2-Нөвәтлик “хәлқаралиқ һиҗаб пасонлири байрими” торонтода мувәппәқийәтлик өткүзүлди
2015.08.26
Канаданиң торонтода шәһиридә өткән һәптә ахири икки күн дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән һиҗаб пасон лайиһиләш саһәсидики даңлиқ лайиһилигүчиләр,тонулған һиҗаб моделлири, ислами йүсүндики кийим-кечәкләрни көргәзмә қилди.
Буни “хәлқаралиқ һиҗаб байрими” дейиш техиму мувапиқ. Чүнки бу байрамға дуняниң һәр қайси җайлиридин 2000ға йеқин қиз аяллар қатнишип, исламчә диний хаслиққа игә кийим-кечәк маркилирини тәрәққий қилдуруш, мусулман аялларға салмақ, сағлам, мәдәний турмуш шәклини тәшәббус қилишни мәқсәт қилған мәхсус темилиқ сөһбәтләргә қатнашти, дәвргә мас вә етиқадиға хас кийиниш, мода еқимиға мас пәрдазлиништин башқа йәнә мусулман аяллириниң һәқ һоқуқлири, инсан һәқлири темилиридики мол мәзмунлуқ тәрбийиләшләргә қатнишип, мусулман аяллириниң һаялиқ әмма көркәм латапитини, етиқади билән тәң пикир әркинликини тәң намаян қилди.
Әркин асия радиоси мухбири болуш сүпитим билән өткән шәнбә вә йәкшәнбә күнлири торонтода өткүзүлгән хәлқара ислам кийим-кечәк саһәсиниң йиллиқ әң чоң лайиһиләш мода көрситиш кәспий йиғиниға, йәни, 2015- йили, 2-нөвәтлик дуня тәсәттур кийим-кечәк лайиһиләш байримиға қатнишишқа муйәссәр болдум.
Байрамниң биринчи бөлики йәни һиҗаб пасонлири мода көрситиш көзгәзмиси, хәвәр бәргинимиздәк торонто япон мәдәнийәт мәркизидә 22- авғуст интайин мувәппәқийәтлик өткүзүлди. Нөвәттә бу алаһидә байрамниң 23- авғуст қисмидики паалийәт хатирилиримизни силәр билән ортақлашмақчи.
Хәлқара сәвийәдики заманиви услубта лайиһәлийәнгән һиҗаб пасонлири модел көрситиши, байрамниң иккинчи күни, йәни 23- авғуст йәкшәнбә күни торонто деңиз саһилида мәхсус орунлаштурулған саяһәт кемисидә давам қилди.
Даңлиқ моделлар кемигә тәклип қилинған алаһидә меһманларға мода һиҗаб пасонлирини көрсәтти, тәклип қилинған даңлиқ һиҗаб образ лайиһилигүчиләрдин әнглийәдин тәклип қилинған сегал, аминә кин қатарлиқ даңлиқ шәхсләр, кийим сәнити, һиҗаб пасонлири, мода еқимлири тоғрисида мәхсус сөһбәт уюштурулди. Образ лайиһилигүчилири вә пасон лайиһилигүчиләр билән иҗтимаий турмуш алақилиридә муслимәләргә хас кийиниш, пәрдазлиништа зөрүр болған техника һәққидә пикир алмаштурди.
Биз хәлқара тәсәттур кийим лайиһиләш байриминиң башқурғучилиридин фатимә бәг ханимни зиярәт қилдуқ:
- Әссаламуәләйкум әләйкүн, байримимизға қәдәм тәшрип қилғиниңлардин бәкму хушал болдум, мән байрамниң башқурғучилиридин бири, әмма, бу байрам торонтодики даңлиқ моделлардин нетика педирниң ислам динини қобул қилғандин кейин, һиҗаб пасонлирини дуняға йүзләндүрүш идийиси вә пилани билән оттуриға чиққан. Бултур тунҗи нөвәтлик байримимизға 1200дин артуқ адәм қатнашқан, бу қетим у сандинму ашқанлиқиға ишинимән. Бу байрам арқилиқ биз дунядики муслимәләр үчүн кийим пасон лайиһилигүчиләргә вә бу саһәдики издәнгғүчиләргә мәйдан вә пурсәт һазирлимақчи вә исламниң гүзәлликини өзимизниң услуби билән таратмақчи, байримимиз ислам дунясиниң, җәмийитимизниңла әмәс һөкүмәтниңму күчлүк қоллишиға еришти. Буниңдин кейин һиҗабимизни йәниму зор байрамлар билән қутлуқлашқа, техиму көп һәдә сиңиллиримиз қатнишишқа несип болғай.
Һиҗаб пасонлиридин, йәни тәссәттүр кийимлиридин модел көрситишкә қатнашқан канададики даңлиқ моделлардин фатима зияритимизни қобул қилип, һиҗаб пасонлириниң дуняға йүзлиниши үчүн хизмәт қиливатқанлиқидин пәхирлинидиғанлиқини билдүрди вә өзиниң уйғурларни билидиғанлиқини гезитләрдин уйғур қизлириниң һиҗаб арталмайдиғанлиқи, роза туталмайдиғанлиқини көрүп хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан диний чәклимилидин толиму бимәнилик һес қилғанлиқини баян қилди вә уйғур қиз аяллириға сәмимий тиләклирини йәткүзүшимизни сориди:
- Һәр қандақ кишиниң өзиниң етиқади билән яшаш һоқуқи бар, уйғур һәдә-сиңилләр, техиму қәйсәр болуңлар, өзүңларға ишиниңлар, бу силәрниң етиқадиңлар, ахирида һәммимиз қилғанлиримиз үчүн җаваб беримиз, шуңа қорқмаңлар....
Саяһәт кемисидики модел көрситиштин кейин у йәнә кийим-кечәктин ибарәт тилсиз, әмма интайин үнүмлүк мәдәнийәт васитиси арқилиқ һиҗаблиқ аялларниң ички гүзәлликини лайиқ пасонлар арқилиқ ипадиләшниң йоллири үстидә муназириләр уюштурулди. Бу һәқтә тәҗрибилирини меһманларға ортақлашқан милйонлиған әгәшкүчилири бар даңлиқ һиҗаб образ лайиһилигүчилиридин сагал вә аминә кин қатарлилқларму бизниң әркин асия радиосидин уйғурларға хәвәр бериватқанлиқимизни аңлап уйғур қизлириға алаһидә салам вә мәдәтлирини йоллиди.