Долқун әйса “дуня әхлақ мунбири” йиғинида уйғур ирқий қирғинчилиқи мәсилисини аңлатти
2022.08.29

Дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса әпәнди шветсарийәниң портисина шәһиридә өткүзүлгән “дуня әхлақ мунбири” йиғинида хитайниң уйғур ирқий қирғинчилиқи билән дуняға елип келиватқан хәвпини мисаллар билән оттуриға қойған.
26-27-Авғуст күнлири өткүзүлгән мәзкур йиғинға америка, явропа вә асия дөләтлиридин кәлгән һәр саһә, һәр кәсип әһлидин 80 киши қатнашқан болуп, уйғурларға вакалитән дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса билән д у қ яшлар комитети рәиси әркин зунун әпәнди қатнашқан вә уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити тоғрисида мәлумат бәргән.
Зияритимизни қобул қилған долқун әйса әпәнди мундақ деди: “шветсарийәниң портисина шәһиридә чақирилған ‛дуня әхлақ мунбири‚ йиғиниға қатнаштуқ. Дуня уйғур қурултийиниң бу йиғинға алаһидә тәклип бойичә қатнишиши. Дуня уйғур қурултийиниң хадими әркин зунун билән мән қатнаштим. Бу йиғинға америка, латин америкаси дөләтлиридин мексика, аргентина, биразилийә, шуниңдәк йәнә канада, җәнубий африқа, һиндистан вә явропа дөләтлиридин кәлгән сәксәндин артуқ кишилик һоқуқ паалийәтчилири, адвокатлар, сәнәткарлар, журналистлар вә язғучилар қатнашқан. Мәзкур йиғин һәр саһә, һәр кәсиптики кишиләрниң муһим учришишидур”.
Долқун әйса әпәнди, шиветсарийә һөкүмити билән шиветсарийәдики бәзи аммиви тәшкилатлар бирликтә уюштурған мәзкур “дуня әхлақ мунбири” йиғинида нуқтилиқ һалда қандақ қилғанда келәчәктә гүзәл дуня бәрпа қилиш мәсилиси тоғрисида музакирә елип берилғанлиқини илгири сүрүп мундақ деди: “бу йиғинда дунядики охшаш болмиған мәдәнийәтләр өзара тонуштурулди. Йиғин, адәмләр дуняни, һавани вә суни булғаватқан, нурғунлиған яхши адәт вә әхлақлар бузғунчилиққа учраватқан бүгүнки күндә, буларни қандақ қилип қоғдап қалғили болиду?, қандақ қилғанда гүзәл бир келәчәк бәрпа қилғили болиду? дегәндәк бир йүрүш мәсилиләр тоғрисида пикир алмаштуруш, чүшәнчә һасил қилиш, өзара тәҗрибә алмаштуруш шәклидә өткүзүлди”.
Долқун әйса 27-авғуст күни шветсарийәниң рондо сарийида дағдуғилиқ өткүзүлгән йепилиш мурасимида нутуқ сөзләп, хитайниң уйғур кимликини, мәдәнийитини йоқ қилиш үчүн қандақ ирқий қирғинчилиқ елип бериватқанлиқини, хоңкоңда, тәйвәндә демократийәни йоқ қилиш үчүн немиләрни қиливатқанлиқини, булардин сирт хитай компартийәсниң дуняниң бихәтәрликигә қандақ хәвпләрни елип келиватқанлиқини оттуриға қойған. У бу һәқтә тохталди.
Долқун әйса әпәнди билән бирликтә йиғинға иштирак қилған дуня уйғур қурултийи яшлар комитети рәиси әркин зунун әпәнди, икки күн җәрянида “уйғур ирқий қирғинчилиқи” мәсилисиниң аңлитилғанлиқини, йиғин әһлиниң бу һәқтә наһайити яхши инкас қайтурғанлиқини билдүрди.
Д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, шиветсарийә һөкүмитиниң қоллиши астида өткүзүлгән “дуня әхлақ мунбири” намлиқ йиғин, бундин кейин һәр икки йилда бир қетим чақирилидикән.