“тарих вә бүгүн” (2013 - йили 6 - январ)

“тарих вә бүгүн” сәһипимизниң 2013 - йили, 1 - айниң 6 - күнидики қисмида 19 - әсирниң ахири яқупбәг рәһбәрликидики қәшқәрийә дөлити дәвридә бәдөләтниң мәнчиң сулалисиға хәт әвәтип, сүлһи түзүшкә интилгәнлики һәмдә яқупбәг әвәткән дөләт хетиниң мәзмунлири һәққидики мәлуматни аңлайсиләр.
Мухбиримиз үмидвар
2013.01.06
Yaqup-beg-305.jpg Қәшқәрийә дөлитиниң қурғучиси яқуп бәгниң сүрити.
wikipedia.org


Буниңдин башқа йәнә японийә алими язған 1934 - 1937 - йиллири арисида ма хушән башчилиқидики туңган күчлириниң хотәндики әһвали һәққидики мәлуматни диққитиңларға сунимиз.

Булардин башқа йәнә қорғас мазарниң тарихи һәққидә тәйярланған мәлумат диққитиңларда болиду.

яқупбәг билән чиң сулалиси арисида нәтиҗисиз ахирлашқан дипломатик алақиләр

Қутлан мақалиси

яқупбәг билән мәнчиң ханданлиқи оттурисида рәсмий алақә болғанму?

Бу соал узақтин буян уйғур тарихи тәтқиқати билән шоғуллинидиған кишиләр арисида талаш - тартишларни қозғап кәлгән иди. Уйғур елидә 1864 - йилидин 1877 - йилиға қәдәр һөкүм сүргән яқупбәг һакимийитиниң бүйүк британийә, русийә вә османли султанлиқи билән болған дипломатик алақилири илим саһәсидә йетәрлик һөҗҗәтләр билән илгири сүрүлгән болсиму, лекин мәнчиң ханданлиқи билән болған мунасивити техичә дәлилләнмигән иди. 2012 - Йили мартта копенһагенда чақирилған “қәшқәрдә учришиш” намлиқ хәлқаралиқ уйғуршунаслиқ илмий муһакимә йиғинида японийилик яш тәтқиқатчи онума такаһиро тунҗи қетим яқупбәгниң чиң сулалиси ордисиға әвәткән мәктупини йиғин әһлигә ашкара қилған иди. Аридин йерим йил өтмәйла у йәнә шинмән ясуши әпәнди билән һәмкарлиқта яқупбәгниң чиң сулалисигә әвәткән мәктубиниң әсли нусхиси билән чиң сулалисиниң яқупбәгкә йоллиған җаваб мәктупини қошуп мақалә һалитидә елан қилди. Буниң билән 1871 - йили яқупбәг билән мәнчиң ханданлиқи оттурисида тунҗи вә ахирқи қетим мәктуп алақисиниң болғанлиқи рәсмий илгири сүрүлди.

Шинмән ясуши билән онума такаһироларниң “яқупбәг билән чиң ханданлиқи арисидики тунҗи дипломатик алақә” намлиқ мақалиси японийидә чиқидиған "асия африқа тәтқиқати җурнили" ниң 2012 - йиллиқ мәҗмуәси (омумий 84 - сан) дә елан қилинған. Мәзкур мақалидә көрситилишичә, яқупбәгниң өз дәвридә чиң сулалиси ордисиға әвәткән мәктупиниң оригинал нусхиси һазир тәйбейдики хан сарийи (гугоң) музейида сақланған. Наһайити уста хәттатниң қәлими билән пүткән бу мәктуп чағатай уйғур йезиқи билән хотән қәғизигә йезилған болуп, ахириға яқуббәгниң шәхсий мөһри бесилған.

Мәктупниң алдинқи қисмида яқупбәгниң қошун башлап уйғур елиниң җәнубий қисмини өз һөкүмранлиқиға елиш җәряни системилиқ баян қилинған һәмдә уйғурлар юртида мәйданға кәлгән мустәқил һакимийитиниң қануний асасқа игә икәнлики шәрһиләнгән. Мәктупниң ахирқи қисмида яқупбәг өзиниң мәнчиң ханданлиқи билән тинч өтүш сияситини баян қилған һәмдә буни турпан вә үрүмчи урушлирида қолға чүшкән чиң сулалиси әмәлдарлирини қоюп бәргәнлики билән дәлиллигән. Шундақла өзиниң уйғур елидә тикләнгән һакимийитиниң аллаһниң ирадиси билән болғанлиқини алаһидә тәкитлигән.

Мәктупниң омумий мәзмунидин шуни көривелишқа болидуки, яқупбәг наһайити ениқ һалда өзиниң уйғурлар юртида тиклигән һакимийитиниң қануний асасқа игә икәнликини әскәртип өткән һәмдә мәнчиң ханданлиқидин өз һакимийитини етирап қилишни тәләп қилған.

юқириқи мақалидин мәлум болушичә, яқупбәг 1870 - йили язда қәшқәрдин зор қошун тартип шималға йүрүш қилған. Алди билән турпан ойманлиқиға йетип берип 6 айға созулған муһасирә җеңи арқилиқ туңганларни мәғлуп қилип шу йилиниң ноябир ейида турпанни ишғал қилған. Арқидинла үрүмчигә йүрүш қилип, алди билән даванчиң қәләсини алған андин үрүмчигә тегиш қилған. Узақ өтмәйла туңган қошунлириниң сәрдари давут хәлпә (тумен) мәғлуб болуп яқупбәгкә тәслим болидиғанлиқини билдүргән. Буниң билән или вә қомулдин башқа уйғур елиниң шималий қисмидики көп қисим районлар яқупбәгниң һөкүмранлиқи астиға өткән. Уйғур елидә яқупбәг һакимийити билән мәнчиң сулалиси оттурисидики арилиқ районму шуниң билән ғайип болған.

1871 - Йили февралда яқупбәг үрүмчидин айрилип турпанда икки ай турған вә қошунлирини тәртипкә салған. Бу мәзгилдә яқупбәг мәнчиң ханданлиқи билән дипломатик йосунда алақә елип бериш пәйтиниң пишип йетилгәнликини һес қилған. Шуниң билән у мәхсус дөләт мәктупи йоллап чиң сулалисиниң позитсийисини билип бақмақчи болған. Узақ өтмәйла униң шәхсий мөһүри бесилған дөләт мәктупи һазирлинип, турпанға әсиргә чүшкән чиң сулалисиниң әмәлдари мейҗенчиң арқилиқ 1871 - йили 1 - мартта қомулға йолға селинған. Мейҗенчиң бу мәктупни елип 12 - мартта қомулға йетип барған. Чиң сулалисиниң қомулда турушлуқ алаһидә һоқуқлуқ әмәлдари венлин қомул ваңиниң ярдими билән манҗу тил - йезиқини билидиған уйғур тәрҗиманларни ишқа селип, бу мәктупни манҗу вә хитай тиллириға тәрҗимә қилдурған. Андин тез йүрәр почта билән бейҗиңға әвәткән. Шуниң билән бир вақитта, венлин чиң ордисиниң көрсәтмиси бойичә яқупбәгкә җаваб мәктуп язған. Шу йили 28 - мартта чиң сулалисиниң әлчиси байшитәй буйруққа бинаән бу мәктупни елип қумулдин турпанға қарап йолға чиққан. Амма бу мәктуп турпанға йетип бериштин бурун яқупбәг туюқсизла қарашәһәргә қарап йолға чиққан. Чүнки шу вақитниң өзидә чар русийиниң қошун башлап кирип или султанлиқини гумран қилиши яқуббәгни шәрқий чеграға қариғанда ғәрбий чегриға, болупму чар русийә тәрәптин келидиған бесимға тақабил турушқа мәҗбур қилған. Шундақ қилип чиң сулалисиниң җаваб мәктупи яқупбәгниң қолиға тәгмәй қалған. Чиң әлчиси турпан буйлуқта туруп узақ сақлиған болсиму, лекин мәктупни тапшуридиған пурсәткә еришәлмәй қайтип кәткән. Шундин кейин яқупбәг ички вә ташқи җәһәттин келиватқан бесимларға тақабил туруш билән алдираш болуп кетип, мәнчиң ханданлиқи билән болған дипломатик оюнға қайта қизиқмиған. Ундақта, чиң сулалиси яқуббәгниң мәктубиға қандақ инкас қайтурған?

Чиң сулалисиниң яқупбәгкә йоллиған җаваб мәктупи һазир тәйбейдики хан сарийи музейида яқупбәгниң мәктупи билән бирликтә сақланған. Бу мәктуп хитай хәттатлиқ әнәниси бойичә чирайлиқ вә ясалма ибариләр билән безәлгән болуп, яқупбәгни “паша” дегән нам билән атиған. Лекин, мәктупниң пүтүн мәзмуниға чиң тәвәликидики мәлум бир йәрлик һакимийәткә бейҗиңдики манҗу ханидин агаһландуруш бериватқандәк түс берилгән. Мәктупта наһайити ениқ қилип, турпан вә җәнубтики сәккиз шәһәрниң әслидә чиң сулалисиниң дөләт территорийиси икәнлики, "паша" ниң тезлик билән бу земинларни өз игисигә қайтуруп "бүйүк хан" ниң илтипатиға еришиши ақиланилик болидиғанлиқи әскәртилгән.

Чиң сулалиси гәрчә бу вақитта еғир дәриҗидики ички вә ташқи киризисқа дуч кәлгән, уйғур елидики һөкүмранлиқи аллиқачан ғулиған, ордида ли хоңҗаң билән зо зоңтаң вәкилликидики охшимиған икки гуруһниң талаш - тартишлири күчәйгән һаләттә туруватқан болсиму, лекин яқупбәгниң һакимийитини етирап қилишни қәтий түрдә рәт қилған. Шуниң билән бир вақитта, өзлириниң уйғур елигә болған һөкүмранлиқиниң давамлиқ күчкә игә икәнликини тәкитлигән. Буниңдин яқупбәгниң дөләт мәктупи әвәтилгән 1871 - йилиниң баһар пәслидә гәрчә чиң ордисида уйғур елини қайтуривелиш яки ташливетиш һәққидә ахирқи қарар чиқирилмиған болсиму, лекин манҗу ханданлиқиниң сиясәт бәлгиләш қатлимида йәнила қолдин кәткән земинға нисбәтән “ваз кәчмәслик”, “аттин чүшсиму үзәңгидин чүшмәслик” хаһишиниң мәвҗутлуқини көрүвалғили болиду. Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған түркийә һаҗитөпә университети тарих факултетиниң дотсенти, истратегийилик чүшәнчә иниститутиниң тәтқиқатчиси доктор әркин әкрәм өз қарашлирини баян қилди.

Тарихчи шинмән әпәнди онума әпәндиләр өз мақалисида яқупбәгниң чиң сулалисигә язған мәктубиниң әсли нусхисини 2011 - йили тәйбейдики хан сарийи музейида тасадипий бир пурсәттә байқиғанлиқини, бу мәктупниң яқуббәг дөлитиниң мәнчиң ханданлиқи билән болған мунасивитини тәтқиқ ениқлашта интайин муһим сиясий әһмийәткә игә икәнликини тәкитләйду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.