Түркийәдә “хәлқара уйғур тәтқиқати” намлиқ журнал оқурмәнлири билән йүз көрүшти
2013.04.26

Түркийәдә тунҗи мәхсус уйғур тәтқиқати һәққидики алтә айда бир нәшр қилинидиған илмий журнал оқурмәнлири билән йүз көрүшүшкә башлиди.
Тор журнилиниң тунҗи санида баш тәһрирниң “уйғуршунасларға чақириқ” намлиқ хитаби, профессорр доктор алимҗан инайәтниң “уйғурлар шаманлири вә шаман адәтлири”, доктор һаҗи қутлуқ қадириниң “япон тили билән уйғур тили оттурисидики охшашлиқлар”, доктор әсәт сулайманниң “қәшқәр нәшриятчилиқи һәққидә издиниш: қәшқәрдә шивит мисйонерлири тәрипидин нәшр қилинған әсәрләр” намлиқ мақалиси, доктор әркин сидиқниң “алди билән ана тилни өгитишниң зөрөрлүкиниң илмий асаслири” мавзулуқ мақалиси вә доктор нәбиҗан турсунниң “мәһмут қәшқириниң бүгүнки уйғур милләтчиликигә қошқан төһписи” намлиқ мақалиси, бейҗиң мәркизи милләтләр университети оқутқучиси илһам тохтииниң “хитайниң оттура ася дөләтлири билән болған нефит вә тәбий газ һәмкарлиқини күчәйтиштә уйғур райониниң истратегийәлик орниға нәзәр” вә бейкәнт үниверситети оқутқучиси доктор мәғфирәт кемал юнусоғли ханимниң “молла билал назим вә униң дастанлири һәққидә” намлиқ мақалиси қатарлиқ 9 парчә мақалә бесилған. Булардин башқа йеңи нәшр қилинған китаблар тонуштурулған мақалиларму елан қилинған.
Бу мақалиләр дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур вә башқа милләт зиялийлириниң илмий әмгики болуп, уйғурларниң тарихи, тили, әдәбияти, иҗтимаий әһвали вә сиясий вәзийитини өзигә сиңдүргән һалда “хәлқара уйғур тәтқиқати” журнилиниң бир пүтүн гәвдисини тәшкил қилиду.
“хәлқара уйғур тәтқиқати” журнили пүтүн дунядики һәрқайси милләт зиялийлириниң мақалилирини елан қилидиған илмий журнал болуш сүпити билән түркчә, уйғурчә вә ингилизчә үч тилда нәшр қилинмақчи. Тунҗи сани пәқәтла түрк тилида нәшр қилинған болуп, журналниң қануний җавабкари профессор доктор алимҗан инайәттин алған учурларға қариғанда, журналда елан қилинидиған уйғурчә мақалиләрдә түркий милләтләр үчүн түзүлгән транскирипсийон бәлгиси ишлитилидикән. Булардин башқа уйғурчииниң йеңи имласи ишлитилидикән.
Журналниң тәһрир һәйәт гурупписидикиләр төвәндикиләрдин ибарәт:
Қануний җавабкари профессор алимҗан инайәт, баш тәһрир доктор өзгүр ай, тәһрир һәйити доктор нурәхмәт қурбан, доктор әркин әкрәм, доктор әсәт сулайман, профессорр доктор гүләр гүлсәвин, доктор әркин сидиқ, доктор һаҗи қутлуқ қадири, доктор илһам тохти, доктор мәмәттурсун әрдәм, доктор мәғфирәт кемал юнусоғли, доктор әркин әмәт қатарлиқлар. Биз журнал һәққидә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн журналниң қануни җавабкари алимҗан инайәт вә тәһрир һәйити әзаси мәғфирәт кемал ханимлар билән сөһбәт елип бардуқ.
Журналниң тор бәт адреси: http://www.uygurarastirmalari.com/Anasayfa.aspx