Түркийә айродромда тосувелинған 98 уйғурни җазалимайдиғанлиқи һәққидә ғәйрий рәсмий ипадә билдүргән

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2016.05.18
turkiyede-tutulghan-98-uyghur-hej.jpg Сахта қирғизистан паспорти билән һәҗ сәпиригә маңған 98 нәпәр уйғур тосувелинған истанбул ататүрк айродроми. 2016-Йили 17-май, түркийә.
Social Media

Түнүгүн истанбул ататүрк айродромида тосувелинған һәҗ сәпиридики 98 нәпәр уйғурниң мәсилиси һәққидә түркийәниң алақидар рәһбәрлиригә әһвал мәлум қилған дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди, 98 уйғурниң сахта қирғизистан паспортини қоллинишқа урунуш қилмиши үчүн җазаланмаслиқ еһтималлиқини баян қилди. Алақидар рәһбәрләрниң вәқәниң сәвәби хитайниң диний чәклимиси икәнликини толуқ чүшәнгәнликини вә уйғур һәҗ намзатлириға һесдашлиқ қилғанлиқини баян қилған сейит түмтүрк әпәнди, өзи еришкән ғәйрий рәсмий җавабқа асасән, бу 98 нәпәр уйғурниң түркийә тәрипидин һәқсизлиққа учримайдиғанлиқини илгири сүрди.

Бүгүн түркийә мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, түнүгүн истанбул айродромида тосувелинған һәҗ сәпиридики 98 нәпәр уйғур алдинқи күни хитай паспорти билән үрүмчидин йолға чиққан болуп, буларға айродромда бир гуруһ әткәсчиләр қирғизистанниң сахта паспортини тарқитип бериватқан чеғида байқалған. Әһвал үстидә ениқлаш елип барған түрк сақчилири һәҗ өмикини тәшкиллигән вә йетәклигәнлики илгири сүрүлгән вә сахта паспорт тарқитип бәргән 4 әткәсчини қолға алған. Хәвәрләрдә дейилишичә, һәҗ намзатлири әткәсчиләргә һәр бир сахта паспорт үчүн 2500 явро, айропилан белити үчүн 300 доллар бәргән. Бу һәқтә сәуди әрәбистанда яшаватқан әхмәт мөмин әпәнди мәлумат бәрди.

Түркийә мәтбуатлирида омумйүзлүк һалда диний бесимға учриған уйғурларниң һәҗ ибадитини ада қилиш үчүн һәйран қаларлиқ бир йолни синиғанлиқи тилға елинған; хәвәрләрдә уларниң мунасивәтлик қанун-бәлгилимиләр бойичә хитайға қайтурулуш еһтималлиқи баян қилинған. Әмма әһвални түркийәниң алақидар орунлириға йәткүзгән дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди, түркийә тәрәптин алған ғәйрий рәсмий җавабларға асасән, бу 98 нәпәр уйғурниң җазаланмаслиқ шундақла халиса түркийәдә қелип қелиш вә түркийәдә қелишни халимиса юртиға қайтурулуш еһтималлиқини илгири сүрди.

Түрк ахбаратлирида 98 уйғурни қирғизистанниң сахта паспорти билән тәминлигән әткәсичиләрниң қирғизистан вәтәндиши икәнлики әскәртилгән, әмма уларниң уйғур районидин кәлгән бу өмәкни қандақ тәшкиллигәнлики һәққидә мәлумат берилмигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.