Рик скот: хитай американиң корона вируси ваксина тәтқиқатиға бузғунчилиқ қиливатиду

Мухбиримиз җүм
2020.06.07
Rick-Scott.jpg Америка кеңәш палатаси әзаси рик скот.
Social Media

Америка кеңәш палатаси әзаси рик скот хитайниң американиң корона вирусиниң ваксинасини ясап чиқиш ишлириға бузғунчилиқ қиливатқанлиқини билдүрди.

У йәкшәнбә күни б б с ниң зияритини қобул қилғанда, хитайниң американиң корона вируси ваксинаси яшаш хизмитини ақситип қоюш вә униңға бузғунчилиқ қилиш қилмишлирида болуватқанлиқи һәмдә буниңға аит дәлил испатларниң барлиқини билдүрди.

У мундақ деди: “биз бу ваксинини чоқум ясап чиқимиз. Һалбуки, коммунист хитай бизгә зиянкәшлик қилишқа яки ишлиримизни ақситишқа урунуватиду. Қолимизда испат бар. Хитай бизниң буни тунҗи болуп ясап чишимизни халимайду. Улар америка вә дуня миқясидики демократийәниң дүшмини болушни таллиди.”

У хитайниң бузғунчилиқ қилмишлириға аит испатлар һәққидики соалларға җаваб берип буниң америка истихбарат тармақлиридин кәлгәнликни билдүрди.

Америка даирилири өткән айда хитайға мунасивәтлик торбузарларниң (хаккерларниң) америкиниң корона вирусиға қарши ваксина, давалаш вә диагноз тәтқиқати билән шуғуллиниватқан органлириға һуҗум қилғанлиқини ейтқан.

Хитайниң вухән шәһиридин тарқалған корона вируси 6-июнғичә дуня бойичә 6 милйон 731 миң 793 адәмни юқумландурған, 393 миң 721 адәмниң җениға замин болған.

Мәзкур вирус сәвәблик нурғун дөләтләр сода вә санаәт ишләпчиқиришини тохтитишқа мәҗбур болған.

Америка вә әнглийәни өз бир нәччә дөләт корона вирусиға қарши ваксина ишләпчиқиришқа тутунған вә дәсләпки қәдәмдә көрүнәрлик нәтиҗиләрни қолға кәлтүргән иди.

Рик скот сөзини давам қилип мундақ деди: “иқтисадимизни әслигә кәлтүрүш үчүн бу ваксина һәммәйләнгә бирдәк муһим. Мәйли әнглийә вә мәйли биз башта ясап чиқайли, биз буни бир-биримиз билән ортақлишимиз. Әмма коммунист хитай ундақ қилмайду.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.