Шиветсийәдики уйғурлар һейт намизини йеңи мәсчитидә бирликтә оқуди
2016.09.14

Шиветсийәдики уйғурлар қурбан һейт намизини өзлиригә тәвә болған мәсчитидә 12-сентәбир күни шу йәр вақти 7:00 дә бирликтә оқуди.
Қурбан һейт намизиға ситокһолм вә башқа шәһәрләрдә яшаватқан уйғурлардин болуп 150 дин артуқ киши қатнашти.
Уйғур мәсчитиниң имами өмәр мәхсум қурбан һейт намизи хутбисидә қурбан қилишниң һәқ йолда пидакарлиқ көрситиш икәнликини, һечким пидакарлиқ көрсәтмәй, аллаһниң ярдимигә еришәлмәйдиғанлиқини, ибраһим әләйһиссаламниң қуранда сөзләнгән қиссисини баян қилиш арқилиқ җамаәткә ениқ чүшәндүрди.
Қурбан һейт намизидин кейин, җамаәт өмәр мәхсумниң йетәкчиликидә вәтини үчүн, уйғурларниң миллий вә диний һәқ-һоқуқлири үчүн җенини қурбан қилған шеһитларниң роһиға атап дуа-тилавәтләр оқулди. Хитайниң қараңғу зинданлирида йетиватқан вәтән оғланлири вә уларниң аилә тавабиатлириға аллаһдин сәбир тилиди.
Шиветсийәдики уйғур мәсчитиниң бина қилиниши үчүн маддий вә мәниви җәһәттин қоллап қуввәтлигән уйғурлар үчүн уларниң аилисигә бәрикәт, өзлиригә саламәтлик, хатирҗәмлик һәққидә дуалар қилинди.
Зияритимизни қобул қилған уйғур мәсчитиниң имами өмәр мәхсум пүтүн дунядики мусулманларниң һәмдә вәтини ичи-сиртидики уйғурларниң қурбан һейтини мубарәкләш билән биргә, қурбан һейт намизиниң наһайити ғәлибилик оқулғанлиқини аңлатти.
Зияритимизни қобул қилған шиветсийә уйғур маарип уюшмисиниң рәиси абдулла көкяр өзиниң қурбан һейт намизидин һес қилғанлирини баян қилди.
Намаздин кейин өз-ара қол елишип көрүшүп, бир-бирлириниң һейтини мубарәкләшкән җамаәт хушал кәйпиятта һал-муң болушти һәмдә чоңларниң, ағриқ-силақларниң, йитимларниң аилисигә һейт пәтиси қилиш үчүн йүрүп кәтти.