Дилшат ришит: “уйғур язғучи, шаирлири елан қилған очуқ хәт мәҗбурий йезилған”

Ихтиярий мухбиримиз еһсан
2014.07.01
urumchi-qoralliq-saqchi-20130630.jpg Үрүмчидә уйғурлар топлишип яшаватқан районларниң кочилириға қоюлған қораллиқ сақчилар. 2013-Йили 30-июн, үрүмчи.
AFP

Өткән һәптә хитай ахбарат торлирида 200 дин артуқ уйғур язғучи, шаир “мәңгү сүкүттә турмаймиз, бу бизниң мәсулийитимиз вә бурчимиз” дегән темида очуқ хәт елан қилған иди.

Бу очуқ хәтни аптоном районлуқ әдәбият-сәнәтчиләр бирләшмисиниң рәиси вә партком муавин секретари азад султан башчилиқида атақлиқ язғучилардин буғда абдулла қатарлиқларниң язғанлиқини тилға елинған иди. Бу хәвәр елан қилинғандин кейин чәтәлдики нурғун уйғур зиялийларниң қаршилиқиға учриған иди.

Биз бу хәвәргә қарита, көз қаришини елиш үчүн дуня уйғур қурултийиниң шиветсийәдә турушлуқ баянатчиси дилшат ришитни зиярәт қилдуқ.

У зияритимизни қобул қилип 200 дин артуқ уйғур язғучи, шаирниң бу темида очуқ хәт елан қилғанлиқиға қарита өз қаришини бундақ баян қилди:
“хитайниң 200 дин артуқ уйғур язғучи, шаирни‏-атақлиқ зиялийлиримизни, уйғурларниң һәқ-һоқуқини тәләп қилиш һәрикәтлирини террорлуқ дәп әйибләшкә мәҗбурлишиниң өзи, хитайларниң уйғурларниң еғзи вә қоли арқилиқ, уйғурларниң адаләт йолида елип бериватқан сиясий һәрикитини йоқ қилмақчи болғанлиқиниң бешарити. Бу зиялийлар өз әркинлики билән әмәс, бәлки өз ичидики нәпритини бесип туруп, аилисиниң бихәтәрликини көздә тутуп хитайниң бу сиясий тәшвиқатиға мәҗбурий қатнишиватиду. 200 Дин артуқ зиялийниң һәммиси дегүдәк өз миллитини сөйидиған, өз тарихини унтумиған, миллитиниң кәлгүсигә үмидвар қарайдиған зиялийлардин болуши мумкин.”

Дилшат ришит сөзидә, хитай тәшвиқатлириниң, бу зиялийлиримизниң намидин пайдилинип тәшвиқат елип бериватқанлиқини, хитайниң булардин пайдилинип тәшвиқат салмиқини күчәйтишиниң өзи, уйғурларниң һазирқи вәзийәттә әркинликкә болған тәлпүнүшиниң күчәйгәнликиниң, хитай даирилириниңму омумйүзлүк зәрбә бериш һәрикитиниң мәғлуп болғанлиқиниң вә уйғурларниң ирадисини сундуралмиғанлиқиниң әмәлий испати дәп көрсәтти.

Хитай даирилириниң уйғурлар үстидин елип бериватқан зәрбә бериш һәрикити җәрянида, бу зиялийларниң өзигә вә аилә әзалириғиму тәһдит елип келиватқанлиқини мисал кәлтүрүп мундақ деди:
“дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханиминиң оғли, қизлириниму телевизорда мәҗбурий анисиға қарши сөзләткән хитай һөкүмитиниң, бу зиялийларниңму, демигән гепини деди дәп елан қилишидин әҗәпләнмәймиз. Гәрчә хитай даирилири уйғурлар үстидин һәр хил шәкилдә зәрбә бериш һәрикәтлирини елип бериватқан болсиму, уйғур хәлқиниң әркинликкә, һөрлүккә интилиш йолида һәргиз тохтап қалмайдиғанлиқиға ишинимиз.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.