“алма” уйғур мәҗбурий әмгәкни тохтитишни мәқсәт қилған қанун лайиһәсигә қарши турмақтикән

Мухбиримиз нуриман
2020.11.24
alma-apple-xitayda.jpg Маска тақивалған бир хитай аялниң алма дукининиң алдидин өтүп кетиватқан көрүнүши. 2020-Йили 4-феврал, бейҗиң.
AP

20-Ноябир “вашингтон почтиси гезити” дә “алма ширкити хитайдики мәҗбурий әмгәкни тохтитишни мәқсәт қилған қанун лайиһәсигә қарши турмақта” сәрләвһилик бир парчә мақалә елан қилған.

Мақалидә дейилишичә, америка парламентида хизмәт қилидиған, салаһийитини ашкарилашни халимиған икки хизмәтчиниң билдүрүшичә алма ширкити “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһиси” дики америка ширкәтлириниң уйғур мәҗбурий әмгикини ишләткәнлики үчүн җавабкарлиқи сүрүштүрүлидиған муһим маддиларниң йолға қоюлушини тосушқа урунған.

У хизмәтчиләрниң ейтишичә, “алма” ширкити “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” гә қарши чиққан нурғун ширкәтләрниң бири икән. Улар “алма” ширкитиниң әмәлдин қалдурушни яки өзгәртишни тәләп қилған “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” дики конкрет бәлгилимиләр тоғрисидики тәпсилатларни ашкарилашни рәт қилған.

Радиомиз “алма” ширкитиниң мунасивәтлик бөлүми билән алақилишишкә тиришқан болсақму телефонлар елинмиди. “алма” ширкитиниң немә үчүн кишилик һоқуқни еғир дәриҗидә дәпсәндә қилишниң алдини алидиған “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһиси” гә қарши чиққанлиқи вә конкрет қайси маддилириға қарши чиққанлиқи һәққидә сорап язған електронлуқ хетимизгиму җаваб қайтурмиди.

Мәлум болушичә “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһиси” америка ширкәтлириниң уйғур районини асас қилған түрмидики яки әмгәк лагерлиридики кишиләрниң мәҗбурий әмгәк күчидин ишләпчиқирилған мәһсулатларни импорт қилмаслиққа капаләтлик қилишни тәләп қилидиған маддилар орун алғаникән.

Мақалидә “алма” ширкитиниң зор дәриҗидә хитайдики електронлуқ мәһсулатларни қураштуруш ширкәтлиригә тайинидиғанлиқи, кишилик һоқуқ доклатлирида хитайдики “алма” ширкитиниң тәминләш зәнҗиридә уйғур мәҗбурий әмгәк күчи ишлитилгән әһвалларниң ениқланғанлиқи тәкитләнгән.

Америкадики “уйғур һәрикити тәшкилати” бу һәқтә мәхсус баянат елан қилған болуп, баянатта “алма” ширкитиниң һәқиқий муддиасини ашкарилап, униң инсаний әхлаққа ят һәрикәт қиливатқанлиқини әйиблигән. Улар йәнә: “‛алма‚ ширкитиниң бу һәрикәтлири америкиниң қиммәт қаришиға, шундақла инсанийәтниң қиммәт қаришиға пүтүнләй зит” икәнликини тәкитлигән.

“уйғур һәрикити тәшкилати” ниң алақә ишлири директори җули милсап ханим мундақ деди: “биз бу баянатни елан қилиш арқилиқ кәң амминиң диққитини тартишни мәқсәт қилдуқ. Нурғун тәшкилат вә органлар ‛уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” ни йолға қойдуруш үчүн тиришти. Мениңчә көпинчә ширкәтләр, херидарлар диққәт қилмисила мәсулийәттин қечиш йолини таллайду. Шуңа биз қануни йол билән ширкәтләрни ‛уйғур мәҗбурий әмгики‚ниң алдини елишқа чақириш билән бир вақитта, херидарларға немә ишларниң болуватқанлиқини чүшәндүрүш наһайити муһим дәп қараймиз. Болупму һазирқи мәзгил байрамлиқ мал сетивелишниң юқири долқуни қозғиливатқан мәзгил. Мушу пурсәттә херидарларға сетивалған байрамлиқ совғилири арқилиқ әмәлийәттә немиләрни кәлтүрүп чиқиришқа ярдәм қилғанлиқ вә немини қоллиғанлиқ болидиғанлиқини билдүрүш керәк.”

Мақалидә көрситилишичә, “алма” ширкитиниң баш иҗраийә директори тим кук бу йил июлдики америка парламентида өткүзүлгән йиғинда “алма” ширкитиниң тәминләш зәнҗиридики мәҗбурий әмгәккә йол қоймайдиғанлиқини билдүргән болуп, у мундақ дегән: “мәҗбурий әмгәк йиргинчлик. Ширкитимиз буниңға йол қоймайду. Әгәр ашундақ әһвал байқалса тәминлигүчи тәрәп билән мунасивәтни тохтитимиз”.

Австралийә истратегийәлик сиясәт тәтқиқат орниниң марттики доклатида уйғур районидин хитайниң ичкири өлкилиридики карханилирида ишләш үчүн йөткәлгән кишиләрниң “алма” ширкитини тәминләш зәнҗиридики ишләпчиқириш ширкәтлиригә бағлинишлиқ икәнликини илгири сүргән иди. Доклатта йөткәлгән ишчиларниң мәҗбурланған болуши мумкинлики оттуриға қоюлғаниди.

Доклатта йәнә 2017-йили хитай һөкүмити 1000 дин 2000 гичә уйғурни “о-филм” игидарчилиқидики завутида ишләшкә йөткигән. Бу “алма” ширкитиниң айфон телефон камерасини ясайдиған завут икән.

“вашингтон почтиси гезити” “алма” ширкити һәққидики бу хәвәрни елан қилғандин кейин, америкадики уйғур һәрикити тәшкилати, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши, уйғур америка бирләшмиси қатарлиқ тәшкилатлар “алма” ширкитиниң “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” дики маддиларға қарши чиқиш арқилиқ хитайдики мәҗбурий әмгәкни қоллиғанлиқини әйиблиди.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси зубәйрә шәмсидин ханим мундақ деди: “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши ‛алма‚ ширкитиниң бу қилимшини әйибләймиз. Чүнки даңлиқ, чоң маркиланиң һәммиси маҗбурии әмгәкниң қанунға хилап иканликини билиду вә билиши керәк. Өзлири. Имза қойған хәлқаралиқ қанунларға әмәл қилиши керәк. Маҗбурии қул әмгики арқилиқ ишләпчиқирилған маллар арқилиқ пул типиш бу инсанийәткә қарши җинайәткә шерик болғанлиқ.”

Дуняниң башқа җайлирдиму “алма” ширкитиниң “уйғур мәҗбурии әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” дики маддиларға қарши чиқиш қилмишиға қаршлиқлар көтүрүлгән.

24-Ноябир австралийә, квенисләнд университети оқуғучиси, актип паалийәтчи дирив павлов “хоңкоң хәлқара бирләшмиси” ниң әзалири билән бирлишип бирсбәйиндики “алма” дуканлирида “‛алма‚ уйғур қул әмгикидин пайдилиниватиду, ‛алма‚ уйғур ирқий қирғинчилиқидин пайда еливатиду” дегән плакатларни көтүрүп намайиш қилған. Һәтта иҗтимаий тартқуларда “‛алма‚ға уйғур қул әмгикини ишлитишни тохтитиң, дәң” намлиқ мураҗиәтнамә башлиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.