Абдулһекимхан мәхсум уйғурлардики исламий ислаһат һәққидә тохталди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2013.06.26
Abdulhekimxan-mexsum-qerindashliq-uchrishish.jpg 5-Нөвәтлик “дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ” йиғинида абдулһекимхан мәхсум уйғурлардики исламий ислаһат һәққидә тохталди. 2013-Йили 24-июн, истанбул.
RFA/Arslan

5-Нөвәтлик “дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ” йиғини, түркийәниң дүзҗә шәһиригә йеқин әтраптики фәнәрбаһчә путбол кулубиға қарашлиқ меһманханида давам қиливатиду.

5 Күн давам қилидиған йиғинниң биринчи күни 2013-йили 24-июн дүшәнбә күни әтигән саәт 9:00 да рәсмий башланди. Йиғинда алди билән шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан сөз қилип, дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиш йиғининиң 4 йилдин буян оттуриға чиққан хизмәт-паалийәтләр, оттуриға чиққан нәтиҗиләр тоғрисида тохталди. Кейин, йиғин әһли өз-ара тонушуш паалийити елип берилди вә программиға қатнашқан 110 киши бир-бирләп өзини тонуштурди. Қериндашлар ара меһри-шәпқәт вә достлуқ муһити бәрпа болди.

Арқидин йәнә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш назири абдулһәкимхан мәхсум, "исламий ислаһат" дегән темида сөз қилди.

Тәпсилатини аваз улинишидин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.