Өмәр һаҗим: аллаһ, вәтән милләтниң ишқини барлиқ инсанларниң қәлбигә салғайсән

Ихтиярий мухбиримиз айгүл йүсүп
2013.10.16
Qurban-heyt-namizi-norwegiye.jpg Қурбан һейт намизидин көрүнүш. 2013-Йили 15-өктәбир, норвегийә.
RFA/Aygul

Пүтүн мусулманларниң қәлбини аллаһқа болған йеқинлиққа, инсанлар ара достлуқ, меһри-шәпқәт вә рәһимдиллиққа башлайдиған улуғ қурбан һейтини норвегийәдики уйғурлар пайтәхт ослоға җайлашқан уйғур мәсчитидә хушал-хурам һалда күтүвалди.

Вәтән ичидә уйғурларниң өз диний етиқадиға игә чиқишқа имканийити барғансери кичикләватқан, диний-өрп адәтләр еғир сиясий бесим астида йоқилишқа йүзлиниватқан мушундақ бир пәйттә, норвегийә һөкүмитиниң иқтисади вә мәниви ярдимидә қурулған уйғур мәсчитидә иккинчи қетим қурбан һейт намизи өтәшкә кәлгән уйғурлар аввал алланиң бәргән бәрикитигә андин норвегийә һөкүмитиниң демократик адил түзүмигә рәһмәтлирини ейтти.

Қурбан һейт намизи оқуп болунғандин кейин мәсчит имами турғунҗан қарим намазға кәлгәнләргә қуран кәримидин тәпсирләрни чүшәндүрүп өтти.

Җамаәт вәкиллиридин өмәр һаҗим вәтән, миллитиниң һөрлүки,шеһит кәткәнләрниң ятқан җайиниң җәннәттә бөлиши,инсанларниң инсап-диянитини тиләп дуа қилди.

Бүгүнки қурбан һейт намизида уйғур ели ичидики қериндашларға һейтлиқ саламлар йоллиниш билән бир вақитта йәнә уларниң бәхт-саадити вә әркинлики үчүн узун дуалар қилинди, тәкбирләр ейтилди. Намаздин кейин йеқинда нәшрдин чиққан “уйғурлар ким?” дегән китабчә җамаәткә тарқитилди вә бу китаб һәққидә бәзи тәшвиқат хизмәтлири ишләнди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.