Норвегийәдики уйғурлар қурбан һейт намизини бир йәргә җәм болуп оқуди
2016.09.13

12-Сентәбир күни норвегийәниң Осло шәһиридики уйғурлар Қурбан һейт намизини уйғур ислам мәдәнийәт мәркизиниң орунлаштуруши билән мәзкур мәркизидә бирликтә оқуди.
Өмәр һаҗим намаздин бурун вәз ейтип, һәҗниң мусулманлар үчүн пәрз қилинғанлиқи, қурбан һейт намизини оқуш билән қурбанлиқ қилишниң ваҗип қилинғанлиқи һәққидә чүшәнчә бәрди. У йәнә яшларни өз вәтинини қизғин сөйүшкә, ата-аниларни һөрмәтләшкә, уларниң хизмитини қиливелишқа дәвәт қилди.
Қурбан һейт намизи оқулуп болушиға, җамаәт өмәр һаҗимниң йетәкчиликидә дуаға қол көтүрди. Вәтини үчүн, уйғурларниң миллий вә диний һәқ-һоқуқлири үчүн җенини қурбан қилған шеһитларниң роһиға атап дуа-тилавәтләр оқулди. Хитайниң қараңғу зинданлирида йетиватқан вәтән оғланлири вә уларниң аилә тавабиатлириға аллаһдин сәбир тилиди.
Намаздин кейин, җамаәт бирликтә уйғур ислам мәдәнийәт мәркизи тәрипидин орунлаштурған һейтни тәбрикләш зияпитигә дахил болди.
Норвегийә уйғур ислам мәдәнийәт мәркизиниң мәсули өмәр һаҗим зияритимизни қобул қилип, пүтүн мусулманларниң қурбан һейтини тәбрикләш билән биргә, осло тәвәсидики ата-аниларниң пәрзәнтлирини йеңи ечилған қуран курсиға әвәтип, пәрзәнтлириниң диний вә миллий кимликини қоғдашқа түрткә болушини тәләп қилди.
Норвегийә уйғур комитетиниң рәиси ниғмәт турсун һаҗим бүгүнки һейтлиқ паалийитидин алған тәсиратини аңлатти.
Норвегийәдә яшаватқан тәләт һаҗим зияритимизни қобул қилип, өзиниң норвегийәдики уйғурлар җамаитиниң инақ -иттипақлиқидин мәмнун икәнликини билдүрди.
Норвегийә уйғур ислам мәдәнийәт мәркизи йәнә, норвегийәдики уйғур пәрзәнтләргә һейтлиқ пул тарқитип, сәбийләрниң һейтниң хасийитини билишигә асас салди.