Хотән хәлқи рамизан ейини қандақ өткүзүватиду?
2014.07.18
Мәлум болушичә, хотән хәлқи қатму - қат бесим вә чәклимиләр ичидә бу йиллиқ рамизан ейини өткүзмәктикән.
Радиомиз зияритини қобул қилған кишиләрниң билдүрүшичә, хотән шәһиридики тиҗарәтчиләр йиллардин буян давамлишип кәлгән мәмурий буйруқ бойичә бу йиллиқ рамизандиму ашхана вә тез тамақханилирини ечишқа мәҗбур болған.
Һөкүмәт органлири вә кәспий идариләрдә хизмәт қилидиған уйғур кадирлар коллектип чүшлүк тамаққа орунлаштурулуп, роза тутқан яки тутмиғанлиқи қәрәллик тәкшүрүлгән. Болупму уйғурлар ичидики рәһбирий кадирлар идариләрниң хитай секретарлири алдида су ичиш арқилиқ өзиниң роза тутмиғанлиқини испатлап көрситишкә мәҗбур болған.
Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған, әмма нам - шәрипини ашкарилашни халимайдиған хотәндики бир уйғур кәспий хадим рамизан җәрянида өзи көргән вә билгән әһвалларни баян қилди.
Игилишимизчә, бу йиллиқ рамизан киришниң алдида хотән вилайәтлик мәмурий мәһкимә милләт - дин ишлири комитетидики 18 нәпәр кадир хотән хәлқигә имзалиқ очуқ хәт елан қилип, аталмиш “диний ашқунлуқ” ни қаттиқ әйибләйдиғанлиқини билдүргән.
Мәзкур очуқ хәттә “қуран кәрим” ниң 49 - сүрисидики “иһ, инсанлар! силәрни биз һәқиқәтән бир әр, бир аялдин, бир ата, бир анидин яраттуқ. Өз - ара тонушушуңлар үчүн нурғун милләт вә уруқ қилдуқ” дегән айитини нәқил кәлтүрүп, буни хитай һөкүмитиниң милләтләр иттипақи тәшвиқати үчүн суйиистемал қилишқа урунған.
Очуқ хәттә йәнә мундақ дейилгән: “бир очум диний әсәбий күчләр вә миллий бөлгүнчиләр пәрдә арқисиға мөкүнүвелип, әйнән әһвални уқмайдиған мусулман яшлирини қутритип мусулманлар билән мусулман әмәсләр, уйғурлар билән хәнзулар оттурисида миллий өчмәнлик пәйда қилмақта…”
Мәзкур очуқ хәттә йәнә компартийә вә хитай көчмәнлириниң уйғурларға ярдәм бериватқанлиқи вә зор иқтисадий мәнпәәт йәткүзүватқанлиқи бирқанчә түрләр бойичә тәшвиқ қилинған. Униңда мундақ дейилгән: “ички өлкиләрдин хотәнгә әвәтилгән мунәввәр хәнзу оқутқучилар дәрс мунбиридә үн - түнсиз төһпә қошти. Хәнзу ишләмчиләр аилә вә балилирини ташлап хотәнгә келип йәрликләр қилишни халимайдиған әң җапалиқ ишларни қилди. Хәнзу деһқанлар йәрләрни һөддигә елип, кесәк өйләрдә олтуруп хотән хәлқи йәйдиған көктатларни өстүрди…”
Көзәткүчиләр, мәзкур очуқ хәтни уйғур аптоном районидики һәр дәриҗилик даириләрниң бесими билән уйғур алий мәктәп оқуғучилири, зиялийлири, язғучилири вә карханичилири намида елан қилиниватқан мушу түрдики очуқ хәтләргә охшашла хотәндики һөкүмәт орунлирида хизмәт қилидиған уйғур мәмурларниң сиясий ипадисини синаш мәқситидә яздурулған дәп қаримақта.
Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.