Абдураһман тохти: “мениң аиләм 7 йилдин буян ирқий қирғинчилиқниң зиянкәшликигә учримақта”
2023.02.06

Абдураһман тохтиниң юрти әслидә ақсу шәһәр бәштүгмән йеза йеңиөстәң кәнтидә болуп, униң аилисиниң ечинишлиқ һекайиси буниңдин тот йил илгири хәлқаралиқ таратқуларда аңлитилип, зор диққәт қозғиған иди.
Абдураһман тохтиниң ейтишичә, униң аяли пәридә ясин, 6 яшлиқ чоң қизи тайибә, 2 яшлиқ оғли абдуләзиз вә бовақ қизи надирәни елип, 2016-йили 8-айда түркийәдин ақсуға қайтқан икән. Шуниңдин буян абдураһманниң юртиға қайтан бала-чақилири билән болған алақиси үзүлүп қалған. Аридин икки йил өткәндин кейин, йәни 2017-йили 11-айда абдураһман аялиниң 10 йиллиқ қамаққа кесиветилгәнлидин хәвәр тапқан. У йәнә юртидики ата-аниси һәмдә қериндашлириниңму 2017-йили лагерға елип кетилгәнликини аңлиған. Техиму ечинишлиқ йези шуки, у юртида қаранчуқсиз қалған балилириниң қәйәргә елип кетилгәнлики, кимләрниң қолида тәрбийәлиниватқанлиқидин хәвр алалмай, толиму азаблинип кәлгән икән.
Абдураһман, 2019-йилиниң башлириға кәлгәндә бир хитайниң “давйү” дегән иҗтимаий таратқусидин уйғур балилириға хитайчә меңә ююш елип бериливатқан бир видейо көрүнүшигә диққәт қилиду. У бу видейодин көрмигили 2 йилдин ашқан оғли абдуләзизни тонувалиду. Бу вақитта униң оғли алиқачан 4 яшқа кирип болған иди. 15 Секунтлуқ бу видейода абдураһманниң оғли абдуәзизниң бир хитай оқутқучиниң соаллириға хитайчә җаваб қайтуруватқан көрүнүши көрситилгән болуп, қәйәрдә тартилғанлиқи ениқсиз болған бу ведийо униң йүрәк бағрини ләхтә-ләхтә қиливетиду. Абдураһман шу балисини көрүп йүрики ләхтә болған абдураһман шу вақитта радийомизниң зияритини қобул қилип, аилисиниң бу ечинишлиқ һекайисини дуняға аңлатқан, шундақла чоң ахбаратларда гуваһлиқ бәргән иди.
Бу йил-31январ күни абдураһман өзиниң фейсбук бетидә юртидики ата-аниси вә 4 қериндишиниң 15 йилдин кесиветилгәнликини баян қилған.
Биз бу мунасивәт билән 1-феврал күни абдурахман тохтини иккинчи қетим зиярәт қилдуқ. Йеқинда түркийәдин франсийәгә келип панаһланғанлиқини билдүргән абдурахман, өзиниң 7 йилдин буян ақсудики аилиси билән болған алақисиниң пүтүнләй үзөүлгәнликини, йеқинда ақсудики ата-аниси вә қерндашлириниң 15 йилдин кесилип, пүтүн аилисиниң ханивәйран қилинғанлиқидин хәвәр тапқанлиқини билдүрди.
Абдураһманниң хитайчә “довйин” (тик-ток) арқилиқ игә болған учуриға қариғанда, униң дадиси тохти әмәт 69 яш, аниси айнурхан қасим 59 яш болуп, һәр иккиси 15 йилдин кесиветилгән икән.
Абдураһман аилисидики бәш балиниң оттуранчиси болуп, униң чоң акиси әмәтҗан тохти 38 яш, кичик акиси мәмәтҗан тохти 36 яш, чоң сиңлиси айгүл тохти 30 яш, кичик сиңлиси арзугүл тохти 27 яш икән. Уларниң һәммиси 15 йилдин кесиветийлгән. Абдураһман, уларниң тутулуши вә кесилишигә бәлким уларниң илгири түркийәгә келип өзини йоқлап кәткәнликиниң баһанә-сәвәб қилинған болуши мммкинликини билдүрди. Гәрчә у пүтүн аилисидикиләрниң кесиветилгәнлидин хәвәр тапқан болсиму, әмма уларға қачан сот ечилғанлиқи, җаза муддитини қәйәрдә өтәватқанлиқини билмәйдикән.
Радийомиз абдураһман тәминлигән бу учурларни йәниму илгирилигән һалда дәлилләшкә вә тәпсилатни игиләшкә тиришчанлиқ көрсәтмәктә.