шаңхәй вә башқа җайлардики дәсләпки коммунистларни мәбләғ билән тәминләйтти.

1920-Йили күздә хитай компартийәси гурупписиниң шаңхәйдә чиқарған “йеңи яш” журнилиму совет русийәси бәргән мәбләғ билән чиқирилишқа башлиған.

Москва әвәткән марриң вә николский 1921‏-йили 7-айдики хитай компартийәсини қуруш қурултийиниң пүтүн чиқимлирини москвадин елип кәлгән болуп, һәрбир йиғин қатнашқучисиниң йол хираҗити вә башқа хираҗәтләр москва тәминлигән мәбләғ билән биртәрәп қилинди.

Мав зедоң қатарлиқ 12 нәпәр йиғин қатнашқучисиниң һәммисиниң пули йоқ, оқутқучи, зиялий қатарлиқлар болуп, уларниң өз җайлиридин шаңхәйгә кәлгидәк пуллириму йоқ иди. Марриң вә николский уларниң һәрбириниң чиқимлирини бирақла бәрмәстин иккигә бөлүп бәргән. Тарихшунас пей йирәнниң ашу йиғинға қатнашқанларниң кейинки вақитлардики әслимилиридин вә башқа мунасивәтлик учурлардин ашкарилишичә, хитай компартийәсини қуруш қурултийиға қатнашқанларниң һәрбиригә җәмий 150 йүән хираҗәт берилгән болуп, 100 йүән алди билән уларниң шаңхәйгә келиши үчүн әвәтип берилгән. Қурултай ахирлишип улар қайтидиғанда йәнә 50 йүән қайтиш йол пули сүпитидә берилгән. Әнә шу вақитта мав зедоңнму москва бәргән ашу йол пули билән хунәндин келип қурултайға қатнашқаниди.

Демәк ленин башчилиқидики русийә болшевиклар партийәси хитай компартийәсиниң қурулуши қурултийи үчүн тәхминән 1800-1500йүән әтрапида мәбләғ салған болуп, шуниңдин кейинму хитай компартийәсиниң чиқимлирини давамлиқ тәминләп турған. “бейҗиң баһари” журнили баш муһәррири ху пиң әпәндиниң қаришичә, бу бүгүнки күндә хитай компартийәси өз хәлқигә сөзлимәйдиған тарихтур. У мундақ дәйду: “әлвәттә, хитай компартийәси өзиниң 1921-йили совет русийәсиниң чиқарған әнә шу пуллири билән қурулғанлиқини сөзләштин номус қилиду. Чүнки униң сөзләйдиғини бир йүрүш ялған сөзләрдин ибарәт. Һәтта хитай компартийәси кейин тәшвиқ қилғандәк мав зедоңму хитай компартийәсиниң қурғучиси әмәс, у пәқәт3-қурултайдила мәркизий комитетқа әза болалиди. Бурунқи икки қурултайда әза әмәс иди. У баштин ахири йетәкчи әмәс иди”.

Хитай компартийәсиниң қурултайлириниң чиқимлириниң һәммисини совет компартийәси чиқарған һәтта партийә секретарлириниму шулар тәйинлигән. 1923-Йили хитай компартийәсиниң 3-қурултийиму русийә компартийәсиниң мәблиғи вә башқурушида ечилған болуп, партийә секретари чен душю сиясий доклат бәргәндә компартийәниң пүтүн чиқимлириниң русийә компартийәсидин кәлгәнлики, шу йили 15 миң йүән берилгәнликини доклат қилған. Қурултай ахирлашқандин кейин марриңниң москваға йоллиған доклатида хитай компартийәсиниң 420 нәпәр әзаси барлиқи, барлиқ чиқимларниң чәтәлгә тайинилидиғанлиқини әскәрткән.

Тарихшунас пей йирәнниң мақалисидә көрситилишичә, русийә компартийәсиниң хитай компартийәсини һәр айда тәминләйдиған пуллири 1924-йили, 3000 йүән, 1925-йили 3650 йүән, 1927-йилидин башлап һәр айда 30 миң йүән, 1932-1928-йиллири арисида һәр айда 50 миң йүән болған.

1927-Йили совет русийә компартийәси хитай компартийәсиниң һәр тәрәплимә хизмәтлири вә ишлири үчүн җәмий 1 милйон күмүш тәңгә аҗритип бәргән.

Ху пиң әпәндиниң қаришичә, русийә, йәни совет компартийәси барлиқ чиқимларни бәргәнлики үчүн хитай компартийәси униң һәммә буйруқлирини аңлайтти вә орунлаштурушлириға бойсунатти. У мундақ дәйду: “хитай компартийәсиниң қурултайлириниң чиқимлириниң һәммисини совет компартийәси чиқарған һәтта партийә секретарлириниму шулар тәминлигән, мәсилән көпчилик билидиған богу компартийә секретарлиқиға тәйинләнгәндә аран 20 нәччә яштила иди. У немигә тайиниң баш секретар болди, чүнки у советта оқуған вә совет компартийәси тәрипидин баш секретарлиққа әвәтилгән, у һәтта биринчи вә иккинчи қурултайғиму қатнашмиғаниди”.

Уйғур академийәси рәиси вә униң тәркибидики хитай тәтқиқат институтиниң мудири доктор пәрһат тәңритағлиниң қаришичә, совет русийәси вә болшевиклар партийәси болмиса хитай компартийәси вә униң ғәлибиси болмайтти. Совет иттипақиниң ярдими вә йөлиши болмиса бүгүнки коммунистик хитай болмайтти, хитай компартийәси өзиниң дәсләпки программилириға җаһангирлик вә февдализмға қарши күрәш қилиш дәп киргүзгән болсиму, ахирқи мәқсити бүгүнкидәк өзи җаһангир болуш болди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.