Голландийәдики уйғур җамаити “5-июл” қурбанлириға дуа қилди

Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2014.07.08
gollandiye-ramazan-2.jpg “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” голландийәдики уйғурлар намидин диндаш вә қериндаш милләтләргә иптар зияпити бәрди. 2013-Йили 19-июл, голландийә.
RFA/Pidaiy

Уйғур елидә топлишип иптар қилиш вә кечичә түнәп дуа-тилавәт қилиш йосунлири аталмиш “қанунсиз диний паалийәт” дәп чәклиниватқан пәйтләрдә голландийәдики бир қисим уйғурлар бир йәргә җәм болуп опчи иптар қилди вә хитайниң уйғурларға қаратқан чәклимә сиясәтлирини әйиблиди.

Җамаәт мәзкур пурсәттин пайдилинип йәнә “5-июл үрүмчи вәқәси” дә зиянкәшликкә учриған уйғурлар үчүн дуа қилди.

4-Июл җүмә күни кәч голландийәдә яшаватқан бир түркүм җамаәт, аилә әзалири билән биргә келип, явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң мәркизидә иптар қилди.

Шу күни кәч саәт 8 дин башлап әтиси сәһәргичә таәт-ибадәт вә зикир-тәдбирләр билән биргә болған уйғурлар иптар алдида рамизанға мунасивәтлик билимләрдин мәлуматлар алди, андин пүтүн дуня мусулманлири қатарида вәтән ичи-сиртида яшаватқан барлиқ шәрқий түркистанлиқларға һәм дуа қилди.

Зияритимизни қобул қилған садиқҗан сәләй әпәнди: рамизанлиқ бу паалийәттин һәм өзлири бәһримән болғанлиқини һәмдә балилириниң җамаәт тәрбийиси билән йетишип чиқишиға пайдилиқ иш болғанлиқини билдүрди.

Мәзкур җәмийәттин омумий ишлар мәсули иса қариһаҗимдин игилишимизчә, явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити рамзан ейидики паалийәтләрдин вәтәндашларни тәң бәһримән қилиш үчүн һәр һәптиниң ахиридики җүмә вә шәнбә күнлири иптар вә соһурлуқ паалийити орунлаштурған.

Иса қариһаҗим сөзиниң ахирида вәтәндашларға хитаб қилип, бу йәрдә болунуватқан паалийәтләрдин барлиқ вәтәндашларниң тәң бәһримән буливелишини тәвсийә қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.