Әнқәрәдә тунҗи қетимлиқ уйғур ана тил курсини пүттүрүш мурасими өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2019.09.03
Mukapat-alghan-oqughuchi-we-muellimliri.jpg

Уйғур ана тил курсиниң 1-йилини пүттүрүп мукапат алған оқуғучилар вә уларниң оқутқучилири. 2019-Йили 31-авғуст, әнқәрә. RFA/Erkin Tarim

Medal-alghan-balilar-1.jpg

Уйғур ана тил курсиниң 1-йилини пүттүрүп медал алған оқуғучилар вә уларниң оқутқучилири. 2019-Йили 31-авғуст, әнқәрә. RFA/Erkin Tarim

istiqlal-Marshi-Oqumaqta-2.jpg

Уйғур ана тил курсиниң 1-йилини пүттүрүш мурасимида истиқлал марши. 2019-Йили 31-авғуст, әнқәрә. RFA/Erkin Tarim

Doktor-Erkin-Ekrem-3.jpg

Уйғур ана тил курсиниң 1-йилини пүттүрүш мурасимида доктор әркин әкрәм әпәнди сөзлимәктә. 2019-Йили 31-авғуст, әнқәрә. RFA/Erkin Tarim

ana-til-oqutquchisi-Buayshe-4.jpg

Уйғур ана тил курсиниң 1-йилини пүттүрүш мурасимида ана тил оқутқучиси буайшә ханим сөзлимәктә. 2019-Йили 31-авғуст, әнқәрә.v RFA/Erkin Tarim

Doxtur-Arzu-Yilmaz-5.jpg

Уйғур ана тил курсиниң 1-йилини пүттүрүш мурасимида доктор арзу йилмаз ханим сөзлимәктә. 2019-Йили 31-авғуст, әнқәрә. RFA/Erkin Tarim

ana-til-oqutquchisi--6.jpg

Уйғур ана тил курсиниң 1-йилини пүттүрүш мурасимида мәзкур мәктәп оқуғучиси декламатсийә қилмақта. 2019-Йили 31-авғуст, әнқәрә. RFA/Erkin Tarim

ana-til-oqutquchisi-7.jpg

Уйғур ана тил курсиниң 1-йилини пүттүрүш мурасимида мәзкур мәктәп оқуғучиси декламатсийә қилмақта. 2019-Йили 31-авғуст, әнқәрә. RFA/Erkin Tarim

ana-til-oqutquchisi-8.jpg

Уйғур ана тил курсиниң 1-йилини пүттүрүш мурасимида мәзкур мәктәп оқуғучиси декламатсийә қилмақта. 2019-Йили 31-авғуст, әнқәрә. RFA/Erkin Tarim

ana-til-oqutquchisi-9.jpg

Уйғур ана тил курсиниң 1-йилини пүттүрүш мурасимида мәзкур мәктәп оқуғучиси декламатсийә қилмақта. 2019-Йили 31-авғуст, әнқәрә. RFA/Erkin Tarim

Rumeysa-Qeshqiri-10.jpg

Уйғур ана тил курсиниң 1-йилини пүттүрүш мурасимида мәзкур мәктәп оқуғучиси декламатсийә қилмақта. 2019-Йили 31-авғуст, әнқәрә. RFA/Erkin Tarim

Уйғурларниң тили, дини вә мәдәнийәт мираслири еғир хирисқа дуч келиватқан бүгүнки күндә дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар пәрзәнтлиригә ана тилини өгитишкә алаһидә әһмийәт бәрмәктә.

31-Авғуст күни әнқәрәдики “уйғур тәтқиқат институти” ниң уюштуруши билән уйғур ана тил курсиниң 1-йилини пүттүргән оқуғучиларниң оқуш пүттүрүш мурасими өткүзүлди. “түркийә демократийәдә бирлик” вәқпиниң залида өткүзүлгән мурасимға мәзкур институтниң рәһбәрлири, әнқәрәдики уйғурлар вә башқилар болуп көп санда киши иштирак қилди.

Әнқәрәдики уйғур тәтқиқат институти 2018-йили 7-айда ана тили курси ачқан болуп, 35 әтрапида 5 яштин 14 яшқичә болған уйғур балилар һәр шәнбә вә йәкшәнбә күнлири бу курста уйғур тили вә мәдәнийитигә аит билимләрни өгинип кәлмәктә иди.

Бүгүнки ана тил курсини пүттүрүш мурасими шәрқий түркистан “истиқлал марши” ни орунлаш билән башланди.

Андин әнқәрәдики уйғур тәтқиқат институтиниң мудири доктор әркин әкрәм әпәнди ечилиш нутқи сөзлиди. У нутқида әнқәрәгә йеңи кәлгән вақтида әнқәрәдә 4-5 аилә уйғур барлиқини, һазир әнқәрәдики уйғурларниң саниниң көпийип бир залға патмайдиған һалға кәлгәнликини, бу йәрдики уйғурларниң әң муһим вәзипилиридин бириниң ана тилини қоғдап қелиш икәнликини тәкитлиди.

Кейин уйғур тәтқиқат институти тәрипидин тәйярланған ана тил курсиниң оқу-оқутуш ишлири тонуштурулған һөҗҗәтлик филим көрситилди.

Оқуш пүттүрүш мурасиминиң күн тәртипигә бинаән уйғур балилар “ана тилим” намлиқ нахшини омумийхор шәклидә орунлиди.

Арқидин 8 яшлиқ сатуқ буғра қарахан “ана тилим” дегән шеирни декламатсийә қилип бәрди.

Ана тил билгән кишиниң иззитин қилғум келур,

Ана тилни ағзидин алтун берип алғум келур.

Бу ана тил болса гәр америка-ю африқада,

Сәрп етип миңларчә тилла барғум келур.

Әй ана тил, бизгә сән қалған улуғлардин нишан,

Сән билән роһи земинда иптихарланғум келур.

Мурасимниң қалған қисмиму оқуғучиларниң номур көрситиши билән давамлашти. Оқуғучилар шеир декламатсийә қилиш, сама селиш, итот-тиятир ойнаш, “қутадқу билиг” ниң аптори йүсүф хас һаҗипниң һаятини аңлитиш қатарлиқ номурларни көрсәтти. Өсмүрләрниң номурлирида ана тил сөйгүси, вәтәнгә болған садақәт, зулум вә тәңсизликкә қарши қәтий роһ, ата-ана вә оқутқучи-устазлириға болған миннәтдарлиқ туйғуси намаян болди. Паалийәт мәйдани баштин-ахир җанлиқ кәйпиятқа толди.

Мурасимға тәклип бойичә қатнашқан балилар дохтури арзу йилмаз ханим сөз қилип мундақ деди: “мән бу йәрдә чоң болғанда дохтур болидиған, инженер болидиған вә муәллим болидиған балиларни көрүп олтуруптимән. Мән бу йәрдә пәрзәнтлирини ярамлиқ қилип тәрбийәләватқан уйғур аниларни көрүп олтуруптимән. Силәр мушундақ ана тилиңларға, өрп-адәтлириңларға вә миллий мираслириңларға игә чиқсаңлар, чоқум ғәлибә қилисиләр.”

Мурасимниң ахирида әркин әкрәм башчилиқидики уйғур тәтқиқат институтиниң мәсуллири оқуш пүттүргән оқуғучиларни мубарәкләп, һәр биригә айрим-айрим мукапат тарқатти.

Уйғур балиларға бир йилдин буян дәрс бәргән буайшә ханим билән мәһбубә ханимғиму мукапат берилди.

Мукапатни алған буайшә ханим сөз қилди. У сөзидә бир йил бурун бир қанчә оқуғучи билән башланған бу ана тил курсидики оқуғучилар саниниң һазир 35 кә йәткәнликини, өзиниң ана тил курсини қоллап қуввәтлигән ата-аниларға рәһмәт ейтидиғанлиқини билдүрди.

У сөзиниң ахирида ана тил курсиға маддий вә мәниви җәһәттин изчил һалда ярдәм қилған уйғур тәтқиқат институтиға рәһмәт ейтидиғанлиқини баян қилди.

31-Авғуст әнқәрәдә өткүзүлгән биринчи қетимлиқ ана тил курси мурасими ахирлашқандин кейин микрофонимизни уйғур зиялийси рәна қарахан ханимға узаттуқ. У уйғур ана тили зор хирисқа учраватқан бүгүнки күндә бу паалийәтниң зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилди.

Әнқәрәдики уйғур тәтқиқат институти 2018-йили 4-айда рәсмий қурулған болуп, һазирғичә 2 қетим “истратегийә вә сиясәт” курси, бир қетим муһакимә йиғини, бир қетим хатириләш йиғини өткүзди. Уйғур ана тил курси буниңдин кейин йәнә давамлишидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.