Мисирдин қайтқан оқутқучи: вәтәндә 11 йилда сәвәбсиз 8 қетим қамақта яттим
2017.08.08
Уйғур районида 10 йиллардин буян давам қиливатқан қаттиқ зәрбә бериш һәрикәтлиридә уйғур җәмийитидики диний затлар қатлиминиң әң еғир зәрбигә учраватқанлиқи мәлум.
Инкасларда дейилишичә, зәрбигә учраватқанлар ичидә хитайниң сиясәтлиригә қарши һәрикәт қелиштин өзини тартип йүргән йәни еһтият билән яшап йүргәнләрму аз әмәс; шундақтиму булар диний зат болуп қалғанлиқи үчүнла һәр қетимлиқ долқун характерлик һәрикәтләрдә айлап вә йиллап йетишқа мәҗбур болған.
Булардин, нөвәттә түркийәдә яшаватқан, илгири вәтәндики чеғида 11 йилда 8 қетим қамақта ятқан абдулла қараҗим һечқандақ делоға четилмиғанлиқи үчүнла даириләргә пара бериш йоли билән һаятини қамақтин қутқузған.
Мисирдин түркийәгә қайтқан сабиқ оқутқучилардин абдулла қараҗим, өзиниң 3 йилниң алдида вәтәндин айрилип, мисирда туруш имкани болмиғандин кейин вәтәнгә қайтишниң орниға түркийәгә келишиниң сәвәби үстидики сөһбитимиз давамида, өзиниң қамақта йетиш вә қамақтин қутулуш җәряни һәққидә мәлумат бәрди.
Мәлум болушичә, вәтәндә асаслиқи балиларға диний сават бериш билән шуғулланған абдулла қараҗим һәр қетимлиқ қурултай, йәрмәнкә қатарлиқ чоң йиғин вә паалийәтләр мәзгилидә сәвәбсизла тутқун қилинған.
2003-Йилидин 2014-йилғичә 8 қетим тутқун қилинған абдулла қараҗим, 2008-йили олимпик һарписидики тутулушида бир йиллиқ кесилгән вә олимпиктин кейин җаза муддити тошти дәп қарилип қоюп берилгән. Қоюп берилиши үчүн 360 миң сом хәҗләнгән.
Униң һәр қетимлиқ қоюп берилиши, униң уруқ-туғқан, дост-бурадәр вә юрт җамаитиниң даириләргә пара бериши билән әмәлгә ашқан. Абдулла қараҗим өз ана вәтинидә қанунға четишлиқ һечқандақ бир ишқа арилашмиған тәқдирдиму күнигә 1000 сомдәк пул төләп яшиғанлиқини илгири сүрди.
Илгири ениқлашлиримиз давамида хитайниң уйғур районида 10 йиллардин бери нуқтилиқ аилиликләр тизимлики турғузуп, диний затларни контрол қиливатқанлиқидин башқа йәнә, даириләрниң атуш иштачида 6 хил кишиләрни қаттиқ назарәт қиливатқанлиқи, буларниң ичидә вәзиписиз диний затлар вә сабиқ мәһбусларниңму барлиқи ашкариланған иди.
Программиниң тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.