Тоқсу чиланда тор ойниған 3 яш қамақта, етизлиқта имам болған бир киши түрмидә
2015.05.28

Тоқсу наһийисиниң чилан кәнт аманлиқ мудириниң паш қилишичә, бултур 22-май әтигәнлик базарға һуҗум қилиш вәқәсидин кейин башланған қаттиқ зәрбә бериш долқуни давамида мәзкур кәнттә 3 нәпәр яш һөкүмәт қанунсиз дәп қариған учурларни билип-билмәй оқуған вә йоллиғанлиқи үчүн тутқун қилинған. Улар нөвәттә тоқсу қамақханида тутуп турулмақта.
Йәнә бу аманлиқ мудириниң ашкарилишичә, мәзкур кәнттики мәмәт тохти исим 37 яшлиқ бир деһқан өзи ишләмчилик қиливатқан етиз бешида 5 кишигә җүмә намизида кинишкисиз һалда имамлиқ қилғанлиқи үчүн қолға елинип 7 йиллиқ кесилгән. Кинишкисиз имамға әгишип җүмә намизи оқуған 5 киши башқа кәнтләрдин болуп, охшимиған дәриҗидә җазаланған.
Хитай мәтбуатлири өткән һәптә, уйғур районида бир йил давам қилған қаттиқ зәрбә бериш һәрикитидә 181 террорлуқ гуруһиниң паш қилинип бир тәрәп қилинғанлиқини елан қилған; бу һәқтә пикир баян қилған дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим хитай террорлуқ билән әйибләп җазалиған кишиләрниң мутләқ көпчиликиниң әркин учур алмаштуруш һоқуқидин пайдиланған тор қолланғучилири икәнликини вә диний етиқади мустәһкәм кишиләрниң нуқтилиқ зәрбә нишани болғанлиқини оттуриға қойған иди. юқиридики аманлиқ мудири тилға алған кишиләр әнә шу долқунда зәрбигә учриғанлар. Мәлум болушичә, чилан кәнти тоқсуниң 19 миң нопуслуқ юлтузбағ йезисидики 17 кәнтниң бири, нопуси 1000 әтрапида, мана бу пакитлар, дуня уйғур қурултийиниң мәзкур мәлуматиниң тоғрилиқини испатлимақта.