Голландийәдики рамизанлиқ паалийәткә белгийәдики уйғурларму қатнашти
2015.06.30
2015-Йили 27-июн голландийәниң зәйст шәһиридә өткүзүлгән иптарлиқ вә соһурлуқ паалийитигә “белгийә уйғур җәмийити” ниң мәсуллири билән белгийәдики уйғур җамаитиниң вәкиллириму қатнашти.
Бу паалийәтни явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити тәшкиллиди. Паалийәткә голландийәдики уйғурлар аилә әзалири билән биргә иштирак қилди. Қуран кәрим тилавити билән башлинип, дуа билән ахирлашқан иптар вә соһурлуқ паалийитидә уйғурлар вәтинидә шеһит болған қериндашлириға ғайиванә җиназә намизи оқулди. Иштиракчилар рамизанниң пәзиләтлири вә хисләтлик пурсәтлири һәққидә саватлар алди.
Зияритимизгә дахил болғанлар өзиниң ойлиғанлирини радио аңлиғучилиримиз билән ортақлашти.
Белгийә уйғур җәмийитиниң мәсули абдуллам бу қетимлиқ зиярити һәққидә тохтилип: голландийәдики уйғурларниң сетивелиш алдида турған мәзкур паалийәт мәркизиниң ишлириға утуқ тиләш вә рамизанлиқ бәрикәтләрдин бирликтә бәһрилиниш үчүн кәлгәнликини билдүрди вә голландийәдики барлиқ вәтәндашлириға рамизанлиқ салам йоллиди.
Белгийә уйғур җәмийити қурулғандин буян 10 нәччә йиллиқ мусаписидә оттура асиядин вә шәрқий түркистандин кәлгән уйғурлар арисидики достлуқни илгири сүрүш үчүн көп тиришчанлиқ көрситип келиватқан болуп, абдуллаһ әпәнди бу хизмәтлириниң давамлишип турушида асаслиқ рол ойниған амилларниң, мәдәнийәт вә қандашлиқта ортақ болған уйғурлуқ сөйгүси икәнликини тәкитлиди.
Голландийә уйғур бирлики тәшкилатиниң мәсули садиқҗан сәләй әпәнди бу қетимлиқ иптар вә соһурлуқ паалийитиниң яхши өткәнликини дәлиллиди.
Паалийәттә йәнә явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң мәсули әйса қараҗим алдимизда келиватқан 5-июл үрүмчи қирғинчилиқиниң 6 йиллиқи мунасивити билән өткүзүлмәкчи болған намайиш паалийитигә иштирак қилиш һәққидә күчлүк тәвсийәләрдә болди. Мәлум болушичә, мәзкур намайиш паалийити 6-июл голландийәниң дәнһах шәһиридә елип берилиш пиланланған.
Абдусалам нияз әпәнди мәзкур орунниң һазир болғанлиқи үчүн, бу хил паалийәтләрниң мувәппәқийәтлик вә раһәтлик бир шәкилдә елип бериливатқанлиқини ейтип, явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң барлиқ актиплириға рәһмитини билдүрүп өтти.
Явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң мәсуллиридин һүсәнҗан әпәнди бу қетимлиқ паалийәтниң бир қәдәр көләмлик елип берилғанлиқини вә ғайиванә җиназа намизи оқулуштәк тәрәплири билән пурсәтләнгәнликини билдүрди.