Чәтәлләрдики диний затлар “җуңго ислам тори” һәққидә тохталди
Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2014.08.13
2014.08.13
Йеқинда хитай мәтбуатлирида “җуңго ислам тори”ниң уйғурчә бети алаһидә дағдуға билән елан қилинғанлиқи мәлум болғандин кейин, чәтәлләрдә туруватқан диний зиялийлар бу һәқтә пикир йүргүзүп оз қарашлирини оттуриға қойди. Шунчә йиллардин бери, уйғурлар вәтининиң ичи-сиртида ислам дининиң сағлам әқидисини мәқсәт қилған исламий тор бәтләрниң чәклимигә учрап келиватқанлиқи һәммигә аян туруп, хитай даирилири немә үчүн өзи баш болуп, исламий тор бәт ачти?
Бу һәқтә голландийәдә турушлуқ диний зиялий һүсәйин тәҗәлли әпәнди пикир баян қилди.
Юқиридики аваз улинишидин, голландийәдики ихтиярий мухбиримизниң һүсәйин тәҗәлли әпәнди билән елип барған сөһбитини диққитиңларға сунимиз.