Голландийәдики уйғурлар түрк қериндашлириға иптарлиқ бәрди
2015.07.10
Голландийәдики уйғурлар 2015 - йили 4 - июл иптардин 5 - июл соһурғичә елип берилған паалийәттә, голландийәдики түрк, ноғай вә босналиқ мусулман қериндашларға иптарлиқ зияпити бәрди.
Паалийәткә голландийәдики “миллий гөрүш” тәшкилатиниң шәрқ вә ғәрб мәсуллири, ноғай түрклири вә босналиқ мухлислар қатнашти. Иптардин илгири өз - ара тонушуш, қериндашлиқни күчәйтиш вә рамизанлиқ пәзиләтләрдин бәһримән болушниң һекмәтлиридин тәвсийиләр аңлитилди.
Паалийәттә, “миллий гөрүш” тәшкилатиниң мәсуллири сөз қилип, уйғурларниң голландийәдә тәлим - тәрбийә ишлири үчүн муқим бир йәр тутуп, әвладлирини өз миллий күлтиридә тәрбийиләшкә әһмийәт бәргәнликини махтиди вә мәзкур орунниң сетивелиниш ишлирида қолидин келидиғанлики ярдәмлирини айимайдиғанлиқини билдүрди.
“қуран кәрим” тилавити, илаһий нахшилар, халис дуалар, намаз вә вәз - нәсиһәтләр билән пүтүн кечини мәнилик өткүзгән уйғурлар өзлириниң һес - туйғулирини радио аңлиғучилиримиз билән ортақлашти.