Әзһәр университетини пүттүргән доктор һәбибулла тохтиниң кесилгәнлики илгири сүрүлмәктә

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.06.09
Hebibulla-Toxti.jpg Доктор һәбибулла тохти, 2016-йили, урумчи.
uyghur.chinaislam.net.cn

Бүгүн аңлиғучилиримиздин бири радийомизға мәктуп йоллап 2015‏-йили әзһәр университетини пүттүргән доктор һәбибулла тохтиниң хитай сот мәһкимиси тәрипидин дөләт бихәтәрликигә хәтәр йәткүзүш билән әйиблинип кесиветилгәнликини мәлум қилди. Мәктупта һәбибулла тохтиниң шинҗаң ислам университетидин оқутқучилиққа тәклип кәлгәнлики үчүн 2016‏-йили йил оттурисида аяли билән бирликтә мисирдин үрүмчигә қайтқанлиқи йезилған. Биз бу йип учиға асасән, үрүмчидики ислам университети вә у тәвә болған үрүмчи бахуляң сақчиханисиға телефон қилдуқ. Игиләнгән учурлар, һәбибулла тохтиниң кесилгәнликини ениқ дәлиллимигән болсиму, шундақ бир еһтималлиқини чәткә қақмиди.

Ислам университети нөвәтчи хадими билән сөһбәт:
Соал: һәбибулла тохти мушу мәктәптә оқутқучилиқ қиламду?
Җаваб: яқ, бурун мушу мәктәптә оқуп, әзһәргә оқушқа кәткән.
Соал: униң кесилип кәткәнлики раст гәпму?
Җаваб: йеқинда қоюп берилипту дәп аңлиған.
Соал: қанчилик болди, сиз бу гәпни аңлиғини?
Җаваб: бирәр айчә болди.
Соал: униң мушу мәктәпкә оқутқучилиққа илтимас қилғанлиқи тоғриму?
Җаваб: шундақ. Бирақ, сиясий тәкшүрүштин өтәлмигәчкә қобул қилинмиған.
Соал: илтимас сунған вақти қачан?
Җаваб: бултур 12‏-айлар, гобавдикиләр алмай туруңлар дегәчкә, бу йил 1‏-айда, башқа 3 оқутқучини қобул қилдуқ.

Үрүмчи шәһири бахуляң сақчихана хадими билән сөһбәт:
Соал: бурун мушу силәрниң тәвәликтики ислам университетида оқуған һәбибулла тохтини силәрниң сақчихана туттиму?
Җаваб: бу әһвални телефонда десәк болмайду, бу мәхпийәтлик, мушу йәргә келиң андин дәп беримиз.
Соал: тутулғанлиқи растму?
Җаваб: у чағда көп адәм тутулған, бу әһвални сақчихана башлиқимиздин сораң.
Соал: һәбибуллани сақчиханиниң башлиқи тутқанму?
Җаваб: паланчини паланчи тутиду дәйдиған гәп йоқ, тизимликтә болғачқа тутулған гәп.
Соал: қачан тутулған?
Җаваб: буни дәп бәрсәм болмайду.
Соал: тутулғанлиқини билисиз болмиса?
Җаваб: һәә.
Соал: өзиңиз у чағда көп адәм тутулди дедиңиз, шу чағ қачан?
Җаваб: бу телефон дело мәлум қилиш телефони, мақул әмисә.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, радийомизға кәлгән мәктупта баян қилинишичә, доктор һәбибулла тохти үрүмчидә сәуди әрәбистанниң әлдик намлиқ тез тамақханисиниң бир шөбисини ачқан. 3‏‏-Дохтурханиниң удулида орун алған бу ашханиниң мулазимити һәққидә уйғур районидики нур торида елан берилгән. Биз мәзкур еландики тамақ заказ қилиш номуриға телефон қилдуқ. Аваз машиниси мәзкур телефонниң пули төләнмигәнлики үчүн тақиветилгәнликини баян қилди. 

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, мәзкур мәктупта доктор һәбибулла тохтиниң 10 йил кесилгәнлики илгири сүрүлгән, юқириқи учурлардин һәбибулланиң кесилгәнлики техи дәлилләнмигән болсиму, шундақ бир еһтималлиқ чәткә қеқилмиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.