Голландийәдики уйғурлар роза һейтни мәшрәп паалийити билән тәбриклиди

Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2013.08.12

2013‏-Йили 11‏-авғуст голландийәниң һарлим шәһиридики бир мәрикә залида 100 дин артуқ уйғур җәм болуп, айлиқ мәшрәп паалийити билән һейт тәнтәниси паалийитини биргә өткүзди. Паалийәткә белгийәдики уйғур җамаитигә вакалитән 20 гә йеқин меһман кәлди.

Шу йәр вақти 12 дин кәч саәт 8 гичә давам қилған паалийәттә алди билән қуран оқулуп, 7‏-авғуст ақсуда шеһит болған вә яриланған вәтәндашлириға дуалар йоллиған сорун әһли, өзлири әп кәлгән йемәклири билән дастиханлирини толдуруп, полу вә кавап билән ғизаланди. Арилиқтики мувапиқ пурсәтләрдә бәзмә қилишип, усул ойнашти вә юмур, ләтипиләр билән көңүл ечишти.

Мәшрәп паалийитини бәхтияр насир әпәнди тәшкиллигән вә уйғур бирлики тәшкилатидикиләр йеқиндин маслашқан. Амстердам, һалим вә кастриком шәһәрлиридики уйғурларни мәркәз қилған мәзкур паалийәт қизғин алқишқа еришип, кеңәймәктә икән.

Паалийәт тәшкиллигүчи тәрәпниң билдүрүшичә, бу мәшрәп вәтәндики мәшрәпниң бир нусхиси сүпитидә йолға қоюлған болуп, иттипақлиқ, достлуқ вә әхлақ өгиниш асасий мәқсәт қилинған икән.

Зияритимизни қобул қилған белгийә вә голландийәдики иштиракчилар паалийәтниң тәпсилати вә тәрәққияти һәққидә учурлар бәргәндин сирт, өз көз қарашлириниму аңлатти.

Белгийә уйғур җәмийитиниң мәсули абдулмутәллип әпәнди, икки дөләттә яшаватқан уйғурларниң өз-ара достлуқ алақисиниң вә бериш-келишлириниң күчийиши, пүтүн уйғурларниң бүйүк иттипақлиқи үчүн зор әһмийәткә егә дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.