Икки балиси вә бир қошнисиға диний сават бәргән сәйлихан рози 17 йиллиқ кесиветилгән

Вашингтондин мухбиримиз шөһрәт һошур тәйярлиди
2024.12.27
seylixan-rozi-lager-din-ogitish-1920 Мухбиримизниң бу һәқтики ениқлашлири давамида сәйлихан розиниң бир қошнисиғиму 3 күн “қанунсиз диний тәлим бериши” қетилип җәмий 17 йиллиқ кесиветилгәнлики дәлилләнди
Photo: RFA

“конашәһәр сақчи архиплири” да саттар қадир вә йүсүпәхмәт қадир исимлик ака-укиниң қанунсиз диний тәлим алғанлиқи үчүн 7 вә 10 йиллиқтин кесилгәнлики һәмдә бу қанунсиз тәлимни аниси сәйлихан розиниң бәргәнлики қәйт қилинған. Архипта сәйлихан розиниң тутқунда икәнлики баян қилинған болсиму, йил кесими һәққидә мәлумат берилмигән. Мухбиримизниң бу һәқтики ениқлашлири давамида сәйлихан розиниң бир қошнисиғиму 3 күн “қанунсиз диний тәлим бериши” қетилип җәмий 17 йиллиқ кесиветилгәнлики дәлилләнди.

Мәзкур архипта, саттар қадир вә йүсүпәхмәт қадир ака-укиниң анисидин “қанунсиз диний тәрбийә” ни 2004-вә 2008‏-йиллири арисида алғанлиқи, аниси сәйлихан розиниң булардин башқа қошниси яқуп һидайәткиму 2006‏-йили 6-айда 3 күн “қанунсиз диний тәлим” бәргәнлики хатириләнгән. Тутқунда икәнлики баян қилинған сәйлихан розиниң нөвәттики әһвалини, йәни униң “җинайәт” лириниң җазасиниң қандақ болғанлиқини ениқлаш үчүн, биз қәшқәр конашәһәрдики алақидар орган вә шәхсләргә телефон қилдуқ.

Телефонимизни қобул қилған, әмма өзини ашкарилашни халимиған бир хадим, “қанунсиз диний паалийәт” сәвәблик кесилгән сәйлихан розини әслидә конашәһәрниң сайбағ йезисиға нопуслуқ икәнликини ашкарилиди. Биз бу хадим тәминлигән алақә учурлириға асасән, сайбағ йезисидики мәзкур делоға мәсул сақчи хадимиға телефон қилдуқ. Бу хадим сәйлихан розиниң икки оғлиниң 7 вә 13 йиллиқ кесилгәнлики, кесилиш сәвәбиниң болса анисидин “қанунсиз диний тәлим” елиш икәнликини дәлиллиди. Әмма сәйлихан розиниң ақивити һәққидә мәлумат бәрмиди. Делоға қол тиққан йәнә бир хадим, сәйлихан розиниң қошниси яқуп һидайәткиму “қанунсиз диний тәлим” бәргәнлики вә “йәр асти диний оқутуш” қилмиши сәвәблик җәмий 17 йиллиқ кесилгәнликини ашкарилиди.

Нөвәттә түркийәдики бир алюмин завутида инженер болуп ишләватқан 22 яшлиқ нурәли нурахунму дадиси уни 2015-йили 9-айда мисирға оқушқа әвәткәнлики вә 3 айдин кейин юртидики тонушлиридин бириниң 12 яшлиқ балисиниму мисирға оқушқа елип чиққанлиқи үчүн, юртиға қайтқинида 21 йиллиқ кесиветилгәнлики һәққидә гуваһлиқ бәргән иди. Йәнә шу чағдики ениқлашлиримизда, бир пәрзәнтини “қанунсиз динда оқутқан” ларниң 7 йиллиқтин кесиливатқанлиқи, ғулҗа наһийәсиниң қараяғач йезисида 20 йил бурун 3 балисини қуран курсиға бәргән айшәмхан абдулланиң 21 йиллиқ кесилгәнлики дәлилләнгән иди.

Юқирида икки балисиға вә бир қошнисиға диний тәлим бәргән сәйлихан розиниң 2017-йилиниң бешида тутқун қилинип 2018-йилиниң ахири 17 йиллиқ кесилгәнлики һәққидә мәлумат бәрдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.