Хитай “шинҗаңдики кәспий маһарәт тәлим-тәрбийә хизмити” намлиқ ақ ташлиқ китаб елан қилип, лагерларни ақлиди
2019.08.21
Хитай дөләт ишлири кабинетиниң ахбарат ишханиси 8-айниң 16-күни “шинҗаңдики кәспий маһарәт тәлим-тәрбийә хизмити” намлиқ бир парчә ақ ташлиқ китаб елан қилип, ғәрб демократик әллиридә қаттиқ тәнқидләшкә учраватқан лагер түзүмини йәнә бир қетим ақлиди.
Хитай даирилири 49 бәтлик бу доклат арқилиқ уйғур елидә қурулған бу аталмиш “кәспий маһарәт билән тәлим-тәрбийә хизмити”, йәни “қайта тәрбийә лагерлири” яки “йиғивелиш лагерлири” қурушниң нәзәрийәви вә қануний асасқа игә икәнликини илгири сүргән.
Ақ ташлиқ китабниң кириш қисми алди билән “террорлуқ” вә “әсәбийлик” ниң инсанийәтниң ортақ дүшмини болуш билән биргә, хәлқниң мәнпәәтини қоғдашниң һәр қайси мәсулийәтчан һөкүмәтләр үстидики муһим вәзипә болуп қалғанлиқи билән башланған. Униңда йәнә, террорлуқ һәрикәтлириниң һуҗумлириға учриған америка, әнглийә вә фирансийә қатарлиқ дөләтләрниң исми атилиш билән биргә, хитайниңму юқиридики дөләтләргә охшаш террорлуқ, радикаллиқ һәрикәтлириниң зийиниға учриғанлиқи илгири сүрүлгән. Ақ ташлиқ китабта төвәндикиләр дейилгән:
“шинҗаң хитайниң террорлуққа қарши туруш, әсәбийликни түгитиш күришидики асасий җәң мәйдани. Бир мәзгил, шинҗаң терроризм, диний әсәбийликниң зийиниға чоңқур учриди, хәлқниң һаятий бихәтәрлики еғир тәһдиткә учриди. Шинҗаң, һадисидинму, маһийәттинму түзәштә чиң туруп, зәрбә бериш билән алдини елишни бирләштүрүп, қанун бойичә кәспий маһарәт тәлим-тәрбийә мәркизини тәсис қилди. Кәспий маһарәт тәлим-тәрбийә хизмитини қанат яйдуруп, терроризм, диний әсәбийликниң пәйда болуш, ямриши вә шараитини күчәп йоқатти”.
Хитай һөкүмити ақ ташлиқ китабида уйғур елидә “тәлим-тәрбийә хизмитини қанат яйдурушни вәзийәтниң тәқәззаси” дәп көрсәткән вә “террорлуқ” вә “әсәбийлик” ниң уйғур елидә узун тарихқа игә икәнликини илгири сүргән. Униңда “1940-йилларниң ахиридин башлапла бөлгүнчиләр вә диний ашқунлар пантүркизм вә панисламизм идийәлирини тарқитип, шинҗаңда ‛шәрқий түркистан‚ дәйдиған аталмиш бир диний дөләт қурмақчи болди. Бу күчләр җуңгони бөлүштин ибарәт мәқситигә йетиш үчүн дини радикаллиқни тәрғиб қилип, көп қетим террорлуқ паалийәтлири билән шуғулланди. Йиллардин бери диний әсәбийлик идийәси шинҗаңға үзлүксиз сиңип кирип террорлуқни пәйда қилди” дегәндәк мәзмунлар орун алған.
Хитай һөкүмити бир мәзгил хәлқарада күчлүк тәнқидләргә йол ачқан қайта тәрбийә лагерлириниң мәвҗутлуқини кәскин инкар қилған болса, кейин тактикисини өзгәртип бундақ орунларниң мәвҗутлуқи әмма униң “меңиси зәһәрләнгән” кишиләр өзлүкидин берип тәрбийәлинидиған “ятақлиқ мәктәпләр” икәнликини тәшвиқ қилишни башлиған. Америка-уйғур бирләшмиси рәиси елшат һәсән әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмити тәрипидин елан қилинған бу ақ ташлиқ китабму юқиридики урунушларниң бири, икән. Елшат һәсән әпәнди төвәндикиләрни баян қилди: “бу ақ ташлиқ китабму худди илгирики тәшвиқатлириға охшашла лагерларни бурмилап чүшәндүрүшни мәқсәт қилған. Бирақ, бу ақ ташлиқ китаб арқилиқ хитай һөкүмити бундақ аталмиш ‛тәлим-тәрбийә мәктәплири‚ ниң кәң көләмдә мәвҗут икәнлики вә бу мәктәпләрдә кишиләрниң идийәсини өзгәртиш, меңисини ююштин өткүзүлүватқанлиқини испатлап бәрди. Чүнки униңда тутуп турулуватқан 3 хил кишиләргә ениқлима берилгән”.
Дәрвәқә, хитай дөләт ишлар кабинети ахбарат ишханиси ақ ташлиқ китабида җәнубтики қәшқәр, хотән, атуш вә ақсудин ибарәт 4 җайда дини ашқунлуқ идийәсиниң тәсир вақти бир қәдәр узун вә даириси кәң болғанлиқтин, бу орунларда дини әсәбийликни түгитиштәк вәзийәт тәқәззасиниң башқа җайлардин бәк җиддий болғанлиқини әскәрткән вә бу орунларда қандақ кишиләрниң тутуп турулуватқанлиқиға изаһат берип: “нөвәттә тәлим-тәрбийә бериливатқан кишиләр 3 түргә айрилиду, биринчи түрдикиләр, террорлуқ һәрикәтлиригә, әсәбийлик һәрикәтлиригә қатнишишқа күшкүртүлгән, мәҗбурланған, қаймуқтурулғанлар яки бундақ һәрикәтләргә қатнишиш әһвали йеник болуп, җинайәт шәкилләндүрмигән кишиләр. Иккинчи түрдикиләр, террорлуқ һәрикитигә, әсәбийлик һәрикитигә қатнашқан, реал хәвп-хәтири болған әмма техи реал хәвп-хәтәр ақивити пәйда қилмиған, субйектип қәбиһлики чоңқур болмиған, җинайитини тонуп, пушайман қилип, өз разилиқи билән тәрбийәләшни қобул қилған кишиләр. Үчинчи түрдикиләр болса, террорлуқ һәрикити җинайити, әсәбийлик җинайити бекитилип җаза һөкүм қилинған, җаза муддити тошуп қоюп берилиштин илгири баһалаш арқилиқ йәнила җәмийәткә хәвп-хәтири бар дәп қаралған вә җаза муддити тошуп қоюп берилгәндин кейин орунлаштурулуп тәрбийәләнгән кишиләр” дәп шәрһлигән.
Елшат һәсән әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң бу орунларда “тәрбийәлиниватқанлар” ға бәргән изаһатиму униң қанунсизлиқини көрситип беридикән. Елшат һәсән әпәнди мундақ деди: “хитай һөкүмити немигә асасән, қәйәрдин бекитилгән өлчәмгә асасән кишиләргә террорлуқ вә радикаллиқ билән юқумланған, дәп диагноз қоюватиду? бундақ өлчәм қәйәрдә бар? униң үстигә хитай һөкүмити җаза муддити тошуп қоюп берилгән кишиләрниңму қайта баһалинип тәрбийәлиниватқанлиқини ейтипту. Мана мушуниң өзила униң қанунға әмәл қилмайдиған, қанунсиз һакимийәт икәнликини көрситип турмақта”
Елшат һәсән әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмити ақ ташлиқ китабида “тәлим-тәрбийә орунлири” ни қанунлуқ көрситиш үчүн нурғун мәлумат, нурғун истатестикилардин сөз ачқан туруқлуқ, уйғур ели миқяси бойичә зади қанчә кишиниң бу “мәктәпләрдә” тәрбийә көрүватқанлиқи һәққидә санлиқ мәлумат бериштин йәнила өзини қачурған. Демәк, буму униң бу тәшвиқатиниң сахтилиқини көрситидикән.
Мәзкур ақ ташлиқ китабта диққәт қозғайдиған йәнә бир нуқта болса хитай һөкүмити униңда һәдәп бу орунларниң хитай асасий қануни, террорлуққа қарши туруш қануни вә җинайи ишлар қануни қатарлиқ бир қатар қанунларға уйғун икәнликини илгири сүрүш билән биргә йәнә униң б д т тәрипидин чиқирилған алақидар хәлқаралиқ қанунларғиму пүтүнләй уйғун икәнликини көп қетим тәкитлигән. Шундақла йәнә хәлқаралиқ террорлуқни вә радикаллиқни йоқитиштики муһим тәҗрибә, дегән. Ақ ташлиқ китабта бу һәқтә “шинҗаң тәлим-тәрбийә хизмитини қанат яйдуруп, көрүнәрлик нәтиҗә-үнүмни қолға кәлтүрди, хәлқара җәмийәтниң террорлуққа қарши туруш, әсәбийликни түгитишни қанат яйдуруши үчүн пайдилиқ тәҗрибиләрни тепип чиқти. . . Террорлуққа қарши туруш, әсәбийликни түгитиш күришидә муһим басқуч характерлик ғәлибини қолға кәлтүрди, шинҗаңниң усули хәлқара җәмийәтниң чүшиниши вә һөрмитигә еришишкә һәқлиқ” дейилгән.
Елшат һәсән әпәнди болса хитай һөкүмитиниң нөвәттә өзиниң хәтәрлик техниклири вә һакиммутләқ түзүмини башқа дөләтләргиму експорт қиливатқанлиқини әскәртип, әгәр демократик әлләр буниңға җиддий тәдбир қолланмиған тәқдирдә пүткүл дуняниң зор хәвпкә дучар болидиғанлиқини әскәртти.