Б д т йиғинида уйғур аяллири учраватқан зулум муһим күнтәртипни игилигән

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2023.05.15
bdt-ayallar-kemsitish-opche Б д т аялларни кәмситишкә хатимә бериш комитетиниң 85-нөвәтлик йиғиниға қатнашқан кишилик һоқуқ тәшкилатлири вәкиллириниң хатирә сүрити .2023-Йили 8-май.Җәнвә
RFA/Ekrem

 Б д т ниң аялларни кәмситишкә хатимә бериш комитетиниң йиғинида уйғур аяллири мәсилиси муһим тема болған.

8-Май б д т аялларни кәмситишкә хатимә бериш комитетиниң 85-нөвәтлик йиғини җәнвәдә башланған. Йиғинға һәрқайси дөләтләрниң б д т дики әлчилири, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң рәһбәрлири вә хитай тәрәпниң вәкиллири қатнашқан болуп, йиғинда “хитайдики аялларниң кишилик һоқуқ вәзийитини көздин көчүрүш” асасий тема қилинған.

Д у қ программа йетәкчиси зумрәтай әркин 8-май бу хусуста б д т да өткүзүлгән кишилик һоқуқ органлириниң алдин пикрини елиш йиғиниға қатнашқанда, хитай һакимийитиниң шәрқий түркистанда елип бериватқан ирқий қирғинчилиқ җинайәтлирини һәмдә аялларға қарита йүргүзүватқан туғут чәкләш, мәҗбурий бала чүрүш, җинсий зораванлиқ, җинсий таҗавузчилиқ вә уйғур аяллирини хитайлар билән тойлишишқа мәҗбурлаштәк қилмишлирини паш қилип өткән.

Б д т аялларни кәмситишкә хатимә бериш комитетиниң 85-нөвәтлик йиғинида дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса билән хоңкоңни көзитиш тәшкилатиниң қурғучиси вә иҗраийә рәиси  бенедик рогерс (Benedict Rogers) .2023-Йили 8-май.Җәнвә
Б д т аялларни кәмситишкә хатимә бериш комитетиниң 85-нөвәтлик йиғинида дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса билән хоңкоңни көзитиш тәшкилатиниң қурғучиси вә иҗраийә рәиси бенедик рогерс (Benedict Rogers) .2023-Йили 8-май.Җәнвә
RFA/Ekrem

12-Май күнидики йиғинға д у қ рәис долқун әйса вә д у қ программа йетәкчиси зумрәтай әркинму қатнашқан. Бу йиғинда хитай вәкиллири хитайдики аялларниң һәқ-һоқуқиға даир бир доклатни оттуриға қойған. Мәзкур доклатта хитайдики һәр милләт аяллириниң “бәхт-саадәтлик һаяти мәдһийәләнгән дастан” орун алған.

Долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, хитай вәкиллири доклатни оқуп түгәткәндин кейин, бәзи дөләтләрниң вәкиллири уйғур аяллири учраватқан зулумлар һәққидә соаллар сориған. Хитайлар бу соалларға бәргән җаваблирида, өзлириниң уйғур аяллириға наһайити яхши муамилә қиливатқанлиқлирини тилға елип: “биз уйғур аялларға татлиқ-түрүмләрни пишурушни, тамақ етиш техникилирини өгәттуқ, хитай тили өгәттуқ, уссул ойнашни өгәттуқ” дегәндәк бимәнә сөзлири билән йиғин әһлиниң мәсхирисигә қалған. Униң билдүрүшичә, хитайларниң бу доклати йиғин әһлини қанаәтләндүрәлмигән.

8-Майдин буян б д т дики паалийәтлирини давамлаштуруп кәлгән д у қ программа йетәкчиси зумрәтай әркинниң баян қилишичә, б д т аялларни кәмситишкә хатимә бериш комитетиниң вәкиллири 12-май өткүзүлгән “хитайдики аялларниң кишилик һоқуқ вәзийитини көздин көчүрүш” йиғинида уйғурлар, тибәтләр, хоңкоңлуқлар вә башқа кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәминлигән доклатлар асасида хитай вәкиллиридин көплигән соалларни сориған. Бу соаллар ичидә, 2015-йилидин буян уйғур аялларни мәҗбурий туғмас қилиш сәвәблик барлиққа кәлгән уйғур нопусиниң кемийиш мәсилисиму йәр алған. Униң билдүрүшичә, литваниң б д т дики вәкили хитай һакимийитиниң уйғур аяллири билән хитай әрлириниң той қилишини бир сиясәт сүпитидә иҗра қиливатқанлиқиға даир соалларниму сориған. Бирақ хитай вәкиллири бундақ соалларға я җаваб бәрмигән яки ялған-явидақ кәлимиләр билән көз бояп өтүп кәткән.

Б д т аялларни кәмситишкә хатимә бериш комитетиниң 85-нөвәтлик йиғини 26-майға қәдәр давамлишидиған болуп, алдимиздики күнләрдә мәзкур комитет хитайдики аялларниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә мәхсус бир доклат елан қилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.