Байден һөкүмити хитайниң “шеин”, “тему” ширкәтлиригә зәрбә бериш тәдбирлирини оттуриға қойди

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.09.18
Temu Shein Америка дөләт мәҗлисидә бир қатар муһим мәҗлис әзалириниң қоллап қуввәтлиши билән хитайниң шейн вә тиму қатарлиқ тор парчә сатқучилириға зәрбә беридиған бир қанун лайиһәси тонуштурулған.
Photo: RFA

Байден һөкүмити 13-сентәбир американиң хитайдин импорт қилидиған нәччә он милярд долларлиқ мәһсулатлириға таможна беҗи алидиған тәдбирләрни елан қилған. Байден һөкүмитиниң бу һәрикити һәм америка завутлирини қоғдашни мәқсәт қилса, йәнә бир тәрәптин американиң пирезидент сайлимидин илгири хитайға қаттиқ муамилә қилишни мәқсәт қилиду дәп қаралмақта. Шуниң билән бир вақитта, бу йәнә байден һөкүмитиниң американиң сода “йочуқи” ни “суйиистемал қилиш” билән әйибләнгән хитайниң тор арқилиқ парчә сетиши ширкәтлири шеин вә темуға зәрбә бериш тәдбирлири биләнму мунасивәтлик дәп қаралмақта.

Байден һөкүмитиниң йеңи тәдбиридә (тәклипидә) америка-хитай таможна беҗиға мәнсуп мәһсулатларниң таможна беҗи кәчүрүм қилинип сетилишини чәкләйдикән. Шуниңдәк 800 долларғичә болған посулка (халта) ларниң бурунқидәк тәкшүрүлмәстин вә баҗ қоюлмастин америкаға киришигә йол қуюлмайдикән. Бу, хитайниң шеин, темо ширкәтлириниму көздә тутқаниди. Алақидар мәсулларниң ейтишичә, йеқиндин буянқи 800 доллардин төвән болған малларниң чәттин киргүзүлүп америкада сетилиш миқдарида йүз бәргән партлаш характерлик әһвал асаслиқи хитай билән мунасивәтлик торда парчә сетиш суписи болған “шеин”, “тему” билән бағлинишлиқ икән. Шуңа байден һөкүмитиниң йеңи тәдбириниң зәрбә нишани “шеин” вә “тему” дәп қаралмақта.

Америкадики сиясий анализчи, доктор андерс кор (Anders Corr) байден һөкүмити оттуриға қойған американиң хитайдин импорт қилидиған мәһсулатлардин таможна беҗи алидиған йеңи тәдбирлири һәққидики көз қарашлирини бизгә елхәт арқилиқ ипадиләп мундақ деди:

 “байденниң ‛йочуқ‚ (loophole) ни етиш пилани тоғра йөнилиштики муһим бир қәдәм. Бу пилан узундин буян америка авам палатасида икки партийәниң қоллишиға еришкән болуп, хитайға четишлиқ мәҗбурий әмгәк, фантанил вә адаләтсиз сода адәтлири қатарлиқ һәр хил киризисларни һәл қилишқа бәк кечикип елинған бир тәдбирдур”.

Тәнқидчиләр, һәр күни 4 милйон посулкиниң таможнидин тәкшүрүлмәй өтүшини “йочуқ” (loophole) дәп атиған шуниңдәк болупму, шеин вә темуға охшаш хитайниң әрзан баһалиқ парчә сатқучилириниң бу “йочуқ” тин пайдилинип уйғур мәҗбурий әмгики билән ишләнгән кийим-кечәкләрни биваситә америкалиқларға сетишини әйибләп кәлмәктә. Униң үстигә, бу “йочуқ” нурғун америкалиқларниң җениға замин болуватқан зәһәрлик чекимлик фантанилниң америка базириға халиғанчә киришидики асаслиқ сәвәб дәп әйибләнмәктә.

Америкадики сиясий анализчи гордон чаң (Gordon G. Chang) 800Доллардин төвән қиммәттики посулкиларни тәкшүрмәйдиған һәмдә таможна беҗи алмайдиған сиясәтниң хитайниң шеин вә тему қатарлиқ парчә сатқучилири тәрипидин суйиистемал қилиниватқанлиқини көрситип, “шеин”, “тему” ни дәрһал тақаш керәкликини илгири сүрди. Шуниң билән бир вақитта, американиң 1930-йилдики таможна беҗи қанунини қаттиқ иҗра қилиш керәкликини илгири сүрди. У мундақ деди:

 “байден һөкүмитиниң шеин вә тему қатарлиқ парчә сатқучиларға қарита ‛йочуқ‚ (loophole) ни етиш, йәни 800 долларға йәтмәйдиған посулкиларниң тәкшүрүлгәндин кейинла америкаға киришигә йол қоюш иҗабий бир қәдәм. Америка һөкүмити буни хели бурунла қилиш керәк иди. Буни һәммә адәм билиду. ‛шеин‚, ‛тему‚ сода қаидилирини суйиистемал қиливатиду. Уларни дәрһал тақаш керәк иди. Америка таможнисидики қиммити 800 доллардин төвән посулкиларни тәкшүрүп истемалчиларға сетиш уйғур мәҗбурий әмгики билән четишлиқ мәһсулатларниң алдини елишни мәқсәт қилған. Лекин бу биз ойлиғандәк үнүмлүк әмәс. Америка һөкүмити 2021-йил ‛уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни‚ йолға қойғандин кейин, американиң 1930-йилдики таможна беҗи қануни иҗра қилинишқа башлиди. Йәни уйғур мәҗбурий әмгики билән четишлиқ мәһсулатларниң америкаға кириши қәтий чәкләнди. Пирезидент байдинниң тәдбири мәһсулатларни техиму қиммәтләштүрүп, у мәһсулатларни импорт қилишни техиму қийинлаштуруветиду. Бу йәрдә әң муһим болғини ениқки, биз 1930-йилдики таможна беҗи қанунини қаттиқ иҗра қилишмиз керәк”.

 Буниңдин башқа “шеин”, “тему” ниң америка базирида сетиватқан мәһсулатлири бовақларниң сүт парашоки, түрлүк електиронлуқ мәһсулатлар вә ашхана буюмлири қатарлиқ америкалиқларниң саламәтликигә биваситә четишлиқ мәһсулатларни өз ичигә алидикән. Бу хил реаллиқ “америка истемал мәһсулатлири бихәтәрлик комитети” ни һәрикәткә кәлтүргән. Бу сәвәбтин, америка һөкүмити қармиқидики “америка истемал мәһсулатлири бихәтәрлик комитети” хитайниң “тему” вә “шеин” қатарлиқ торда парчә сатқучи ширкәтлири үстидин тәкшүрүшни башлиған. Мәзкур комитетиниң рәислиридин питир фелдмән (Peter A. Feldman) Вә доглас зияк (Douglas Dziak) 3-сентәбир күни мәхсус баянат елан қилип “шеин”, “тему” қатарлиқ торда парчә сетиш супилирида сетиливатқан малларниң “истемалчиларниң мәһсулат бихәтәрлики қануни” дики маддиларға уйғун яки әмәсликини тәкшүридиғанлиқини билдүргәниди.

Юқиридики сәвәб билән, 100 дин артуқ америка дөләт мәҗлиси әзаси бир нәччә күн бурун йәни 11-сентәбир күни пирезидент җов байденға мәктуп йезип, уйғур мәҗбурий билән ишләнгән кийим-кечәкләрниң америка қирғақлириға йетишигә рухсәт қилидиған “йочуқ” ни етишни тәләп қилғаниди. Йәни “шеин” вә “тему” супилирида америка таможнисидики қиммити 800 доллардин төвән посулкиларни тәкшүрмәсликтин ибарәт “әң төвән чәк” қаидиси бойичә түрлүк маллар тәкшүрмәйла биваситә истемалчиларға сетишни чәкләшни җов байдендин тәләп қилғаниди.

Америкадики рәнд сиясәт тәтқиқат мәркизи (RAND Corporation) истратегийә вә хәвпсизлик мутәхәссиси раймонд ко (Raymond Kuo) байден һөкүмитиниң 13 сентәбир американиң хитайдин импорт қилидиған нәччә он милярд долларлиқ мәһсулатлириға таможна беҗи алидиған тәдбирләрни оттуриға қоюшниң иҗабий қәдәм икәнликини, лекин бу йәрдә әң муһим болғининиң қаидә вә тәдбирләрни иҗра қилиш икәнликини илгири сүрди. У мундақ деди:

 “таможна вә чегра тәкшүргүчиләрниң буларниң һәммисини тәкшүрүши наһайити чоң вәзипә. Байден һөкүмити оттуриға қойған қаидә вә тәдбирләрниң пайдиси болиду дәп қараймән. Әгәр бу тәдбирләр иҗра қилинған тәқдирдә, уйғур мәҗбурий әмгики билән ишләпчиқирилған материялларни тосқили болиду. Бу йәрдә әң муһим болғини қаидә вә тәдбирләрни иҗра қилиш. Бу йәрдә 800 доллардин төвән болған нурғун нәрсиләр импорт қилиниватиду. Буларниң сани һәқиқәтән бәк көп. Бундақ әһвалда болса, америкада йетәрлик таможна вә чегра тәкшүргүчилири барму? буниң һәқиқәтән чоң бир мәмури хизмәт икәнликини билиши керәк? әгәр һөкүмәт бу ишни қилмақчи болса, буниңға сәрп қилидиған мәбләғ нәдин келиду?”

Америкадики сиясий анализчи илшат һәсән әпәнди байден һөкүмити оттуриға қойған америка таможнисида қиммити 800 доллардин төвән посулкиларни тәкшүрүп истемалчиларға сетиш тоғрулуқ тәдбирниң уйғурларға пайдилиқ икәнликини алаһидә тилған елип мундақ деди: “америка-хитай таможна беҗиға мәнсуп мәһсулатларниң алаһидә таможнидин кәчүрүм қилинип америкиға кириши чәкләнди. Йәни йеңи тәдбирдә, 800 долларға йәтмәйдиған посулка (халта) ларниң тәкшүрүлгәндин кейин америкаға киришигә йол қоюши бир тәрәптин америка завут вә ширкәтлирини қоғдаш тәдбири болса, йәнә бир тәрәптин бу, американиң хитайға қарши туруштики истратегийәлик тәдбиридур. Америкада һазир җумһурийәтчиләр партийәси вә демократлар партийәси хитайға қарши йеңи тәдбирләрни вә сиясәтләрни оттуриға қоюватиду. Бу, уйғурлар үчүн яхши вәзийәт”.

Америка һөкүмити 2021-йили 6-айдин башлап “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ға асасән хитайда ишләпчиқирилған вә уйғур мәҗбурий әмгики билән четишлиқ дәп ениқланған мәһсулатларни қара тизимликкә елип, уларниң америка чеграсидин кирип базарға селинишини тосқан болсиму, бирақ америка таможнисиниң қиммити 800 доллардин төвән посулкиларни тәкшүрмәйдиған һәмдә таможна беҗи алмайдиған сиясити хитайниң шеин вә тему қатарлиқ тор арқилиқ парчә сатқучи ширкәтлири тәрипидин суйиистемал қилиниватқанлиқи мәлум болған иди.

 Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси, доктор һенрик шаҗивски (Henryk Szadziewski) ниң қаришичә, байден һөкүмитиниң 13 сентәбир американиң хитайдин импорт қилидиған нәччә он милярд долларлиқ мәһсулатлириға таможна беҗи алидиған тәдбирләрни елан қилишниң муһим сәвәблиридин бири америкадики сайлам билән мунасивәтликтур. У мундақ деди:

 “шеин, тему һәр иккиси тәминләш зәнҗиридә уйғурларни мәҗбурий әмгәк күчи сүпитидә ишлитиватиду дәп әйиблиниватиду. Байден оттуриға қойған тәдбирләр мәҗбурий әмгәккә биваситә хитаб қилмиған болмисиму, лекин бу, ширкәтләрниң бундақ нәрсиләрни әрзан баһада сетишиға йол қоймайду. Әлвәттә, тәминләш зәнҗиридә уйғурларни мәҗбурий әмгәк күчи сүпитидә ишлитиватиду дәп әйибләнгән ширкәтләргә тәсир көрситиду. Немә үчүн байден һөкүмити бу тәдбирни һазир йолға қойиду? америкада сайлам вақти, җумһурийәтчиләр партийәси байден һөкүмитини бу мәсилигә һәқиқий диққәт қилмиди дәп қарайду. Бу (тәдбирниң оттуриға қоюлуши) демократлар партийәсиниң хитайниң иқтисадий адаләтсиз сияситидә қарита хитайға бесим қиливатқанлиқини көрситип бериду”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.