Д у қ аяллар комитети 8-март күни уйғур аяллириниң роли һәққидә тор сөһбәт йиғини өткүзди

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2025.03.10
Д у қ аяллар комитети 8-март күни уйғур аяллириниң роли һәққидә тор сөһбәт йиғини өткүзди
Photo: RFA

8-Март, дуня уйғур қурултийи аяллар комитети “аяллар йерим дуня - уйғур аяллири унтулмисун” дегән темида тор сөһбәт йиғини өткүзүп уйғур аяллириниң ойниған роли һәққидә тохталди. Бу сөһбәт йиғиниға дуня уйғур қурултийи муавин рәиси зумрәтай әркин, голландийәдики лагер шаһити қурултай иҗраийә комитети муавин рәиси қәлбинур сидиқ, аяллар комитети рәиси бәхтинур абдуреһим вә қурултай яшлар комитети рәиси, шивейтсарийә уйғур җәмийити рәиси ризванай илһамлар қатнашқан.

Д у қ аяллар комитети өткүзгән “аяллар йерим дуня - уйғур аяллири унтулмисун” темисидики тор йиғинида д у қ ниң муавин рәиси зумрәтай әркин йиғинда сөз қилмақта. 2025-Йили 8-март.
Д у қ аяллар комитети өткүзгән “аяллар йерим дуня - уйғур аяллири унтулмисун” темисидики тор йиғинида д у қ ниң муавин рәиси зумрәтай әркин йиғинда сөз қилмақта. 2025-Йили 8-март.
RFA/Hebibulla Izchi

Бу йиғинда уйғур аяллириниң тарихтики ролини, һазирини әсләш вә әслитиш, еғир вәзийәттиму үмидини йоқатмаслиқ вә һәмкарлишип илгириләшни тәкитләш асасий тема қилинди. Йиғинда зумрәтай әркин уйғур аяллириниң миллий роһини урғутуп, уйғур аяллирини орнидин дәс турғузуш, дәва ишлириға актип қатнишишини илгири сүрүш һәм муһаҗирәттә уйғур аяллириниң авангартлиқ ролини җари қилдурушни тәкитлиди.

Д у қ аяллар комитети өткүзгән “аяллар йерим дуня - уйғур аяллири унтулмисун” темисидики тор йиғинида қурултай аяллар комитети рәиси бәхтинур абдуреһим сөз қилмақта. 2025-Йили 8-март.

Бу йиғинда дуня уйғур қурултийи аяллар комитети рәиси бәхтинур абдуреһим “уйғур аяллириниң һәр бир тарихий дәврдики роли вә уларниң әһмийити” һәққидә сөз қилип, уйғур аяллириниң һазир тарихтики әң хирисқа дуч кәлгән бир дәврни баштин кәчүрүватқанлиқини, уйғур аяллириниң лагерларға яки түрмиләргә солинип мәҗбурий әмгәккә селиништәк қисмәтләргә дучар болуватқанлиқини, әмма бир қисим авангарт ханим-қизларниң муһаҗирәттә өзиниң миллий бурчини ада қилиш үчүн һәр саһәдә актиплиқ билән паалийәт елип берип мәвҗутлуқ үчүн күрәш қиливатқанлиқини тәкитләп өткән. Бу мунасивәт билән радийомизниң зияритини қобул қилған бәхтинур абдуреһим өзиниң бу һәқтики көз қаришини радийо аңлиғучилар билән ортақлишип өтти.

Д у қ аяллар комитети өткүзгән “аяллар йерим дуня - уйғур аяллири унтулмисун” темисидики тор йиғинида қурултай яшлар комитети рәиси, шивейтсарийә уйғур җәмийити рәиси ризванай илһам сөз қилмақта. 2025-Йили 8-март.

Лагер шаһити вә дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети муавин рәиси қәлбинур сидиқ бу йиғинда, өзиниң хитай җаза лагерида көргәнлири, уйғур аяллириниң у лагерларда учрайдиған паҗиәлик қисмәтлири, уларниң лагерларда хитай һөкүмити тәрипидин тәҗрибә буюмиға айландурулуп тәҗрибә чашқининиң орнида муамилә қилинғанлиқи вә аялларниң лагерларда басқунчилиқ, қийин-қистақ, еғир әмгәкләргә селинидиғанлиқидәк ечинишлиқ тәқдирини әсләп өтти.

Зияритимизни қобул қилған қәлбинур сидиқ “8-март, дуня аяллириға байрам болса, уйғур аяллириға давамлиқ қараңғу зиндан болмақта” дәп бу һәқтики қарашлирини ортақлашти.

Д у қ аяллар комитети өткүзгән “аяллар йерим дуня - уйғур аяллири унтулмисун” темисидики тор йиғинидин көрүнүш. 2025-Йили 8-март.
Д у қ аяллар комитети өткүзгән “аяллар йерим дуня - уйғур аяллири унтулмисун” темисидики тор йиғинидин көрүнүш. 2025-Йили 8-март.
RFA/Hebibulla Izchi

Қурултай яшлар комитети вә шивейтсарийә уйғур җәмийитиниң рәиси ризванай илһам, уйғур аяллириниң дипломатийәдики роли һәққидә тохтилип, нөвәттә шәрқий түркистан давасида актиплиқ билән хизмәт қиливатқан, дуня уйғур қурултийи тәркибидики аял вәкилләр вә уларниң роли һәққидә тохтилип, техиму көп ханим-қизларниң уйғурларниң миллий давасиға қатнишишиниң муһимлиқини тәкитләп өткән. У радийомизниң зияритини қобул қилип “ғәрб дунясидики аялларға мунасивәтлик сиясәт вә қаидә-қанунлардин үнүмлүк пайдилинип, нөвәттә уйғур аяллири дуч келиватқан бу қисмәтни дуня җамаәтчиликигә билдүрүш” ниң муһимлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.