Қирғизистандики уйғурлар рамзан байримини намаз билән күтүвалди
Ихтиярий мухбиримиз турсун ислам
2013.08.09
2013.08.09

AFP Photo
Қирғизистандики ихтиярий мухбиримиз турсун исламниң мәлумат беришичә, 8-авғуст күни сәһәрдә бишкәк шәһириниң шәрқий җәнобиға җайлашқан токүлташ уйғур мәһәллисидики ақ мәсчиткә топланған 2 миңдин артуқ мусулман, җүмлидин уйғурлар мәсчит имами ғуламидин һаҗиниң имамәтчиликидә рамзан байриминиң намизини оқуди.
Җамаәт намаздин кейин дуа қилип, қирғизистан һөкүмитиниң диний әркинлик вәзийитини мәдһийиләп, уйғур елидики мусулманларға қаритилған қаттиқ бастуруш сиясәтлирини әйиблиди.
Тәпсилатини аваз улинишидин аңлиғайсиз.