Түркийәдики уйғурлар бу йиллиқ қурбан һейтни қандақ күтивалди?

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2018.08.22
professor-ali-erbash-ependi-uyghur-dua.jpg Түркийә диний ишлар идарисиниң башлиқи, профессор али әрбаш әпәнди мәккиниң арафат дегән җайида қилған дуасида уйғурларни тилға алди. 2018-Йили авғуст.
DiyanetTV

Қурбан һейтниң биринчи күни түркийә диний ишлар идарисиниң башлиқи, профессор али әрбаш әпәнди мәккиниң арафат дегән җайида һәҗ ибадитини биҗа кәлтүриватқан һаҗилар билән биллә қилған дуасида уйғурларни тилға алди.

У дуасида: “биз залимларниң шәрқий түркистанлиқларға қиливатқан зулумини тосалмидуқ, сән тосқин, аллаһим!” деди. У йәнә дуасида мундақ деди: “балилар йетим, анилар балисиз қеливатиду, дадилар чарә тапалмайватиду. Алҗиған залимлар ислам дунясида яманлиқниң үстигә яманлиқ қиливатиду. Қудус ишғал қилиниватиду. Бағдат вә дәмәшқ йәр билән йәксан қилиниватиду. Роһингада, шәрқий түркистанда адәмләр қирғин қилиниватиду, зулумни тосалмидуқ, залимларни тохтиталмидуқ. Аҗизлиқимизни саңа йәткүзүватимиз, бизгә күч-қуввәт бәргин, бигунаһ кишиләрни қутқузғин, худайим, ...”

Түркийә диний ишлар идарисиниң башлиқи мәккидики арафат теғида бу дуани қилғанда түркийә әдлийә министири абдулһәмид гүл әпәнди башчилиқидики бир қисим түркийә рәһбәрлириму нәқ мәйданда бар иди. Түркийә дөләт телевизийәси мәзкур нутуқни нәқ мәйдандин тарқатти. Бүгүн, йәни 21-авғуст күни түркийәниң һәрқайси җайлиридики қурбан һейт намизидиму уйғурлар үчүн дуалар қилинди. Түркийәдә милйонлиған кишиләр өз юртлириға қайтип, уруқ-туғқанлири билән җәм болуп, һейт намизи оқуватқан, вәтини вә миллити үчүн җенини пида қилған шеһитлириниң вә аләмдин өткән йеқинлириниң қәбриси бешида дуа қилип қурбанлиқ қойларни союватқан шу пәйтләрдә түркийәдики уйғурларму бу йиллиқ қурбан һейтни еғир кәйпият илкидә көтивалди. Улар уйғурларниң әнәниси бойичә миллий кийимлирини кийип, һейит намизини оқуп, қурбанлиқлирини союп, аләмдин өткәнләрниң қәбрисигә берип зиярәт қилип, һейт башлиди.

Биз түркийәниң пайтәхти әнқәрә, уйғурлар әң көп олтурақлашқан шәһәрләрдин қәйсәри вә түркийәниң башқа шәһәрлиридә яшаватқан бир қисим уйғурлар билән сөһбәт елип берип, уларниң һейт өткүзүш әһвалини игилидуқ. Улар қурбан һейтни өткүзүватқан болсиму, әмма вәтәндики уруқ-туғқанлири билән алақә қилалмиғанлиқтин вә йеқинлириниң из-дерикини алалмиғанлиқтин көңүллириниң бәкла йерим икәнликини тәкитләшти.

Қәйсәридә паалийәт елип бериватқан “мустәқил шәрқий түркистанлиқлар тәшкилати” ниң муавин рәиси халмурат сүйдүнлү әпәнди бурун кәлгән уйғурлар билән 2014-2015-йиллири тайланд вә малайшия арқилиқ кәлгән уйғурлар бир йәргә җәм болуп һейт намизи оқуғанлиқи, намаздин кейин қәбристанлиқларни зиярәт қилип, өзара һейтлишип, бирлик-иттипақлиқ ичидә һейт өткүзүватқанлиқини баян қилди.

Халмурат сүйдүнлү әпәнди бу йилқи қурбан һейтниң алдинқи йилларға қариғанда төвән кәйпиятта өткәнликини, көплигән уйғур аилилириниң көңүллири йерим һалда һейтни күтүвалғанлиқини, чүнки милйонлиған қериндашлириниң лагерларда қамақлиқ һалда турғанлиқини баян қилди.

Ундақта, түркийәдики уйғурларниң бу йиллиқ қурбан һейтиниң алдинқи йилларға охшимайдиған тәрәплири зади қәйәрдә?

Биз һейтниң биринчи күни мусапир уйғурларниң һейт әһвали тоғрисида мәлумат игиләш үчүн уйғур мусапирлар билән телефон сөһбити елип бардуқ. Түркийәгә кәлгили әмдила бир йил болған уйғур мусапир асийә ханим йолдишиниң вәтәндә түрмидә икәнликини, өзиниң 4 балиси билән қурбан һейтни түркийәдә өткүзүватқанлиқини, әмма йүрәклириниң вәтәндики уруқ-туғқанлирини сеғиниш отида көйүватқанлиқини ейтти. У зияритимиз давамида вәтәндики һейт хатирисини баян қилип өтти.

Асийә ханим йәнә гәрчә әркин дөләттә һейтни яхши өткүзүватқан болсиму, әмма уйғур дияриниң еғир вәзийити түпәйли көңлиниң йерим икәнликини баян қилди.

Түркийәниң пайтәхти әнқәрәдики уйғурларму бу йиллиқ қурбан һейтни уйғурларниң әнәниси бойичә өткүзүватқанлиқини билдүрди. Журналист миркамил қәшқәрли зияритимизни қобул қилип, өзиниң бу йиллиқ қурбан һейт һәққидики тәсиратлирини баян қилди.

Бир йилдин бери түркийәниң кастамону шәһиридә туруватқан волқан буғра әпәнди түркләрниң уйғур мусапирларға ярдәм қилғанлиқини, түркләргә рәһмәт ейтидиғанлиқини, әмма вәтәндики уруқ-туғқанлири билән алақиси үзүлүп қалған болғачқа, көңлиниң бәкла йерим икәнликини билдүрди.

Түркийә уйғур оқуғучилар әң көп дөләтләрдин бири һесаблиниду. Қәһрәманмараштики сүтчү имам университетиниң оқуғучиси ипархан қурбанму зияритимизни қобул қилип, өзиниң бу йиллиқ қурбан һейт тәсиратлирини баян қилди.

Ипархан қурбан бурунқи йилларда вәтинигә қайталмиған болсиму, әмма телефон арқилиқ болсиму ата-аниси билән саламлашқанлиқини, бу йил бу имканийәтниму хитай һөкүмитиниң йоққа чиқарғанлиқини баян қилди.

Кастамону университетиниң оқуғучилиридин субһинур өмәрму зияритимизни қобул қилип, өзиниң уйғур оқуғучилар билән бирликтә һейт өткүзүватқанлиқини баян қилди.

Түркийәниң қәйсәри шәһиридә һазир икки уйғур мәһәллиси бар болуп, буларниң бири 1964-йили түркийәниң қәйсәри шәһири әхмәт йәсәвий мәһәллисигә җайлаштурулған уйғурлардин тәркиб тапқан мәһәллә болса, йәнә бири 2014-2015 йиллирида малайсия вә тайланд арқилиқ кәлгән уйғурлар турушлуқ бәлсин дөләт қорусидур. Бу йәрдики уйғурларниң сани һазир 1500 әтрапида икән. Әнқәрәдә дөләт идарилиридә хизмәт қиливатқан уйғурлар билән уйғур оқуғучилар бар болуп, уларму уйғурларниң өрп-адәтлири бойичә бу йиллиқ қурбан һейтини өткүзмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.