Булбулқарим-абләт қариһаҗиниң вапати вә җамаәтниң инкаси
2013.04.02
Уйғур хәлқи ичидә “булбулқарим” дәп нам алған мәшһур диний затлиримиздин абләт қариһаҗим 4-айниң 1-күни қәшқәр айродроми билән атуш арилиқидики йолда аптомобил һадисисигә учрап әтигән саәт 8:30 минут өткәндә қутқузуш үнүм бәрмәй қаза қилған. Бу аптомобил һадисисиниң қәстәнликтин яки сәвәнликтин болғанлиқи һазирчә мәлум әмәс.
Атуш тиҗән мәсчитиниң имами болған абләт қариһаҗим тоғрисида игилигән учурлиримизға асасланғанда, мәрһум 13 йешидила қуран саватини чиқирип, наһайити йеқимлиқ авазлири билән қуран тилавәт қилип хәлқниң һөрмитигә еришкәнлики үчүн “булбулқарим” дегән намға еришкән. Кейин тиҗән мәсчитигә имам болған. 1980-Йилларниң оттурилири қолға елинип түрмидә ятқан. Түрмидин чиққандин кейин өз юртида сиқилип, үрүмчигә чиқип кәткән вә пар-пур завути йоли әтрапида олтурақлишип тирикчилик қилған. Мәлуматларда мәрһумниң наһайити көп шагиртларни тәрбийилигәнлики илгири сүрүлмәктә.
Булбулқарим тоғрисида әтраплиқ мәлумати болған германийидики зәбибуллаһ әпәнди зияритимизни қобул қилип, билгәнлири тоғрисида чүшәнчә бәрди. Уйғур зиялийлири вәтән ичидики тор бәтлиридә өзлириниң қайғулирини һәрхил йосунда ипадилимәктә.
Безиләр: “атақлиқ диний алим, бидәткә рәһимсизләрчә от ачқучи шир йүрәк ислаһатчи вә дәвәтчи, 13 яш вақтидила қуран оқуш мусабиқисидә биринчи болуп һәммини қайил қилип булбул намиға наил болған мурәттәп қари абләт қари һаҗим 77 йешида атуш шәһиридә биз билән мәңгүлүк видалашти. Әлвида, әлвида, сөйүмлүк устаз! аллаһ силиниң дин йолида тинимсиз ишлигән хизмәтлирини қобул қилғай! тартқан әрзийәтлиригә катта инам бәргәй, нам-әмәллирини оң тәрәптин берип, ятқан йәрлирини җәннәтул ризванда қилғай, амин!..” дәп язса, йәнә бәзилири: “рәһмәтлик кәскин иди. Бай-гадай демәй растни-раст қилатти. Атуштин башқа шәһәрдин келип тәфсирини аңлап кетидиғанлар интайин көп болуп.... Бәзибир тосқунлуққиму учриған иди” дейишкән. Йәнә безиләр болса, йеқинқи мәзгилләрдин буян диний затларниң арқа-арқидин қазаға учраш әһваллиридин гуманлинип: “това, йеқиндин буян диний алимлиримиздин айрилип қеливатимиз. Атуштин чиққан даңлиқ диний алим рустәм қари һаҗим, текәстә олтурақлишип қалған даңлиқ диний өлима абдулваһап қариһаҗим, әйса қариһаҗим, абләт қариһаҗим.. Дегәндәк мәшһурлиримиз туюқсизла вәқә-һадисиләргә учрап түгәп кетиватиду?” дейиш арқилиқ өзлириниң шүбһилирини баян қилишмақта.
Бүгүн 4-айниң 2-күни мәрһум абләт қариһаҗимниң мейит намизи өзи илгири имам болған атуштики тиҗән мәсчитидә бамдат намизидин кейин чүшүрүлгән. Миңлиған хәлқ бу намазға қатнашқан вә мәрһумниң җәситини башлиридин егиз көтүрүп, узун сәп һасил қилип, һәйвәт билән тупраққа узатқан.