Алмутада өткән хәлқара тәнһәрикәт мусабиқисидә уйғур қизи әланур турғанова алтун медалға еришти
2023.03.06
21-25-Феврал арилиқида қазақистанниң алмута шәһиридә яшлар вә өсмүләр арисида бокс бойичә 5-қетимлиқ хәлқара мусабиқә болуп өтти. Униңға моңғулийә, өзбекистан, қирғизистан, русийә вә қазақистан болуп, 250 тин ошуқ әң күчлүк тәнһәрикәтчиләр қатнашти.
Мәзкур мусабиқә қазақистанниң бокс бойичә олимпик чемпийони, тәнһәрикәтниң хизмәт көрсәткән маһири ермахан ибрайимофниң мукапатлириға беғишланған. Униң қатнашқучилириниң мутләқ көп қисмини қазақистанниң барлиқ районлиридин кәлгән тәнһәрикәтчиләр тәшкил қилған. Уларниң арисида алмута шәһиридин қатнашқан әланур турғановаму бар.
Алмутада чиқидиған “вечерний алмати”, йәни “кәчлик алмута” гезитидин мәлум болушичә, бу мусабиқә униң көплигән қатнашқучилирида зор тәсират қалдурған. Ермахан ибрайимофниң шәхсий тренери җанибк қулниязофниң ейтишичә, бу мусабиқидә бир түркүм бокс маһирлири йетишип чиққан һәмдә даңлиқ асия вә дуня чемпийонлири тәҗрибә йиғқан, өзлириниң қабилийәтлирини йәнә бир қетим синиған һәм раваҗландурған. Шуниңдәк русийәдин кәлгән тренер николай аршиненкоф үч-төт җүпниң оюнини көрүпла, яқтуруп қалғанлиқини, қизларниңму чекинмәй, яхши оюн көрсәткәнликини тәкитлигән.
Биз мәзкур мусабиқидә өз салмиқида ғалиб чиққан әланур турғанованиң тренери, рефери вә бокс маһири закир абдуқадироф әпәнди билән алақилаштуқ.
Униң ейтишичә, алмутада өткән бокс бойичә мусабиқигә һәқиқәтәнму әң күчлүк боксчилар йиғилған болуп, әланур турғановаму шулар қатарида өзиниң қабилийитини көрсәткән. Закир абдуқадироф бу мусабиқигә әланурниң яхши тәйярлинип, көп тиришқанлиқини вә нәтиҗидә мәйданға чиққан төт рәқибиниң һәммисини йеңип, биринчи орунни игилигәнликини баян қилди.
У мундақ деди: “бу пәқәт әланурниңла әмәс, бәлки пүткүл қазақистан командисиниң чоң утуқи болуп һесаблиниду. Әланурниң бу утуқи иҗтимаий торларда барлиқ қазақистанлиқ уйғурларниму қаттиқ хуш қилди. Әланур икки мәртәм қазақистан чемпийони болған. Шундақла у 2021-йили әрәб бирләшмә хәлипиликиниң әң чоң шәһири дубәйда өткән яшлар вә өсмүрләрниң асия бокс мусабиқисидә үчинчи орун алған. Шу вақитта әланур мусабиқидә биринчиләрдин болуп мәйданға чиқип, таҗикистан боксчисини йеңивалған вә башқа боксчиларға илһам бәргән. Шу чағда қазақистан командиси 49 медал елип, медал сани бойичә командилар ичидә биринчи орунни игилигән. Әмди әланур техиму яхши тәйярлинип, мушу йили язда болидиған асия мусабиқисигә қатнашмақчи. У наһайити тиришчан қиз. У кичикидин боксқа қизиқип, дәсләп наһийәлик, вилайәтлик мусабиқиләргә қатнашти. Әланурниң боксчи болуп тәрбийәлинишидә униң тунҗи тренери сәмәт ахметоф көп күч чиқарди. Әланур мениң юртдишим болиду. Шуниң үчүн мән униңдин пәхирлип, йәниму чоң утуқлар тиләймән.”
2006-Йили алмута вилайитиниң әмгәкчиқазақ наһийәсигә қарашлиқ қорам йезисида туғулған, дәсләп шу йеза мәктипидә, һазир болса, алмута шәһиридики мәсим яқупоф намидики 101-мәктәп-гимназийәниң 11-синипида оқуватқан әланур турғанова мундақ деди: “растини ейтсам, алмутада өткән бу мусабиқә мән үчүн чоң синақ болди. Мән тренерлиримниң ярдими арқисида шу утуққа йәттим. Шуниң үчүн мән уларға чоң рәһмәт ейтимән. Әлвәттә, шундақла тәнһәрикәтниң мушу түрини таллавелишқа ярдәм қилған вә маңа даим һәмраһ болуп кәлгән турған бовам вә ташгүл момамға алаһидә рәһмәт. Бу қетим биринчи орун елип, мән қазақистанниң байриқини егиз көтүрүп, вәтинимни, хәлқимни хушал қилдим, дәп ойлаймән. Буниңдин кейинму йәнә шундақ утуқларға йетишкә қаттиқ тиришимән. Мени қоллиған барлиқиңларға көп рәһмәт!”
Йеқинда алмута вилайитиниң талғир наһийәсидә наһийәлик һөкүмәт вә юрт-җамаәтчилик актиплириниң уюштуруши билән “миннәтдарлиқ күни” байримиға беғишланған чоң мурасим болуп өтти. 500 Дин ошуқ адәм қатнашқан бу мурасимда көп балилиқ аниларға, тонулған сәнәткарларға, тәнһәрикәтчиләргә вә башқиларға һөрмәт билдүрүлүп, улар һәр хил мукапатлар билән тәқдирләнди. Шу җүмлидин әланур турғанова сабиқ һәрбийләр җәмийити тәсис қилған “қәһриман меһри” медали билән мукапатланди.