Мисирда уйғур оқуғучиларниң тутқунға учраватқанлиқи мәлум
2017.07.05

Бир қанчә айдин буян хитайниң түрлүк бесимлириға учриған мисирдики уйғур оқуғучиларниң вәтәнгә қайтиш-қайтмаслиқ яки 3-бир әлгә бериш оттурисида изтирап чекиватқанлиқи мәлум болған иди.
Сәйшәнбә күни мисирдики уйғур оқуғучилар радийомизға учур йәткүзүп, йеқинқи күнләрдә мисир сақчилириниң қаһирәдики уйғурлар туруватқан 7-райондики уйғурларни коча доқмушлирида, ашханиларда, бәзилирини өйигә бастуруп кирип, қара-қоюқ тутуватқанлиқи, бәзи сәпәр қилмақчи болғанларни айродромда қораллиқ әскәрләр тутқун қиливатқанлиқи һәққидә мәлуматлар бәрди.
Мисирдики уйғурларниң вәзийитидин хәвәр тапқан уйғур тәшкилатлириму нөвәттә җиддий һәрикәткә кәлгән болуп, улар хәлқараниң җиддий арилишип, мисир вә хитайға бесим ишлитишни тәләп қилмақта икән.
Икки күндин буян мисир сақчилириниң туюқсиз өй ахтурушлири давамида тутқун қилинған уйғурлар һәққидә бир оқуғучидин кәлгән тизимликкә қариғанда, 4-июл күни қаһирә 7-райондин нурәхмәт борһан, абдулһәмид, әнәс қарим, шәһйдуллаһ муһәммәд, ясин ибраһим, абдулқуддуслар шу йәр вақти кәч саәт 7 дә намаз шамдин кийин тутуп кетилгән.
Мисирдики уйғурларниң тутқун қилинғанлиқини хәвәр қилған йәнә бир оқуғучи болса 4-июл күни кәчтә, 7-райондики әсләм уйғур ашханисдин 30 дин артуқ уйғурниң, қара маскилар тақиған қораллиқ мисир сақчилири тәрипидин бирақла елип кетилгәнликини баян қилди.
Һазирғичә мушуниңға охшаш, радийомизға кәлгән, қаһирә сақчилири тәрипидин уйғурлар тамақ йәйдиған ашханилар вә өйләрдин һәмдә қаһирә айродромидин тутулған уйғурлар тизимликидикиләр сани 50 тин ашти вә бүгүнгичә булардин қоюп берилгәнләр һәққидә һечқандақ учур йоқ.
Өзиниң савақдиши вә достлириниң қара-қоюқ тутулғанлиқини, һәтта мисирда турушлуқ иқамити, қанунлуқ рәсмийәтлири толуқ уйғурларниңму тутулуватқанлиқини билгәндин кейин,туруватқан өйини тәрк етип, башқа шәһәргә қечип панаһлинишқа мәҗбур болған бир қиз оқуғучи, сақчиларниң тутқун нишаниниң пәқәт уйғурлар болуватқанлиқини һәмдә қара-қоюқ тутулуватқанлиқини, қаһирәдә қалған уйғурларниң вәзийитиниң интайин җиддийликини, һәммә уйғурниң вәһимә ичидә яшаватқанлиқини инкас қилди.
Мисир мәтбуатлиридин, мисирда йеқинқи айларда террорлуққа қарши алаһидә җиддий һаләт елан қилип, дөләт бихәтәрлики тәкшүрүш хизмәтлириниң вақтини узартқанлиқи вә тәдбирлирини күчәйткәнлики мәлум болсиму, әмма қаһирә сақчилириниң йеқинқи бу икки күндә башлиған туюқсиз тәкшүрүш вә тутқун қилиш һәрикитидә пәқәтла уйғурларни нишанлаватқанлиқи, қаһирәдики бир өзбек кишиниң баянлиридин дәлилләнди. Униң дейишичә, ашханиға туюқсиз бастуруп киргән сақчилар пәқәт уйғурларнила тәкшүрүп, тутуп чиқип кәткән, улар билән тәң олтуруп ғизалиниватқан қазақ, қирғиз вә өзбекләргә чеқилмиған.
Биз, қаһирә сақчилириниң уйғурларға қаратқан бу туюқсиз тутқун қилиш һәрикитиниң сәвәби вә мәқсити һәққидә ениқ мәлумат елиш үчүн, қаһирә сақчи даирилири вә вашингтондики мисир әлчиханилиридин җаваб елишқа тиришқан болсақму, улар һазирғичә инкас қайтурмиди.
Нөвәттә мисирдики уйғурларниң әһвали һәққидә қисмән хәвәрләр вә учурлар шундақла мисирдики балиларниң хәлқара җәмийәттин ярдәм тәләп қилип язған мураҗиәтлириму иҗтимаий таратқулардиму таралмақта, игилишимизгә қариғанда, дуня уйғур қурултийиму мисирдики уйғурлар мәсилиси тоғрисида җиддий тәдбир елишқа башлиған. Бу һәқтә бүгүн дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим зияритимизни қобул қилип, өзиниң һәммидин бәк мисирда тутулған уйғурларниң хитайға қайтурулуп кетишидин әндишә қиливатқанлиқини вә буниң алдини елиш үчүн, һәр қайси уйғур тәшкилатлириға йолйоруқ бәргәнликини һәмдә мунасивәтлик органлар билән көрүшүшкә башлиғанлиқини сөзләп өтти.